Японийә журнили: түркийәдики хитайға қарши давамлишиватқан намайишларниң сәвәблири

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.07.20
yaponiye-turkiye-namayish-heptilik-hewer-maqale.jpg Японийәниң “һәптилик хәвәрләр журнили”ниң “түркийәдики хитайға қарши давамлишиватқан намайишларниң сәвәблири” намлиқ сиясий анализ мақалиси
RFA/Haji Qutluq Qadiri


Японийәдә нәшр қилинидиған “һәптилик хәвәрләр журнили”ниң бу айдики санида “түркийәдики хитайға қарши давамлишиватқан намайишларниң сәвәблири” намлиқ сиясий анализ мақалә - иси елан қилинди.

Мақалидә, түркийәдики хитай әлчиханиси вә консулханилириниң шу йәрдә туруватқан вә шундақла саяһәт - зиярәттә болуватқан хитай пуқралириға алаһидә уқтуруш тарқитип,хитай пуқралириниң өз бихәтәрликигә диққәт қилишини җекилигәнлики әскәртилип,“хитай пуқралириға бу хилдики бихәтәрлик сигналлириниң берилишидики сәвәб, түркийәдә үзлүксиз давамлишиватқан хитайға қарши намайиш вә һәрикәтләрдур” дейилгән.

Истанбулдики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән көлими бир қәдәр зор болған вә шундақла хитай тәрәпни алаһидә алақизадә қиливәткән бу намайиш мақалидә алаһидә тилға елинип,“түркләрниң бу хилдики хитайға қарши намайишларни елип беришиниң сәвәби, улар өзиниң қериндашлири болған хитайниң уйғур аптоном районида яшайдиған сәккиз милйондин артуқ уйғурниң һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүндур” дәп көрсәткән.

Мақалидә,“түркләр билән қандаш болған, охшаш бир диндики уйғурларниң давамлиқ һалда хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлириға учрап, һәқ - һоқуқлириниң қаттиқ дәпсәндә қилиниши шундақла дәһшәтлик азап - оқубәтләргә учриши, түркләрниң ғәзипини өрләтти, болупму йеқинда уйғур елида рамизан ейида роза тутушни чәкләш һәрикити түркләрниң хитайға қарши намайиш елип беришиға асаслиқ түрткә болди” дейилгән.

Хитай әлчиханиси вә консулханлири алдида өткүзүлгән бу хил намайишларда намайишчилар хитайниң байриқини көйдүрүп, хитай рестуранлириниң пәнҗирилирини чеқивәткәнлики илгири сүрүлүп, һәтта намайишчиларниң уқушмастин корийәлик бир саяһәтчини хитайға охшитип һуҗум қилғанлиқиму мақалидә тилға елинған.

Мақалидә хитай һөкүмити түркийәдә йүз бәргән намайишлардин кейин хәлқара җәмийәткә өзини ақлап, уйғурларниң нормал һалда роза тутуватқанлиқини, бейҗиң һөкүмитиниң уларға диний җәһәттин яхши муамилиләрдә болуватқанлиқини көп қетим тәкитлигән болсиму, бирақ хитайниң бу тәшвиқатлириниң хәлқара җәмийәтни қайил қилалмиғанлиқини, сәвәби уйғур елида аллиқачан йүргүзүлүватқан ханим - қизларниң яғлиқ чегиш, әркәкләрниң сақал - бурут қоюш, җүмлидин роза ейида уйғурларниң омумийүзлүк роза тутушидин ибарәт барлиқ диний паалийәтлири чәклимигә учрап, буниңға хилаплиқ қилғанларниң қаттиқ җазаға учраватқанлиқидин дуня җамаитиниң хәвәрдар икәнликини билдүргән.

Мақалидә 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл қирғинчилиқида икки йүз нәпәр уйғурниң қәтлиам қилинғанлиқи тилға елинип, шундин ибарәт та һазирғичә уйғурларниң түрлүк баһанә - сәвәбләр билән әйиблинип сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлүватқанлиқини баян қилған.

Мақалидә аптор уйғур елида хитайлар билән уйғурлар арисидики зиддийәтниң күндин - күнгә кәскинлишиватқанлиқини, болупму 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқидин буян икки милләт арисидики тоқунушларниң барғанчә күчийип кәткәнлики сәвәбидин, хитай һөкүмити бу райондики хитай пуқралириниң аманлиқини көзләп уйғурлар үстидин шиддәт билән бастуруш елип бериватқанлиқини алаһидә әскәртип өткән. Мақалидә йәнә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқини әйни вақиттики түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң “ирқий қирғинчилиқи” дәп атап, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблигәнлики шундақла хитай зулумидин қечип түркийәгә барған уйғурларниң түркийә пуқралиққа асанла қобул қилиниватқанлиқи һәққидә қисқичә тохталған.

Мақалидә “хитай һөкүмити изчил һалда түркийә җумһурийитини шәрқий түркистан мәсилисини қоллаватиду дәп тәнқидләп келиватқан болсиму, әмма түркийә һөкүмити уйғурла мәсилисидә пәқәтла мәйданини өзгәртмигән һалда тохтимай хитайни әйибләп келиватиду” дегән. Түркләр билән уйғурларниң қериндашлиқи тоғрисидиму мақалидә тарихий нуқтидин қисқичә мәлуматлар берип өтүлгән.

Ахирида зияритимизни қобул қилған хитайдики милләтләр ишлири тәтқиқатчиси йүки ханим түркләрниң уйғурлар үчүн елип барған хитайға қарши намайишлири һәққидә тохтилип мундақ деди:

- Уйғурларниң үзлүксиз һалда зулумға учраватқанлиқиға чидимиған түркийә хәлқи өз қериндашлири үчүн намйишларни елип берип өз һесдашлиқини билдүрди.Бу қетим ялғуз түркийәдила әмәс, бәлки пүткүл явропада елип берилған түркләрниң хитайға қарши намайиши хитайни қорқутупла қалмай, бәлки дуняни тәврәтти.

Йүки ханим сөзидә йәнә:“әгәр уйғурларниң оттура асия җумһурийәтләрдики қериндашлириму түркләр кәби орнидин дәс туруп уйғурлар үчүн бу хилдики намайишларни елип барса, у чағда әһвал башқичә болатти. Түркләр һәққиқәтән бу қетимқи намайишлири арқилиқ уйғурларниң игисиз милләт әмәсликини дуняға йәнә бир қетим җакарлиди” деди

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.