Японийәдә өткүзүлгән “асияға әркинлик вә мустәқиллиқ” муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси аңлитилди
2014.10.20
18-Өктәбир японийәниң фукуока шәһириниң тиәнҗин районидики сикуши мәдәнийәт сарийида “асияға әркин вә мустәқиллиқ” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
Йиғинға японийәдики асияниң келәчикигә көңүл бөлүватқан бир қисим сиясий партийиләрниң мәсуллири, японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, моңғул тәшкилатлириниң вәкиллири шундақла бирма,тайланд қатарлиқ дөләтләрдин алаһидә тәклип қилинған инсан һәқлири паалийәтчилири иштирак қилди.
Бу қетимқи йиғин асия әркинлики, демократийә уюшмиси билән бүйүк асия чүши тәшкилатиниң һәмкарлиқида бирликтә елип берилған болуп, йиғинниң ечилиш сөзини асия әркинлики, демократийә уюшмисиниң муавин рәиси илһам маһмут сөзлиди.
У сөзидә, асиядики барлиқ милләтләрниң өз әркинлики, мустәқиллиқи, баравәрлики үчүн милләтләр өз-ара қолни-қолға тутушуп бирликтә күрәш қилип,тинч, инақ болған явропа хәлқигә охшаш гүзәл асия бәрпа қилиш үчүн бирдәк күч чиқириши керәкликини билдүрди.
Ечилиш сөзидин кейин, бу қетимқи йиғинниң ғәлибилик ечилиши үчүн тәбрик хети йоллиған японийә парламент әзасиниң вә шундақла токйода турушлуқ һиндистан әлчиханиси баш әлчисиниң беғишлимилири оқуп өтүлди.
Йиғинниң күн тәртипи бойичә сөзгә тәклип қилинған асия әркинлики, демократийә уюшмисиниң рәиси, тибәтлик профессор пима сөз қилип, сөзидә тибәттә йүз бериватқан вәқәләр вә шундақла хитай компартийисиниң тарихтин бири өз земинлирини кеңәйтиш үчүн елип бериливатқан таҗавузчилиқ кеңәймичилик урушлири, тибәт, уйғур, моңғул қатарлиқ милләтләрниң мустәмликә қилиниш сәвәблири үстидә тәпсилий тохтилип өтти. У сөзидә йәнә, японийәниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң дәрд авазиға анчә қулақ салмайватқанлиқини тәнқидләп, асиядики милләтләрниң тинчлиқи, әркинлики вә келәчики үчүн японийәниң ачқучлуқ рол ойнишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Тибәт вәкилидин кейин сөзгә тәклип қилинған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут “уйғур елида немиләр йүз бериватиду?” дегән тема асасида доклат сөзләп,11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң хәлқараниң террорға қарши туруш сияситидин толуқ пайдилинип уйғурларниң диний паалийәтлирини вә диний әркинликини террорлуққа бағлап қаттиқ бастуруш елип бериватқанлиқини, һәтта уйғур әркәклириниң сақал-бурут қоюши, қиз-аялларниң яғлиқ артиши, чүмбәл селиши, һиҗаблинишидәк диний өрп-адәтлириниң җинайәт һесаблинидиғанлиқини, буниңға хилаплиқ қилғучиларниң қамиливатқанлиқини, җәриманә төләватанлиқини билдүрди.
Илһам маһмут сөзидә йәнә “йәкән вәқәси” билән хитай сот мәһкимиси тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур өктичи зиялийси илһам тохти мәсилиси һәққидиму тәпсилий тохтилип, японийә һөкүмитини, япон хәлқини җүмлидин хәлқара җәмийәтни уйғур елиниң сиясий вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүшкә чақирди.
Ички моңғулда йүз бериватқан моңғулларниң сиясий һаяти үстидә тохталған моңғул сиясий паалийәтчи дайчи сөзидә, хитай һөкүмитиниң моңғулларни ассимилятсийә қилиш сиясити билән бигунаһ өлтүрүлүватқан моңғул чарвичилар һәққидә тохталди.
Тайландтин кәлгән инсан һәқлири паалийәтчиси чалида ханим сөзидә тайландниң җәнубий қисмидики азсанлиқ милләтләр мәсилиси, болупму ислам динидики мусулманлар билән будда динидики милләтләр оттурисидики мунасивәтләрни тәңшәш, көп динлиқ, көп милләтлик районлардики милләтләр арисида баравәрлик, тинчлиқ орнитиш вә шундақла һәммигә ортақ болған гүзәл җәмийәт бәрпа қилиш үчүн йәрлик һөкүмәтләрниң қандақ тәдбирләрни қоллиниши керәклики тоғрисида өзиниң бәзибир тәҗрибә савақлирини йәкүнләп өтти.
Бирмидин тәклип қилинған будда диний раһиби бирма һөкүмити вә хитай һакимийитиниң һәрбий күчигә тайинип бигунаһ хәлқләрни бастуруш сиясити үстидин шикайәт қилип:“әгәр кимдур бири мениңдин, дуняда һәқиқий террорчи дөләт қайси, дәп сориса, мән шүбиһсизки, хитай компартийиси билән бирма һөкүмити, дәп җаваб беримән” деди.
Бу қетимқи йиғинда йәнә, сөзгә тәклип қилинған япон сиясәтчилири хитай компартийисиниң сенкаку арилиға елип бериватқан таҗавзучилиқ һәрикити һәққидә сөзләп келип, хитайниң окинавани японийә туприқидин айриветиш вә өзигә қошувелиш мәқситидә бир қисим охшимиған қараштики окинавалиқлардин пайдилинип тәтүр тәшвиқат елип бериватқанлиқини тәнқидлиди.
Йиғин чүштин кейин саәт бирдә башлинип саәт бәштә ахирлашти.
Биз йиғиндин кейин, бүгүнки йиғинға қатнашқан, әнглийидин японийәгә қисқа муддәтлик япон мәдәнийити өгиниш курсиға кәлгән оксфорд университетиниң оқуғучисиға микрофонимизни узитип йиғин һәққидә өз тәсиратини баян қилишни сориғинимизда, у зияритимизни қизғинлиқ билән қобул қилип мундақ деди:
-Мениңчә, бу мәсилиләр толиму қейин мәсилиләр. Әмма бу хилдики йиғилишлар арқилиқ өз -ара пикирлишиш, сөһбәтлишиш, мунасивәт орнитиш арқилиқ мәсилиләрни һәл қилғили болиду дәп ойлаймән. Мән шундақла хитайдики көплигән районларниң өз алдиға мустәқил болушидин үмид барлиқини һес қилдим.
Биз ахирида, бүгүнки йиғинда уйғур мәсилисини аңлатқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут билән сөһбәтләштуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.