“японийә дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби” да уйғур, тибәт мәсилилириниң тилға елиниши тоғрисида инкаслар
2016.09.22
26-Авғусттин башлап японийә дөләт мудапиә министирлиқи рәсмий тарқитишқа башлиған “японийәниң 2016-йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби” да уйғур, тибәт мәсилилири тилға елинған.
Японийә дөләт мудапиә министирлиқи бесип тарқатқан 483-бәтлик ақ ташлиқ китабниң хитай һәққидики бабида мундақ дейилгән: “хитайниң шәрқий деңиз вә җәнубий тақим араллиридики һәрбий һәрикәтлириниң үзлүксиз күчийиши асия районниң бихәтәрликигә зор тәһдит елип кәлди. Хитай хәлқара қанунға бой сунмай қошна әлләрниң әндишисини күчәйтивәтти”.
Ақ ташлиқ китабта хәлқара вәзийәт,асия райониниң бихәтәрлик мәсилиси тоғрисидиму түрлүк мулаһизиләр йүргүзүш билән биргә шималий корейәниң үзлүксиз елип бериватқан узун мусапилик башқурулидиған бомба синиқини японийә өзи үчүн чоң тәһдит дәп көрсәткән.
Китабта хитай дөлитиниң японийә деңиз тәвәликигә вә сенкаку арили әтрапиға қилған түрлүк һуҗумлири йиллиқ җәдвәлләр арқилиқ көрситилгән болуп, буниңда 2016-йили 15-авғуст хитай белиқчи кемилиридин 300 гә йеқин кеминиң бирла вақитта сенкаку арили әтрапида пәйда болушиниң өзини японийә тәрәп қобул қилғили болмайдиған һәрикәт, дәп ейтилған.
Китабта японийә америка билән һәрбий һәмкарлиқларни күчәйтип бирликтә асия-тинч окян райониниң бихәтәрликини қоғдайдиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур ақ ташлиқ китабниң хитай ички вәзийити һәққидә тохталған қисмида хитай компартийисиниң 18-нөвәтлик қурултийидин кейинки хитай вәзийитидики чоң өзгиришләр һәққидә тохтилип,буниңда ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийисиниң чериклик вә парихорлуққа қарши туруш һәрикитини юқири долқунға көтүрүп, хитай мәркизи һөкүмитидики җу юңкаңдәк әмәлдарларни қолға елип уларни қануний җавабкарлиққа тартқанлиқини мисал қилип қилип көрсәткән.
Бу қисмида хитай вәзийитиниң үзлүксиз һалда тәврәш ичидә туруватқанлиқини баян қилиш арқилиқ хитайдики компартийигә қарши хитай демократлири билән хоңкоң вә чәтәлдики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бирликтә бейҗиң һөкүмитигә қаттиқ тәһдит селиватқанлиқини илгири сүргән.
Мәзкур қисимда хитайдики милләт мәсилиси тилға елинип униңда: “хитайниң уйғур, тибәт аптоном районлиридики уйғур, тибәтләр хитайдин айрилип чиқип өз алдиға мустәқил дөләт қуруш һәрикитидә болуватиду. Уйғур, тибәтләрниң мустәқиллиқ арзуси күндин-күнгә күчийиватиду” дейилгән.
Японийә дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабиниң юқириқи мәзмунлиридин хәвәрдар болған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут бу һәқтә өзиниң қарашлирини баян қилди.
Японийәдә көзгә көрүнгән қануншунас ямада японийә дөләт мудапиәсиниң мәзкур ақ ташлиқ китабида уйғур, тибәт мәсилисиниң тилға елиниши тоғрисида тохтилип: “японийә уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилиригә узундин буян көңүл бөлүп келиватиду. японийә уйғур, тибәт мәсилисиниң хәлқаралиқ йөнилишигә вә кәлгүсигә толиму қизиқиду. Шуңа ақ ташлиқ китабқиму уйғур, тибәт мәсилисини киргүзгән болуши вә буниңға нисбәтән японийә башқичә қарашта болуватқан болуши мумкин дәп ойлаймән” деди.
Ахирида зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим ақ ташлиқ китабқа киргүзүлгән уйғур, тибәт мәсилиси һәққидә тохталди.
Игилишимизчә, японийә дөләт мудапиә министирлиқи 2015-йили елан қилған дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабидиму уйғур, тибәт мәсилилиригә алаһидә орун бәргән.
Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.