Японийәлик профессор дай матсуйниң қәдимки уйғур һоқуқ вәсиқилири һәққидики йеңи китаби

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.11.03
quju-tam-resim-01 Қуҗу уйғур ханлиқиниң пайтәхти бәшбалиқ там рәсимлиридин бир көрүнүш (апторниң шәхси әлбумидин)
RFA/Ablet

Бу йил йил бешидин башлап хитай һөкүмити өткән йили ойлап тапқан ясалма мәдәнийәтшунаслиқини техиму әвҗ алдурди. Улар алди билән тарихий йәрләрни ечиш баһаниси билән һәммила йәрдин хитайчә асарә-әтиқиләр вә қол язмилар тепилғандәк бир тәсир пәйда қилишқа урунса, йәнә бир тәрәптин ясалма йиғинлирини көпәйтип хитай ичи вә сиртидин бу оюниға тамашибин топлашқа башлиди. Музейлирида пәқәтла хитайчә қол язмиларни көргәзмигә қоюп, өзини техиму мәдәнийәтлик қилип көрсәтти. Тепилған қәдимки уйғурчә вә башқа қәдимий милләт тиллиридики қолязмиларға етибарсиз муамилә қилип, йеңи тепилғанлирини көргәзмигә қоюш төгүл, әслидә көргәзмигә қоюлғанлирини көздин йоқатти. Өтмүш ана тилини тәтқиқ қилған уйғур алимлирини “милләтчилик” билән әйиблиди вә түрмиләрдә чүртти.

Әмма хитайниң һәр хил тосқунлуқлириға қаримай, адаләт өз орнини тепип, чәтәлләрдики қәдимки уйғур тили, тарихи вә мәдәнийити тәтқиқати оз йолини давам қиливәрди. Башқа саһәләрдики тәтқиқатларға үлгә болалайдиған йеңи-йеңи әсәрләр барлиққа келип, уйғуршунаслиқ тәтқиқатиниң кәлгүсигә техиму көп ишәнч беғишлиди.

Йеқинда явропадики мәшһур нәшриятлардин белгийәдики бреполс нәшрияти тәрипидин йоруқлуқ көргән “турпан қәдимки уйғур мәмурий башқуруш буйруқлири” намлиқ китаб әнә шундақ әсәрләрдин бири.

Дай матсуй әпәндиниң “турпан қәдимки уйғур мәмурий башқуруш буйруқлири” намлиқ китабиниң муқависи ( 2023)
Дай матсуй әпәндиниң “турпан қәдимки уйғур мәмурий башқуруш буйруқлири” намлиқ китабиниң муқависи ( 2023)
RFA/Ablet

Әсәрниң аптори японийә осака университетиниң пирофессори доктор дай матсуй (Dai Matsui) әпәнди. Дай матсуй әпәндиниң бу китаби асаслиқи 13-вә 14-әсирләрдә йәни “моңғуллар дәври” дәп аталған дәврдә турпан ойманлиқида вә әтрапидики оттура асия дөләтлиридә йолға қоюлған баҗ вә мәмури башқуруш хизмәтлиригә мунасивәтлик вәсиқиләрниң селиштурмиси вә әтраплиқ тәһлилини өз ичигә алған. Шундақла бу вәсиқиләр қоллинилған дәврниң охшимиған басқучлириниң тил алаһидиликлири тәтқиқ қилинған. Дай матсуй әпәндиниң бу китаби униң японийә сака университетида 1999-йили мувәппәқийәтлик тамамлиған докторлуқ диссертатсийәсидә тәтқиқ қилған қәдимки уйғурларниң мәмури башқуруш буйруқлири билән мунасивәтлик 54 парчә вәсиқә билән башланған. Кейинки 20 йилдин көпрәк вақит җәрянида санкт-петербург, лондон, истанбул вә хитайда сақлинип келиватқан башқа вәсиқиләр тәтқиқати билән кеңәйтилгән вә ахирида китабида қолланған вәсиқә сани 107 гә йәткән.

Дай матсуй әпәнди бәкму әстайидил вә әмәлийәтчан алим. У вәсиқиләр сақлиниватқан кутупхана вә тәтқиқат орунлириға шәхсән өзи берип, әсли нусхини тәкшүргән вә бу вәсиқиләр үстидә елип берилған тәтқиқатларни бир бири билән тәпсилий селиштурған. У өз тәтқиқатида һазирғичә адәтлинип келингинидәк вәсиқиләрни ноқул һалда тилшунаслиқ яки әдәбиятшунаслиқ мәнбәлири дәп қарап тәтқиқ қилиш рамкисини бузуп ташлап, вәсиқә мәзмунини тарих, җуғрапийә вә әйни дәвр җәмийәт қурулмиси алаһидиликлири билән бирләштүрүп тәтқиқ қилишқа алаһидә әһмийәт бәргән. Һоқуқ вәсиқилириниң һәммиси дегүдәк қол билән йезилған болуп, қәдимки уйғур қолязмилири уйғурчә қолязмилар ичидә оқуш әң қийин язмилар болуп һесаблиниду. Шуниң үчүн һәр бир вәсиқини оқуғанда пәрқлиқ мулаһизә вә оқуш техникиси тәләп қилиниду. Дай матсуй әпәнди бу саһәдә әң тәҗрибилик тәтқиқатчи болуш сүпитидә башқа тәтқиқатчилар садир қилған нурғунлиған оқуш хаталиқлирини түзәткән.

Дай матсуй әпәнди узун йиллардин бери уйғур һоқуқ вәсиқилирини асас қилған тәтқиқатлири билән тонулған. Униң алаһидилики, йәрлик хәлқ тәрипидин йезилған һәр хил тохтамлар вә тил хәтлирини, тил алаһидилики, мәзмуни вә қануний алаһидиликлири биләнла әмәс, бәлки тарих вә җуғрапийә шундақла диний җәһәттинму шәрһләп берәлигәнликидур.

Дай матсуй әпәнди уйғурларға анчә натонуш әмәс. Униң йәр нами “үрүмчи” вә турпандики бир қисим тарихий йәр намлириниң келиш мәнбәлирини қәдимки вәсиқиләр асасида наһайити ениқ қилип чүшәндүрүп бәргән мақалилири хели бурунла уйғурчиға тәрҗимә қилинип уйғур дияридики журналларда нәшр қилинған вә кәң оқурмәнләрниң алқишиға еришкән.

Қәдимки уйғур һоқуқ вәсиқилири уйғур тилида қәғәз, хәт, гуваһнамә яки кимликләргә охшаш рәсмий вәсиқиләрни көрситиду. Вәсиқини кимлик дәлилләш үчүн ишлитилидиған рәсмий вәсиқә дегән мәнидиму чүшинишкә болиду. Қәдимки уйғурчә вәсиқиләрниң түри наһайити көп болуп, асаслиқлиридин елим-берим, тегишиш, қәрз елиш, иҗаригә елиш, бала беқивелиш, адәмни гөрүгә қоюш, чакарларни азад қилиш, вәсийәтнамә, мирас хети вә башқа мунасивәтләрни испатлаш мәқситидә йезилған тил хәт қатарлиқлардин ибарәт. Уйғур вәсиқилири тәтқиқати билән узун вақит шуғулланған симоне кристиане рашман ханимниң 2007-йили нәшр қилған вәсиқиләр каталогиға асасланғанда, дуняда шу һазирғичә мәлум болған 550 тин көпрәк вәсиқиниң барлиқи мәлум.

Дай матсуй әпәндиниң бу китабида әнә шу вәсиқиләрниң әң кичики, әмма тәтқиқ қилиш қийини болған тил хәтләр тәтқиқ қилинған. Китаб мәзмуниниң қизиқарлиқ вә бир уйғур үчүн әң әһмийәтлик алаһидилики шуки, вәсиқиләр йезилип аридин йәтти сәккиз йүз йил өткән болсиму уйғурлар күндилик турмуш вә өзара мунасивәтлиридә бу хил алақилишиш усулини әйнән сақлап кәлгән. Уйғурлар арисида бу хил буйруқ вә испатлар көп вақитларда ағзаки берилиду. Тил хәт йезип бериш усули болса, мунасивәтләшкән икки тәрәпниң бир бирини анчә яхши тонумайдиғанлиқиниң бәлгиси дәп қаралғачқа, адәттә бир кишиниң яки һәр икки тәрәпниң дегән сөзлири һөкүм яки тохтамни испатлашқа йетәрлик дәп қарилиду. Бу алаһидилик уйғурларниң өзара мунасивәтләрдә бир биригә нәқәдәр ишәнч қилидиғанлиқиниң ипадисидур. Әгәр шундақ бир тил хәт бериш зөрүр болғандиму бурунқидәкла толиму қисқа вә аддий йезилиду. Хәт почеркиси қарши тәрәпкә тонуш болғачқа көп вақитларда айрим имза қоюлмайду. Шундақтиму йәнә имза вә һәтта тамға қоллиниш адәтлириму бар. Қисқиси, қәдимки уйғурларниң бу хил “тил хәт” яки йәнә бир исми билән “икки илик хәт” қоллиниш адитини бүгүнки әвладлири һазирғичә давамлаштуруп кәлгән болуп, уйғурларниң өз өрп-адәтлирини вә өзара мунасивәтлири үчүн муһим болған амилларни нәқәдәр яхши сақлап кәлгәнликиниң ипадисидур.

 Русийәлик түрколог радлоф 1898-йили клементс турпандин елип кәлгән икки парчә вәсиқини тәтқиқ қилған. Мана бу қәдимки уйғур қолязмилар тәтқиқатиға ташланған тунҗи қәдәм иди. 1928-Йили сергей малоф (Sergey Malov) берлин вә санкт-петербургдики 128 парчә вәсиқини нәшргә тәйярлиди. Түрк дунясиға қәдимки уйғурчә вәсиқиләр тәтқиқатини елип киргән тунҗи тәтқиқатчи узун вақит берлин турпан қолязмилири үстидә тәтқиқат елип барған рәшид раһмати арат болди. 1966-Йили д. И. Тихоноф (D. I. Tixonov) Ниң монограпийәси вә 1975-йили америкалиқ тәтқиқатчи ларрий кларк (Larry Klark) ниң докторлуқ диссертатсийәси вәсиқиләр тәтқиқатиға наһайити чоң һәссә қошқан тәтқиқатлар иди.

-1977Йилидин башлап петер тсиме (Peter Zieme) әпәнди вәсиқиләр тәтқиқатида йеңи бир дәвр ачти. У пәқәтла шу вақитқичә башқа тәтқиқатчилар оқуялмиған нурғунлиған вәсиқиләрни оқупла қалмастин, бәлки вәсиқиләрдә учриған қануний аталғуларни техиму ениқ изаһлап, вәсиқә тәтқиқатиға техиму көп қизиқиш қозғиди. Бир қатар вәсиқиләрниң бу тәтқиқатчиси 1993-йили японийәлик сәпдашлиридин җутен ода (Juten Oda) , һируши умемура (Hiroshi Umemura) , такав мориясу (Takao Moriyasu) лар билән бирликтә нәшргә тәйярлиған үч қисимлиқ “қәдимки уйғурчә тохтамлар” китаби билән вәсиқәшунаслиқ тәтқиқатини таҗиландурди.

Уйғур тәтқиқатчилиридин мәтреһим сайит вә исрапил йүсүп әпәндиләр бу китабтики 125 парчә вәсиқигә үрүмчидә сақлиниватқан 4 парчә вәсиқини қошуп уйғурчиға тәрҗимә қилип тәйярлиған китабини 2004-йили елан қилди. Булардин башқа йәнә 2004-йили түркийәлик мәләк өз йәткин (Melek Öz Yetkin) ханим тәйярлиған “қәдимки түрк баҗ аталғулири” , 2013-йили татар тәтқиқатчи лилия й. Тугушева (Liliya Y. Tugusheva) Ханимниң “қәдимки уйғурчә вәсиқиләр” китаблирини алаһидә тилға елишқа әрзийду.

Қәдимки уйғур һоқуқ вәсиқилири тәтқиқатиға әң көп әҗир сиңдүргән тәтқиқатчилардин бири германийәлик симоне киристиане-рашман (Simone Christiane-Raschmann) ханимдур. Симоне-киристиане рашман ханим докторлуқ диссертатсийәсини вәсиқиләр арисидики боз рәхт билән мунасивәтлик япрақлар һәққидә язди. Униңдин башқа 10 парчиға йеқин айрим мақалисини мәхсус вәсиқиләр тема тәтқиқатиға беғишлиған симоне-киристиане-рашман пүтүн дуняда сақлиниватқан вәсиқиләрни ениқлап 550 дин артуқ вәсиқә вә 100 парчиға йеқин хәт чәкниң асасий учурлирини өз ичигә алған икки қисимлиқ каталогини 2007-йили тамамлиди вә бу қиммәтлик әмгики билән вәсиқә тәтқиқатчилириға алаһидә асанлиқ яритип бәрди.

Қәдимки уйғурчә һоқуқ вәсиқилириниң башқа қол язмилардин пәрқлинидиған йәнә бир алаһидилики, бу әсәрләрниң биваситә қол билән йезилғанлиқи шуңа оқушниңму башқа қол язмиларға қариғанда қийинлиқидур. Дай матсуй әпәнди шу вақитқичә ениқ оқуш мумкин болмиған нурғун сөзләрни ениқ оқуп тоғра шәрһләп бәргән.

 

Хитайниң аталмиш 1-номурлуқ “археологи” хуаң венби 1930-йили уйғур дияридин елип кәткән бир вәсиқә. Бу вәсиқиниң әсли нусхиси хуаң тәрипидин йоқитиветилгән. Һазир бу вәсиқиниң пәқәтла бурун тартилған бир сүрити бар. (Хуаң венби “турпан археологийә хатириси” (1954), 91-бәт, 83-рәсим)
Хитайниң аталмиш 1-номурлуқ “археологи” хуаң венби 1930-йили уйғур дияридин елип кәткән бир вәсиқә. Бу вәсиқиниң әсли нусхиси хуаң тәрипидин йоқитиветилгән. Һазир бу вәсиқиниң пәқәтла бурун тартилған бир сүрити бар. (Хуаң венби “турпан археологийә хатириси” (1954), 91-бәт, 83-рәсим)
RFA/Ablet

Әскәртип өтүшкә тегишлик йәнә бир муһим йеңилиқ, дай матсуй әпәндиниң бу китаби уйғур һоқуқ вәсиқилири һәққидә 2019-йилидин буян нәшр қилинған 3-монограпийәлик әсәр. 2019-Йили венгирийәлик яш тәтқиқатчи мартон вер Márten Vér) ) “қәдимки уйғурчә вәсиқиләрдә моңғул императорлуқи дәвридики почта системиси” намлиқ диссертатсийәсини нәшр қилған. Өткән йили түркийәлик яш тәтқиқатчи бәркәр кәскин (Berker Keskin) 550 парчидин көп һәр хил вәсиқиләрниң тиранскрипсийәси, түркчә тәрҗимиси вә луғитини өз ичигә алған чоң һәҗимлик китабини нәшр қилған. Қәдимки уйғурчә вәсиқиләрни һәр хил йөнилиштин тәтқиқ қилиш бизни қәдимки уйғурниң күндилик һаяти, өзара мунасивәтлири тәтқиқ қилишта наһайити қиммәтлик учурлар билән тәминләйду.

 японийә өткән әсирниң башлирида отани козуй (Ōtani Kozui) қатарлиқ археологлирини уйғур дияриға әвәтип, нурғунлиған мәдәнийәт буюмлири вә қолязмиларни елип кәткән. японийәдики уйғур қәдимки қолязмилар тәтқиқати шу вақиттила башланған болуп шуниңдин буян японийә алимлири тарих вә диншунаслиқ җәһәтләрдики чоңқур издиниши вә қолға кәлтүргән нәтиҗилири арқилиқ уйғуршунаслиқ тәтқиқатиға алаһидә төһпә қошуп кәлгән. японийә тәтқиқатчилириниң бу әнәнисигә варислиқ қилған вә техиму кеңәйткән дай матсуйниң бу китаби бу алаһидиликләрни өз ичигә елиш билән биргә йәнә вәсиқиләрни тарих, иқтисад, җуғрапийә қатарлиқ илим саһәлирини омумлаштуруп тәтқиқ қилиш билән һоқуқ вәсиқилири җүмлидин қәдимки уйғур тәтқиқатиға йеңи бир упуқ ачқан. Бу тәтқиқат арқилиқ қәдимки уйғурларниң моңғул империйәсидә мәмурий башқуруш, почта системиси вә вә өзара мунасивәтләрни қанун билән идарә қилишта нәқәдәр муһим рол ойниғанлиқи йәнә бир қетим испатланған.

 ***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.