Мутәхәссисләр: ясин сидиқниң сөзи хитайниң уйғур кимликини йоқитиш пиланини намаян қилиду
2018.08.29

Үрүмчи шәһириниң шәһәр башлиқи, шәһәрлик парткомниң муавин секретари ясин сидиқ 20-авғуст күни “үрүмчи кәчлик гезити” дә елан қилған мақалисидә, уйғурларниң тарих, мәдәнийәт, диний кимлик қаришини тәнқидләп, улардики өзлирини түркий қовм вә йәрлик хәлқ, дәйдиған әнәниви қарашларға һуҗум қилған.
Ясин сидиқниң “уйғурлар түркләрниң әвлади әмәс” сәрләвһилик мақалисидә илгири сүрүшичә, уйғурлар түркий хәлқ әмәс шундақла уларниң һазирқи түркийәлик түркләр билән һечқандақ мунасивити йоқ болупла қалмай, бәлки “улар әзәлдин тартип җуңхуа миллитигә қандашлиқ беғи арқилиқ бағланған” икән.
Ясин сидиқ хитай һөкүмити 2017-йили уйғур районида “шинҗаң тарихий, диний вә милләтләр мунасивитигә даир бәзи хата идийәләрни тазилаш” ни оттуриға қоюп, мәдәнийәт вә идеологийә саһәсидә бастуруш елип беришқа башлиғандин буян мақалә йезип, уйғурларниң хитайлар билән қандашлиқ мунасивити барлиқини илгири сүргән юқири дәриҗилик иккинчи йәрлик әмәлдар. Өткән йили хотән вилайитиниң валийси әзиз муса мақалә йезип, уйғурларниң җуңхуа миллити билән қандашлиқ мунасивити барлиқини илгири сүргән иди.
Ясин сидиқ мақалисидә уйғурларни агаһландуруп мундақ дегән: “биз чоқум көзимизни сүртүветип, раст билән ялғанни айришимиз, шинҗаңдики һәр милләт хәлқи җуңхуа миллитиниң қандашлиқ беғи арқилиқ бағланған аилә әзаси икәнликини чоңқур тонуп йетип, асанға кәлмигән һазирқи инақлиқ вә муқимлиқни қәдирлишимиз керәк”.
Униң көрситишичә, бу районни “шәрқий түркистан” дәп аташ, уйғурларни “йәрлик хәлқ” дәп қараш “3 хил күчләрниң тарихий әмәлийәтни бурмилаш қилмиши” болуп, бу “тарихни тонумиғанлиқниң, мәдәнийәт савати йоқлуқниң, ялғанчилиқ вә әхмиқанилиқниң ипадиси” икән.
Ясин сидиқниң мәзкур мақалиси иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, чәтәлдики уйғуршунаслар вә вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди. Америкидики хитай зиялийси, “бейҗиң баһари” журнилиниң пәхрий баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, ясин сидиқниң мақалиси хитай даирилириниң уйғур кимлики мәсилисидики рәсмий нийитини ипадиләйдикән.
У чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “үрүмчи шәһириниң башлиқиниң бу мақалиси әлвәттә даириләрниң рәсмий нийитигә вәкиллик қилиду. Бу, уйғурларниң тарихини бурмилаш арқилиқ хитай даирилириниң уйғурларни мәҗбури ассимилятсийә қилиш мәқситигә йетиш вә уни қоллашни, униң уйғурларни бастуруватқанлиқини қоғдашни мәқсәт қилиду. Әмәлийәттә униң буни қоғдиши йолсизлиқ. Уйғурларниң тарихий қандақ болса болсунки, сениң һазир қиливатқиниң хата. Бу нуқтидин алғанда униң хитайниң уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишини ақлиши пут тирәп туралмайду”.
Ясин сидиқниң мақалиси хитай һөкүмити 3 милйондәк уйғурни йиғивелиш лагерлириға вә тәрбийиләш мәркәзлиригә қамап, улардики аталмиш “хата идийә вә ашқун пикирләрни тазилаватқан” бир мәзгилдә елан қилинған. Хитай даирилириниң бу қилмиши йеқинда б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетида оттуриға қоюлуп, хитайниң бу кишиләрни қандақ қануни асасқа тайинип тутуп туруватқанлиқиға чүшәнчә бериши тәләп қилинған.
Бәзи мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғур кимликини рәт қилип, уларниң мәдәнийитини чәткә қеқишини ноқул сиясий вәзийәткә бағлаш купайә қилмайдикән. Америкидики йипәк йоли мәдәнийити тәтқиқатчиси доктор қаһар барат, хитайниң уйғур кимликини рәт қилишиниң чоңқур тарихий йилтизи барлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “хитай даирилиридики бу тар милләтчилик вә шовинизм идийиси буларниң йетим мәдәнийәтлик әнәнисидин қалған. Хитай мәдәнийити дунядики 4 мәдәнийәтниң бири. Лекин дунядики башқа милләтләр вә мәдәнийәтләрниң һәммиси бир-бири билән алақиләшкән. Бирдин бир хитай мәдәнийити алақилишәлмәй йетим қалған. Пәқәт бир қисим динчилар әкәлгән китабларни һесабқа алмиғанда башқа мәдәнийәтләрниң хитай мәдәнийити билән учришиши йетәрлик болмиди”.
Доктор қаһар баратниң қаришичә, хитайдики бу хил йетим мәдәнийәтлик тарихий йөнилиш хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийәт кимликини рәт қилишини асанлаштурмақта икән. У мундақ дәйду: “шуңа, хитайларда бир хил йетим мәдәнийәтлик тарихий тиндинсийә чоңқур. Шуңа улар башқилар билән биргә яшашни билмәйду яки халимайду. Антропологийәлик тәтқиқат җәһәттин ейтқанда бу көп хил вә көп мәнбәлик мәдәнийәтләрниң биргә болушиниң җәмийәт тәрәққиятиға пайдилиқ икәнлики ениқ болди. Лекин бундақ қилиш үчүн башқиларни қобул қилалайдиған, башқилар билән биргә яшиялайдиған бир мәдәний тәйярлиқ болуши керәк”.
Ясин сидиқ “үрүмчи кәчлик гезити” дики мақалисидә йәнә уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савут билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң сабиқ баш катипи алимҗан мәмтимингә һуҗум қилип, уларниң типик “бөлгүнчилик гуруһи” икәнликини илгири сүргән. У бу иккийләнниң “әмәлийәтни бурмилап, тарихни өзгәрткәнлики, һоқуқини суйиистемал қилғанлиқи, нәпсигә чоғ тартип, кәчүргүсиз җинайәт садир қилғанлиқи” ни тәкитлигән.
Лекин, “бейҗиң баһари” журнилиниң пәхрий баш муһәррири ху пиңниң көрситишичә, ясин сидиқниң юқириқи икки шәхс тоғрисида ениқ бир қануни һөкүм йоқ туруп, уларға һуҗум қилиши қанун тәртипкә қилинған еғир бузғунчилиқ икән. У мундақ дәйду: “униң бу қилиқи қанун түзүмгә очуқ-ашкара қол тиқиштур. Биз компартийәниң нурғун кишиләргә, нурғун өктичи затларни зәрбә бериштә бәзи җинайәтләрни тоқуп чиқип, уларға артидиғанлиқи, көрсәтмичилик болсиму сот ачидиғанлиқини билимиз. Лекин у баям тилға алған аптоном районлуқ маарип назаритиниң назириға көрсәтмилик болсиму бир сот ечилған әмәс. Мана бу униң кишилик һоқуқни қанчилик қопаллиқ билән дәпсәндә қиливатқанлиқини көрситип бериду. Һалбуки, буниң арқисида униң уйғур тарихи, уйғурларниң мәдәнийитини йоқитиш нийити бар”.
Маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савут вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмитиниң сабиқ баш катипи алимҗан мәмтимин 2017-йилниң башлири интизамға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип тутқун қилинған. Улар аталмиш “икки йүзлимичи” дәп тутқун қилинған әң юқири дәриҗилик йәрлик кадирлар болуп, бир йерим йилдин артуқ вақиттин бери уларниң һечқандақ из дерики болмиған. ясин сидиқ хитайниң уларни тилға алған тунҗи йәрлик әмәлдари болуп һесаблиниду. Хоңкоңдики бәзи мәтбуатларниң өткән йили бәргән хәвәрлиридә, саттар савутниң маарип назири вақтида уйғур оттура мәктәпләрниң дәрслик китабиға пантүркизм идийисини киргүзүп, “оқуғучиларни зәһәрләш” билән әйибләнгәнликини билдүргән. Лекин уларниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ учур берилип бақмиған иди.