“явро-асия йәрмәнкиси” ниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән қандақ алақиси бар?

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.09.22
“явро-асия йәрмәнкиси” ниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән қандақ алақиси бар? Үрүмчидә өткүзүлгән аталмиш “7-нөвәтлик хитай-явро-асия йәрмәнкиси” дә саяһәтчиләр әнәниви уйғур чалғулири һәққидә қизиқмақта. 2022-Йили 20-сентәбир.
gov.cn

19-Сентәбир хитай һөкүмити үрүмчидә аталмиш “7-Нөвәтлик хитай-явро-асия йәрмәнкиси” ни башлиди. Мәзкур йәрмәнкә 2011-йилидин башлап ечилишқа башлиған болуп, гәрчә дәсләптә ечилиш вақти йилда бир қетимдин давам қилған болсиму, әмма 2014-йилидин башлап бу һаләт өзгәргән. Йәни 2014-йилидин тартип һәр икки йилда бир қетим ечилған. 2018-Йили 6-нөвәтлик йәрмәнкә ечилғандин кейинки төт йилда тохтап қалған болуп, бу йил мәзкур йәрмәнкини қайта ечиш пиланлиған. Һәтта әслидә авғустниң ахири ечиш пилан қилинған болсиму, намәлум сәвәбләр түпәйли сентәбиргә кечиктүрүлгән. Бизгә мәлум болғинидәк, 2017-йилидин 2022-йилиғичә болған бәш йил хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқи хәлқараға ашкара болуп кәткән бәш йилдур. Әмма йеқинда хитай “шинҗаңниң қалтис он йили” намлиқ ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, пүтүн дуняға уйғур диярида пуқраларниң бихәтәрлик туйғусиниң 99 пирсәнткә йетип, муқимлиқниң пүтүнләй әмәлгә ашурулғанлиқини җакарлиғаниди. Дәрвәқә бу йиғиндин кейинла, “хитай-явро-асия йәрмәнкиси” башланди. У һалда мәзкур “явро-асия йәрмәнкиси” зади қандақ йәрмәнкә? униң уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ билән қандақ алақиси бар?

Чегра содиси вә биңтуәнниң күчәйтилиши

Уйғур диярида аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” тин кейинки ташқи сода алақилири асасән 80-йиллардин кейин башланған. Болупму биңтуән әслигә кәлтүрүлгәндин кейин, оттура асияға уланған чегра еғизлири ечиветилип, сода-алақиләр әслигә кәлтүрүлгән. Йәни, 1981-йили июнда ваң җен биңтуәнни әслигә кәлтүрүш тәлипи билән дең шавпиңға хәт язған. Шу йили 8-айда ваң җен билән дең шавпиң бирликтә уйғур дияриға зиярәткә кәлгән. Мәзкур сәпәрдә дең шавпиң уйғур дияриниң кейинки тәрәққияти вә уйғур мәсилисини түп йилтизидин һәл қилиш һәққидә, алди билән биңтүәнни әслигә кәлтүрүш, муқимлиқни тәрәққиятниң алдиға қоюш, бөлгүнчиликкә қарши туруп, милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш қатарлиқ бир түрлүк муһим йолйоруқларни чүшүргән. Шу йилниң ахирида хитай мәркизий комитети биңтүәнни әслигә кәлтүрүшни рәсмий тәстиқлиған вә биңтуән әслигә кәлтүрүлгән.

Шуниңдин етибарән уйғур дияриниң аталмиш муқимлиқини қоғдаш вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилиси, биңтуәнниң әң асаслиқ вәзиписигә айландурулған. Әмәлийәттә, биңтуәнниң қайта әслигә кәлтүрүлүши вә муқимлиқни сақлашқа мәсул қилиниши һәқиқий мәнисидин ейтқанда, уйғурларға аптономийә һоқуқиниң әсла берилмәйдиғанлиқиниң ениқ ипадиси иди. Чүнки биңтуәндәк бир һәрбий күчниң аптоном район дәп атилидиған бир земинда муқимлиқини қоғдаш баһанисидә мәвҗут болушиниң өзила, бу земин игилириниң аптономийә һоқуқиниң тартивелинғанлиқи һесаблинатти.

Уйғур дияридики чегра содиси болса, 1987-йилидин башлап рәсмий йолға қоюлған болуп, гәрчә чегра содиси бир қисим уйғурларғиму қисқа муддәтлик иқтисадий ронақ тепиш дәврини елип кәлгәндәк қилсиму, әмма яхши күнләр узун давамлашмиған. 1990-Йили хитай һөкүмити биңтуәнниң башқуруш түзүлмисини ислаһ қилиш һәққидә уқтуруш чиқирип, биңтуәнни рәсмий шәкилдә алдин тәрәққий қилишқа йол қоюлған деңиз яқиси районлар билән баравәр һалда, алдин тәрәққий қилдуруш түригә киргүзгән. Һәтта дуня банкиси, асия банкиси қатарлиқ хәлқаралиқ органлардин “йәрлик хәлқләр вә аз санлиқ милләтләргә ярдәм” намидики иқтисадий ярдәмләрни илтимас қилип, уйғур диярида биңтуәнни тәрәққий қилдурушқа ишләткән.

Дәрвәқә, чегра содиси ечилғандин тартип таки 1994-йилидики “намратлиқни йилтизидин түгитиш” сиясити йолға қоюлғанға қәдәр, биңтуәнниң иқтисадий күчлүк тәрәққиятларға еришкән. Лекин уйғурлар болса хитайдики әң намрат хәлқләр қатариға кирип қалған. Чегралар ечилип, хәлқара алақиләр әслигә кәлгәндин тартип таки уйғурлар намратлиқ патқиқиға петип қалғучә болған бир қанчә йилда, уйғурлар үч қетим кәң көләмлик һөкүмәткә наразилиқ һәрикәтлирини елип барған. Биринчиси, биңтуән әслигә кәлтүрүлгәндин кейинки 1985-йили йүз бәргән “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” болуп, мәзкур һәрикәттә уйғур алий мәктәп оқуғучилири демократийә, әркинлик вә баравәрлик шоарлири билән хитайниң уйғур диярида биңтуәнни әслигә кәлтүрүш билән уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилғанлиқиға қаршилиқ көрсәткән. Иккинчиси, 1988-йили йүз бәргән “уйғур оқуғучилар һәрикити” му охшаш хитайниң уйғур районида (биңтуән сәвәблик) йүргүзүватқан чәктин ашқан ирқчилиқ сиясәтлиригә қарши әркинлик, һөрлүк вә баравәрлик шоарлири астида елип берилған қаршилиқ намайишидур. Үчинчиси болса, 1990-йилидики “барин инқилаби” дур. Мәзкур инқилабниң қозғилишиму охшашла биңтуәнниң әслигә кәлтүрүлүши билән уйғур дияридики йеза-игилик тәрәққиятиниң биңтуән тәрипидин монопол қилиши, уйғурларниң әвзәл сиясәтләрдин чәттә қалдурулуп, васитилик намратлаштурулуши билән мунасивәтликтур. Болупму биңтуән васитиси билән намратлаштурулған уйғурларниң намратлиқ сәвәблириниң биңтуәнгә әмәс, бәлки көп пәрзәнтлик болушиға артип қоюлуп, радикал шәкилдики пиланлиқ туғут сиясәтлириниң йүргүзүлүши, барин йезисидики уйғур деһқанлириниң бу зулумларға қарши орнидин дәс турушиға сәвәб болған.

1990-Йили хитай һөкүмити биңтуәнниң йеза-игилик мәһсулатлирини сетиш, ташқи сода-експорт һоқуқи, йәр байлиқлирини ечиш, әвзәл сиясәт, чегра район деһқанчилиқ мәйданлирини тәрәққий қилдуруш қатарлиқларни өз ичигә алған биңтуәнниң түзүлмә ислаһати һәққидики 24-номурлуқ һөҗҗәтни елан қилған. Бу һөҗҗәтниң елан қилиниши биңтуәнниң иқтисадий тәрәққиятини учқандәк йүксәлдүргән. Әмма уйғурлар болса давамлиқ шәкилдә ислаһаттин йирақ қеливәргән.

“үрүмчи йәрмәнкиси” вә уйғурларниң намратлишиши

1991-Йили сабиқ совет иттипақиниң парчилиниши билән уйғур дияри бирдинла хитайниң ғәрбкә кеңийишидики муһим өткәлгә айланған. 1992-Йилиниң бешида хитай мәркизий комитети “ислаһат қәдимини тезлитип, иқтисадий тәрәққиятни тезлитиш һәққидики 61-номурлуқ һөҗҗәт” ни елан қилған. Мәзкур һөҗҗәттә, “ишикни омумйүзлүк ечиветиш, ғәрбкә ечишни асасий нишан қилиш, ғәрбни чақирип, шәрққә бағлаш, шәрқтин кирип, ғәрбтин чиқириш истратегийәси” йолға қоюш ениқ бекитилгән. Шу йили 9-айниң 2-күни тунҗи нөвәтлик “үрүмчи йәрмәнкиси” 38 дөләт вә районлардин кәлгән 2000 дин артуқ чәтәллик содигәрләр, шундақла хитайниң 20 нәччә өлкә-шәһәрлиридин кәлгән тиҗарәтчиләрниң қатнишиши билән дағдуғилиқ ечилип, “чегра содиси” характери вә һәҗми җәһәттин йеңичә өзгәртиш қилинип, “үрүмчи йәрмәнкиси” намида оттуриға чиққан. Бу йәрмәнкә уйғур дияри тарихидики һәҗми әң чоң, чәтәлликләр әң көп қатнашқан дәриҗидин ташқири йәрмәнкә болған болсиму, әмма уйғурлар бу хәлқаралиқ сода һәмкарлиқидин һечқанчә нәп алалмиған. Чүнки, уйғурлар нопусиниң 90 пирсәнттин көпрәки деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған болуп, биңтуән әслигә кәлтүрүлгәндин буян, биңтуән уйғур дияридики су вә тупрақ мәнбәлирини пүтүнләй контроллуқиға елип, уйғур деһқанлириниң йеза-игиликидики тәрәққиятиға еғир тосқунлуқ пәйда қилғаниди. Һөкүмәтниң әвзәл сиясәтлири вә иқтисадий ярдәмлири уйғур деһқанлириға әмәс, бәлки биңтуәнгә бериләтти. Уйғур деһқанлириға нисбәтән ейтқанда биңтуән билән риқабәтлишиш әсла мумкинчилики йоқ иш болуп, бу һадисә уйғурларниң васитилик намратлишишини кәлтүрүп чиқарған. 2009-Йилларға кәлгәндә биңтуән қармиқидики шималий уйғур дияри мәмликәт бойичә әң бай районға, уйғур нопусини асас қилидиған җәнубий уйғур дияри болса, хитайдики әң намрат районға айланған. Аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” сиясити йолға қоюлған 30 йилдин көпрәк вақитта болса, уйғурлар мувәппәқийәтлик һалда хитайдики әң намрат хәлққә айландурулған.

“явро-асия йәрмәнкиси” вә уйғур ирқий қирғинчилиқи

2010-Йили аталмиш “биринчи қетимлиқ мәркәз шинҗаң хизмәт йиғини” ечилип, уйғур диярида намратлиқни йилтизидин йоқитиш қарар қилинди вә деңиз яқисидики алдин тәрәққий қилған районларниң уйғур дияриға нуқтилиқ ярдәм бериши бәлгиләнди. Буниң билән уйғур дияридики 12 вилайәт вә област, биңтуән вә деңиз яқисидин кәлгән 19 хитай өлкә вә шәһәрлиригә тәқсим қилип берилди. Бу вақитта хитайниң аталмиш “йеңи йипәк йоли қурулуши” елип беришиға шараит толуқ пишип йетилгәниди. Чүнки уйғур диярида 1952-йилдин башлап ясилишқа башлиған “ләнҗу-шинҗаң таш йоли” хитайниң деңиз яқиси райони болған лйәнйүнгаңни, уйғур дияридики алатағ еғизиға бағлап, оттура асия вә русийә арқилиқ явропаға туташтуратти. Бу йол сабиқ советлар иттипақи парчиланғандин кейин хитайға оңчә қалғаниди.

Бу вәҗидин 2011-йилида хитайда әслидики “үрүмчи йәрмәнкиси” ни көләмләштүрүп, “явро-асия йәрмәнкиси” гә өзгәртиш еһтияҗи туғулди. Бу мәзгилдә уйғурлар хәлқарада аталмиш террорлуққа бағлинип, милләт образи омумйүзлүк хүнүкләштүрүлгән, хитай ичидә болса “үч хил күч” намидики дөләт дүшминигә айландурулған чағлар иди. Бу мәзгилдә хитайдиму ху әнгаң(胡鞍钢), җең йоңнйән(郑永年) қатарлиқ бир түркүм мутәхәссисләр хитайниң милләтләр сияситини ислаһ қилиш тәклипини оттуриға қоюшқа башлиди. Хитай зиялийлири арисидиму хитайдики аптономийә түзүмини омумйүзлүк бикар қилиш тәшәббуси әвҗ алди. Ху әнгаң болса, милләтләрни мәҗбурий ассимилятсийә қилип, җуңхуа улуси кимлики турғузуш, һәтта һакимийәт күчи билән буни әмәлийләштүрүш тәрәпдари. У бу қарашлирини “иккинчи әвлад милләтләр истратегийәси” доклатида ениқ оттуриға қойғаниди. Җең йоңнйән болса, сингапор услубида “җуңхуа улуси” яритиш, йәни миллий территорийәлик аптономийәни омумйүзлүк бикар қилиш арқилиқ миллий кимликни пүтүнләй әмәлдин қалдуруп, җуңголуқ кимликинила қалдурушни тәшәббус қилатти. Бу дәврләрдә уйғурларниң ойғақ зиялийлиридин бири болған илһам тохти әпәндим, вәзийәтниң уйғурлар үчүн толиму қорқунчлуқ йөлинишкә қарап кетиватқанлиқини тонуп йәтти. У мәсилиниң бу шәкилдә давам қилсақ уйғурлар үчүн толиму қорқунчлуқ ақивәтләрни елип келидиғанлиқини пәрәз қилди вә буниң алдини елиш үчүн хитай һөкүмитигә һәтта уйғур мәсилисини һәл қилишниң йоли һәққидә бир тәклипнамә сунди. Тәклипнаминиң асаслиқ мәзмуни уйғур диярида миллий территорийәлик аптономийәни толуқ әмәлийләштүрүш вә уйғурларға тегишлик һәқләрни беришниңла хитайни муқимлиқ вә мәңгүлүк әминлик мәқситигә йәткүзидиғанлиқи, әксичә болғанда уйғурларниң наразилиқи вә күчлүк қаршилиқиға учрайдиғанлиқи мәркәз қилинғаниди. Әмма хитай һакимийити илһам тохтини дәл бу тәклип сәвәблик “үч хил күч җинайити” ниң бири болған “бөлгүнчилик” йәни аталмиш “дөләтни парчилаш җинайити” билән әйибләп, 2014-йили өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Илһам тохтиниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, хитай һакимийитиниң уйғурларни пүтүнләй йоқитиш нийитидин янмайдиғанлиқиниң бәлгиси иди. Дәрвәқә, 2013-йили ши җинпиңниң буйруқи билән “үч хил күч” ләрни йоқитишта “фең чяв модели” қоллиниш тәләп қилинди. Шуниңдин етибарән, хитай һөкүмити ағзида “миллий территорийәлик аптономийә түзүмини сақлап қалимиз, биринчи әвлад милләтләр сияситини өзгәртмәймиз” десиму, әмәлийәттә аллибурун уйғурларниң аптономийә һәққини пүтүнләй бикар қилип, ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш йолини башлап кәткәниди.

Демәк, “явро-асия йәрмәнкиси” болса хитайниң деңиз яқиси районлирини, уйғур дияри арқилиқ явропаға бағлайдиған йол болуп, уйғур дияри хитайниң бүйүк пилани болған “бир бәлвағ, бир йол қурулуши” ниң җан томуриға айланғаниди. Демәк, аталмиш “ислаһат ишикни сиртқа ечиветиш” сияситидә хитай һөкүмити, дең шавпиң көрсәткән сиртқа нисбәтән “соққан чотни ашкарилимаслиқ” (韬光养晦), ички қисмида “муқимлиқ һәммидин үстүн” (稳定压倒一切) истратегийәсини наһайити устилиқ билән йүргүзгән. Бу җәрянда, дуняға юмшақ күч билән сиңип кириш вә ғәрб демократик идеологийәсигә җәң елан қилиш иқтидарини һазирлаш билән бирла вақитта, хитай ичидә уйғурларни пиланлиқ, васитилик вә қәдәмму қәдәм йоқитиш пиланини әмәлийләштүргән.

Демәк, “б д т кишилик һоқуқ комитети” йеқинда “уйғур доклати” ни елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур районида инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан болуши мумкинликини оттуриға қойғандин кейин бу йәрмәнкиниң өткүзүлүши һәргизму сәвәбсиз әмәс әлвәттә. Хитайниң хәлқарада изчил давамлишип келиватқан уйғурларни “үч хил күч” намида қарилаш һәрикәтлири, оттура шәрқ вә оттура асия әллиридә “уйғур ирқий қирғинчилиқи ғәрбниң оюни” икәнликидәк қарашни һәқиқәт сүпитидә қобул қилдурушта утуқ қазиниши, шундақла уйғурлар билән қандақ вә диндаш болған мусулман вә түрк әллириниң ғәрб дуняси билән бир сәптә әмәс, бәлки хитай билән бир сәптә болуши, хитайниң күчигә күч қошқан. Хитай болса мәзкур йәрмәнкә арқилиқ дунядики техиму көп дөләтләрни аталмиш “йеңи йипәк йоли қурулуши” дәп ативалған “бир бәлвағ, бир йол истратегийәси” гә башлап кириш арқилиқ, уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайи мәсулийитидин үзүл-кесил қутулуш вә ғәрб демократик қиммәт қарашлирини ғәрбкә қарши күчләр билән бирлишип вәйран қилиш шундақла өзи арзу қилған йеңи дуня күн тәртипини турғузуш иқтидарини һазирлаш үчүн “явро-асия йәрмәнкиси” ни давамлаштуруп, иқтисадий вә дипломатик күчини тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилиду.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.