Японийә билән хитайниң 50 йиллиқ “шерин ай мунасивити” йәнә давамлишамду?

Мухбиримиз җәвлан
2022.10.03
shinzo-abe-shi-jinping-osaka.jpg Японийәниң сабиқ баш вәзири шинзо абе хитай рәиси ши җинпиңни сөзгә тәклип қилған көрүнүши. 2019-Йили 27-июн, осака, японийә.
AP

Бу йил японийә билән хитай мунасивитиниң нормаллашқанлиқиниң 50 йиллиқи болуп, бу мунасивәт билән японийәниң милләтчи еқимидики “японийә алға” (Japan Forward) тори баш мақалә елан қилип, әгәр хитай коммунист һөкүмити японийә билән болған мунасивитини яхши бир тәрәп қилалмиса, японийә-хитай достлуқиниң қуруқ гәп болуп қалидиғанлиқини оттуриға қойған.

Бу мақалидә қәйт қилинишичә, “соғуқ мунасивәтләр уруши” дәвридә японийә билән хитай өзара мунасивитини яхшилап, совет иттипақиға бирликтә тақабил турмақчи болған. японийә уруштин кейинки җараһәтни сақайтмақчи болуп, хитайға нурғун ярдәм бәргән. Әмма хитай 80-йиллардин кейин америка вә японийәниң иқтисад, техника ярдимидин пайдилинип тәрәққий қилип, һәрбий күчини һәссиләп ашуруп, америка билән японийәгә тәһдит пәйда қилишқа башлиған. Хитайниң японийәгә тәвә сенкако арилини өзигә тәвә қиливелишқа урунуши буниң әң типик мисали икән. Хитайниң җәнубий деңиздики кеңәймичилики вә иғвагәрчилики, тәйвәнгә тәһдит селиши қатарлиқларму японийә билән хитайниң мунасивитини яманлаштуруватқан сәвәбләр икән. Шуңа японийә америка башчилиқидики “4 дөләт иттипақи” ға кирип, австралийә, һиндистан қатарлиқ дөләтләр билән бирликтә хитай тәһдитигә қарши ортақ күч шәкилләндүргән.

Японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси илһам мәһмуд зияритимизни қобул қилип, японийә парламентидики бәзи консерватип вәкилләрни һесабқа алмиғанда, көп сандикилириниң хитай билән яхши өтүш тәрәпдари икәнликини билдүрди. У йәнә японийә һөкүмитиниң тәйвәнгә келиватқан тәһдитни өз мәнпәәтигә биваситә тәһдит дәп қарайдиғанлиқини, уйғурлар мәсилисини пәқәт хитайниң бесимиға тақабил туруштики бир козир қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Мақалидә мундақ дейилгән: “японийә хитайниң тәрәққий қилиши үчүн тәхминән 25 милярд доллар ярдәм қилди, хитай һөкүмити бу ярдәмни хушаллиқ билән алған билән, өз пуқралири алдида уни түзүк етирап қилғини йоқ. Хитай дуняға өктәмлик қилидиған позитсийәсини, шундақла өз ичидики кишилик һоқуқ зораванлиқини өзгәртиши керәк. японийәму йиллардин бери дуняға тәһдит селип келиватқан бу ялмавузни (хитайни) немишқа беқип сәмритип қойғанлиқи үстидә обдан ойлиниши керәк”.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси раймонд ко (Raymond Kuo) японийә билән хитайниң 50 йиллиқ мунасивити вә кәлгүси тәрәққияти һәққидә тохтилип мундақ деди: “соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә вә 90-йилларда японийә тәрәққий қилған дөләт, хитай тәрәққий қиливатқан дөләт дәп қарилатти, японийә хитайға иқтисадий ярдәм берип кәлгән. Әмма һазир вәзийәт өзгәрди, хитай тәрәққий қилған дөләт дәп қарилишқа башлиди. Униңдин башқа, хитай өзиниң һәрбий күчини күчәйтип, японийә вә башқа дөләтләргә тәһдит селишқа башлиди. Шуниң билән, японийәниң хитайға болған қаришиму өзгирип, уни сиясәттә дост, содида мәнпәәтдар дөләт қатарида әмәс, бәлки риқабәтчи қатарида көрүшкә башлиди”.

Мақалидә көрситилишичә, хитайдәк мустәбит бир коммунист дөләтниң дуня сода тәшкилатиға кириши түптин хата болған, хитай таки америка президенти доналд трамп чиқип таможна беҗини өстүргәнгә қәдәр хәлқара сода қаидилиригә әмәл қилмай кәлгән. Униңдин башқа хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә мәҗбурий әмгәк мәсилисиму японийә сәл қариялмайдиған муһим мәсилә икән.

Илһам мәһмуд әпәнди японийә ширкәтлириниң америка қойған чәклимигә әмәл қилиш үчүн мәҗбурий әмгәккә четишлиқ японийә ширкәтлирини тәкшүрүштин өткүзидиғанлиқини, әмма турмушқа мунасивәтлик буюмларни хитайдин импорт қилишта өз алдиға иш тутидиғанлиқини билдүрди.

Тәтқиқатчи раймонд кониң қаришичә, японийәму башқа шәрқий җәнубий асия әллиригә охшашла америка билән хитай мунасивәтлириниң оттурисида талаш-тартишта қелишни халимайдикән. У бу һәқтә мундақ деди: “наһайити рошәнки, америкиниң бу райондики һәрбий күчи әң күчлүк. Әмма хитай бу райондики дөләтләрниң әң чоң сода шерики. японийәму хитай билән болған мунасивәттә, иқтисадтин ибарәт бу нуқтини тутувалған. Улар америкиниң һәрбий күчи тәминлигән хәвпсизлик билән хитай тәминләйдиған мәнпәәткә тәңла еришишни ойлайду, шуңа америка билән иттипақ қурди. Америка у җайда өз нопузини тикләймән десә, у дөләтләрдә әскирий қисимлиринила турғузуп қалмай, сода вә иқтисад бөлүмлириниму қуруши керәк”.

“японийә алға” таратқуси японийәдики әң чоң таратқуларниң бири болуп, 10-айниң 1-күни тор бекитиниң баш бетидә “уйғурларни өлтүрүш, қийнаш вә басқунчилиқ қилиш хитайда һәр күни йүз бериватқан дәпсәндичилик” намлиқ мақалә елан қилған. Мақалидә йеқинда ню-йорктики йорк хантир университетида өткүзүлгән, хитайдики җинайәтләрни тема қилған тор муһакимә йиғининиң мәзмуниға асасән “ирқий қирғинчилиқ” ниң пәқәт нәзәрийәла әмәс, уйғур районида һәқиқәтән йүз бериватқан реаллиқ икәнликини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.