Японийә елан қилинған “уйғурларниң қисас елиш йоли” намлиқ мақалә һәққидики инкаслар

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.01.05
qeshqer-saqchi-herbiy-kocha-charlash.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң коча чарлап йүргән көрүнүши. 2014-Йили 23-июл, қәшқәр.
ImagineChina

Японийәдә елан қилинған “уйғурларниң қисас елиш йоли” намлиқ чатма мақалә һәққидә тохталған бир қисим көзәткүчиләр мақалиниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитини японийә оқурмәнлиригә тоғра билдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди вә хитайни уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртишкә чақирди.

Мақалә 3-январдин башлап японийәдики нопузлуқ мәтбуатлардин бири болған “майничи шинбун” гезитидә елан қилинған болуп, мақалини мәзкур гезитиниң хитай мәсилилири мухбирлири бирләшмә гурупписи қәләмгә алған.

“уйғурларниң қисас елиш йоли” намлиқ мақалиниң баш қисмида хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қуруш истратегийәсигә нөвәттә сүрийәдики ички уруш вә оттура шәрқтики үзлүксиз яманлишиватқан сиясий вәзийәтниң бәлгилик дәриҗидә тосалғу болуватқанлиқи, әгәр оттура шәрқтә бу хил вәзийәт давамлишивәрсә ши җинпиңниң бу пилани хитай дөлити ойлиғандәк иқтисадий нәп елип келидиған йол болмастин, бәлки хитай үчүн техиму хәтәрлик болған бир уруш каридориниң шәкиллиниш хәвпидин бейҗиң даирилириниң әндишә қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалидә: “сүрийәдә һәрбий тәлим еливатқан уйғурлар хитайниң өз тупрақлирида елип бериватқан бастуруш һәрикәтлиригә толиму нәпрәтлиниду” дейилгән.

Биз мәзкур мақалә һәққидә бәзи бир учурларға игә болуш үчүн токйодики “майничи шинбун” гезитиниң тәһрир бөлүмигә телефон қилған болсақму, мәсул мухбир өзиниң һазирчә биз сориған соалларға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Мақалиниң кейинки қисмиға болса хитайдин шәрқий җәнубий асия әллиригә йошурунчә қечип чиқип кейин түркийәгә келип йәрләшкән һазир истанбулда яшаватқан абдулла, абдуқадир, абдуразақ қатарлиқ үч нәпәр яш билән елип барған сөһбәт хатириси берилгән.

Сөһбәт хатирисидә алди билән һазир истанбулда яшаватқан абдулла исимлик уйғурниң 2013-йили қәшқәрдин чиқип, лаос, тайланд, малайшия қатарлиқ дөләтләрдә панаһлинип ахири 2014-йилида түркийәгә саламәт йетип кәлгәнлики, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән“5-июл вәқәси” дин кейин у, “өз юртидики хитайларни пәқәтла қорал арқилиқ һәйдәп чиқириш мумкин” дегән нийәткә кәлгәнлики, шуңа у, истанбулға йетип келипла сүрийәдики түркистан ислам партийәсиниң мәркизигә берип һәрбий тәлим алғанлиқи вә кейин урушта ярилинип истанбулға қайтип кәлгәнликидин ибарәт абдулланиң сүрийәдики сәргүзәштлирини баян қилған.

Сөһбәт хатирисидики иккинчи шәхс абдуқадир 2014-йили 11-айда малайшиядин түркийәгә үч яшлиқ балиси вә башқа бәш нәпәр һәмраһи билән биргә йетип кәлгән болуп, у, чәтәлгә чиқиш үчүн үрүмчидики өй вә машинисини сетип достлиридин қәрз елип сәпәргә атланған вә түркийәгә барғучә болған арилиқта нурғун азаб тартқан.

Үчинчи шәхс болса 2015-йили 6-айда ақсудин истанбулға йетип кәлгән абдуразақ болуп, у мухбирға хитайларниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсиниң уйғурларға һечқандақ нәп елип кәлмәйдиғанлиқини, көплигән уйғур деһқанлириниң мунбәт йәрлириниң хитай көчмәнлири тәрипидин тартивелинғанлиқини баян қилған.

Мақалидә уйғурларниң өз юрт-маканлирини ташлап чәтәлләргә чиқип кетишкә сәвәбчи болуватқан амиллар һәққидә тохтилип, нөвәттә уйғурларниң диний етиқадиниң қаттиқ дәпсәндә қилиниватқанлиқи, қәшқәрдә коча-койларға тәкшүрүш понкитлирини қурулуп кишиләрниң диний кийиниши, сақал-бурут қоюшидәк тәрәпләргичә чәк қоюлуватқанлиқи һәтта кишиләрниң қол телефониғичә көзитилидиғанлиқи оттуриға қойған.

Уйғурларниң сүрийәгә беришидики асаслиқ мәқсити һәққидә мухбир бир қисим уйғурлардин соал сориғанда уларниң һәммиси дегүдәк: “сүрийәдики уйғурлар қандақтур башқа дөләтләргә тәһдит селиш әмәс бәлки қорал етишни өгинип өз юртиға қайтип хитай һакимийитиниң зулумлириға қарши қораллиқ һәрикәт елип беришни мәқсәт қилған” дәп җаваб бәргән.

Зияритимизни қобул қилған японийәдики хитайдики милләтләр мәсилиси мунбириниң мәсули доктор иванага мәзкур мақалә һәққидә тохтилип: “хитай дөлити өзидики террорға болған әндишини түгитиш үчүн алди билән уйғурларға йүргүзүватқан сияситини ислаһат қилиши керәк. Уйғурларниң елип бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири бу террорлуқ һәрикәт һесабланмайду” деди.

Ахирида японийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут мәзкур мақалә һәққидә өзиниң қарашлирини баян қилди вә мақалиниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитини японийә оқурмәнлиригә тоғра билдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.