Урсуланиң уйғурлар мәсилисини тилға елиши вә явропа-хитай мунасивитиниң кәлгүси

Мухбиримиз әзиз
2023.04.07
Ursula-von-der-Leyen-beijing-1.jpg Явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лейен (Ursula von der Leyen) вә фирансийә президенти еманюл макрон (Emmanuel Macron) хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәттә. 2023-Йили 6-апрел, бейҗиң.
AP

Ғәрб дуняси билән хитай оттурисидики чоңқурлап меңиватқан һаңниң бир қетимлиқ диққәт нуқтиси явропа иттипақи вә фирансийә рәһбәрлириниң 6-апрелдин башлап хитайда рәсмий хизмәт зияритини башлишида әкс әтти. Болупму хитайниң явропа иттипақи үчүн әң чоң сода шерики болуштәк пәвқуладдә орни, шундақла буниң германийә рәһбири олаф шултиз (Olaf Scholz) вә испанийә баш вәзири педро санчез (Pedro Sánchez) ниң йеқинқи мәзгилләрдики хитай зияритигә әгишипла оттуриға чиқиши түпәйлидин бу қетимқи зиярәт һәр саһәниң зор диққитини қозғиди. Әмма 6-апрелдики дәсләпки учришиштин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида явропа иттипақиниң иҗраият оргини болған явропа комиссйониниң рәиси урсула вондер лайин (Ursula von der Leyen) ханим ениқ қилип икки тәрәп оттурисида он йилдин ошуқ музакирә қилиниватқан “явропа-хитай ортақ мәбләғ селиш келишими” тоғрисида бир еғизму сөз болмиғанлиқини, явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сода вә мәбләғ паалийитиниң әң символлуқ бәлгиси болған бу түрниң рәсмий һалда “өлүк” һалға өткәнликини билдүрди.

Бу қетимқи мухбирларни күтүвелиш йиғинида урсула ханим өзиниң хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәтлишиш җәрянида хитайдики, болупму уйғур дияридики барғансери яманлишип меңиватқан кишилик һоқуқ мәсилилиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Әмма у бу һәқтики баянлирида “инсанийәткә қарши җинайәт” яки “қирғинчилиқ” дегәндәк аталғуларни ишләтмигән болуп, бу униң буниңдин бир һәптә бурун ейтқан “биз хтайға қарита техиму кәскинрәк вә қаттиқрақ тәдбирләрни қоллинишимиз лазим” дегәндәк мәзмундики сөзлири билән анчә маслишип кәтмигән.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл урсула ханимниң бу һәқтики сөзлиригә алаһидә диққәт қилған кишиләрниң бири. Униң қаришичә, урсуланиң бу қетим ши җинпиң билән учрашқанда уйғурлар мәсилисини адәттики кишилик һоқуқ мәсилиси қатарида тилға елиши задила қамлашмиған бир иш. Йәнә келип уларниң ши җинпиңға “кишилик һоқуқ һәққидики ‍әндишилири” ни билдүрүп қоюши билән ши җинпиң өзиниң уйғур дияридики қирғинчилиқини тохтитип қоймайду.

Урсуланиң хитайға қаттиқ болуш һәққидики сөзлири әйни вақиттила тегишлик ғулғула қозғиған болуп, хитайниң явропа иттипақидики баш әлчиси фу соң бу һәқтики баянларни әйиблигән иди. BBC Ниң 5-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, у бу һәқтә мухбирларға сөз қилип “урсуланиң сөзлиридә изчиллиқ йоқ. У бир яқтин дөлитимизниң сиясәтлирини бурмилап чүшәндүрсә йәнә бир яқтин америка һөкүмити иҗра қиливатқан дөлитимизгә қарши қаттиқ қоллуқ билән иш көрүш пиринсипини һимайә қиливатиду” дегән иди. “сиясийон” гезитиниң 4-апрелдики обзорида бу әһваллар омумлаштурулуп “һәр каллида бир хиял” дәп хуласә чиқарған.

Обзорда баян қилинишичә, гәрчә фирансийә президенти еманюл макрон (Emmanuel Macron) вә явропа комиссйониниң рәиси урсула вондер лайин тәңла бейҗиңға йол алған болсиму, уларниң бу қетимқи сәпәрдин көзлигән муддиалири йәнила пәрқ қилиду. Болупму фирансийә президенти макронниң бир топ сода вәкилләр өмикини башлап маңғанлиқиниң өзи буниңдики мәқсәдниң франсийә-хитай оттурисидики сода мунасивити икәнликидин бешарәт һесаблиниду. Йәнә келип бейҗиңда улар ши җинпиң билән болған учришишқа баравәр қатнашқандин башқа қалған саһәләр билән болған сөһбәтлири өз алдиға айрим болиду. Шуңа гәрчә уларниң бирликтә хитай сәпиригә атлинииши қаримаққа явропаниң бирликкә кәлгән көзқараш асасида иш көрүватқанлиқини намайиш қилмақчидәк көрүнсиму әмәлийәт бу хил реаллиқтин көп узақ. Шундақ болғанлиқи ‍үчүн хитай тәрәпниң урсула вә еманийол макронни күтүвелиш, уларни сөһбәткә орунлаштуруш қатарлиқ җәһәтләрдики муамилиси ғайәт зор дәриҗидә пәрқ қилиду. Болупму макрон муйәссәр болған дәбдәбилик вә һәшәмәтлик күтүвелишқа хитай тор дуняси бирдәк “америка һөкүмитиниң қорчиқи” дәп әйибләватқан, шуниңдәк хитайға нисбәтән қаттиқ қол болуш вә “хитайдин аҗрилип чиқиш” ни тәвсийә қиливатқан урсула задила муйәссәр болалмиған. Апторлар бу әһвални тәкитләп “урсула задила әмәлгә ашмас бир мәҗбурийәтни үстигә елип, хитайни русийәгә һәрбий ярдәм бәрмәсликкә дәвәт қилмақчи болуватиду. Әмәлийәттә ши җинпиң аллиқачан өзлириниң русийә билән чәксиз достлуқ мунасивити барлиқини тәкитләп болған” дәйду.

Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилған “һемайичиләрни һимайә қилиш” тәшкилатиниң паалийәт директори лавза харс (Laura Harth) буниңдики бәзи “мас кәлмәслик” қилмишини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, урсуланиң бу қетимқи хитай зиярити билән фирансийә президенти макронниң бейҗиң сәпири пүтүнләй қариму-қарши мәзмунларни асас қилған. Униң радийомизға йоллиған язма җавабида мундақ қурлар учрайду: “явропа комиссийониниң рәиси урсула вондер лайин йеқинқи мәзгилләрдә йоллиған учурлар бирдәк хитай билән болидиған муамилидә давамлиқ һалда қариғуларчә иш көрмәслик, болупму бу җәһәттики сиясәтләрни түп җәһәттин өзгәртишниң зөрүрлүки һәққидә болуватиду. Гәрчә бу учурлар хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ саһәсидики еғир дәпсәндичилик қилмишиға нисбәтән күчлүк инкас қайтуруш саналсиму, бу һәқтә бирәр конкрет нәтиҗә барлиққа кәлмигүчә буларни йәнила еғиздики қуруқ сөздин башқа нәрсә әмәс, дейиш мумкин. Бу җәһәттин алғанда биз өзимизни тегишлик болған қәдәмни алдуқ, дейәлмәймиз. Әмма явропадики бир қисим сиясәт бәлгилигүчиләр ахири хитай компартийәсиниң хитайдики хәлққә қарши җинайәтлири һәмдә уларниң хәлқарадики урушқақлиқиниң дуня тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн охшаш характердики системилиқ тәһдит болуватқанлиқини тонуп йәткәндәк қилиду. Вондер лайин тәшәббус қиливатқан ‛хәтәрсизләштүрүш‚ истратегийәси вә ‛ортақ мәбләғ селиш келишими‚ниң задила тилға елинмаслиқини тоғра йөнилишкә қарап ташланған бәкму зөрүр бир қәдәм, деийиш мумкин. Һалбуки, фирансийә президенти макрон дәл буниң тәтүрисини қиливатиду. Мениң қаришимчә, униң русийә қозғиған қанунсиз таҗавузчилиқ урушиниң украина хәлқигә елип кәлгән азап-‍оқубәтлирини сөһбәт темиси қилған қияпәткә киривелип фирансийә сода гуруһиниң бир қетимлиқ хитай сәпирини вуҗудқа чиқириши учиға чиққан номуссизлиқ. явропа пуқраси болуш сүпитим билән мени бәкму һәйран қалдурғини макронниң хитай компартийәсиниң ашкара тәшвиқатлириға дост тартишип бериватқандиму худди бизгә вакалитән сөз қиливатқандәк қияпәттә оттуриға чиқиши болди.”

Бу һәқтә сөз болғанда нури түркәл әпәндиму мушу хилдики қарашқа майил. Униң қаришичә, һазир уйғур қирғинчилиқи һәққидә һечқандақ гуманға орун қалмайватқан болуп, мушундақ әһвалдиму давамлиқ һалда бирәр әмәлий һәрикәт қоллинип қирғинчилиқни тохтитиш һәққидә сөз болмастин йәнила “музакирә қилиш” һәққидә баш қатуруш задила қамлашмиған бир иш.

Нөвәттә һәр саһә затлири алаһидә тәкитләватқан йәнә бир нуқта урсуланиң бу қетимқи хитай сәпиридә явропа иттипақиниң хитай билән болған сиясий алақисини кепилликкә игә қилишиниң әмәлийәттә явропа иттипақидики һәммила әза дөләтләрни хушал қилидиғанлиқи һесаблиниду. “сиясийон” гезитиниң бу һәқтики обзорида көрситилишичә, улар бирдәк урсуланиң бу җәһәттә көзлигән мәқситигә йетәлишигә болған гуманлирини ипадиләп “урсула қайтип кәлгәндин кейин ‛биз әң зор тиришчанлиқини көрсәттуқ вә бу һәқтә ши җинпиң билән сөһбәтләштуқ‚ дейиши мумкин. Әмма униң русийәгә һәрбий ярдәм бәрмәслик һәққидики тәклиплирини ши җинпиңниң бирнәччә саәт ичидила қобул қилип кетиши еһтималдин йирақ” дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.