“йеңи һаят” та баш көтүргән йеңилиқ идийәси
2022.11.22
Уйғур елидә җәдитчилик идийәси 19-әсирниң ахири, 20-әсирниң башлирида йеңичә маарип вә сода-санаәт карханилириниң кәйни-кәйнидин барлиққа келишигә әгишип шәкилләнгән дәп қарашқа болиду.
Әйни вақитта түркийә вә оттура асияларда илим тәһсил қилип қайтип кәлгән бир түркүм уйғур зиялийлириниң қәлбидә хәлқни ойғитип, вәтәнни тәрәққий қилдуруштин ибарәт ортақ ғайә лавулдап янатти. Чүнки бу дәврдә милләтниң универсал сапаси хәлқарадики җәмийәт тәрәққиятиниң хелила кәйнидә қалған бир вәзийәттә қалғаниди. Милләтни ғәпләттин қутулдуруш үчүн пәқәтла пән-маарипқа тайиниш керәкликини тонуп йәткән илғар зиялийлар илим-пән билән ислам әқидилирини бирләштүрүш асасидики йеңичә маарип һәрикитини қозғиған.
“ақартиш һәрикити” елип бериштин ибарәт бу ғайини әмәлгә ашуруш йолида, ака-ука мосабай вә мәмтили тәвпиқ әпәндигә охшаш балдур ойғанған зиялийлар маарипни мәркәз қилип йеңичә мәктәп ечиш йолини тутқан болса, бир қисим зиялийлар әдәбий иҗадийәтни қорал қилип, хәлқниң хурапатлиқ вә наданлиқта қалған мәниви дунясидики қараңғулуқни паш қилип, дәвр реаллиқини маһийәтлик әкс әттүргән. Йәнә бир қисим зиялийлар болса, гезит-журнал чиқириш қатарлиқ мәтбуат ишлири билә шуғуллинип, пән-маарипни тәшвиқ қилиш вә тарқитиштики бошлуқларни толдурған. Бу дәврдики җәдитчилик һәрикитиниң вәкиллиридин абдуқадир дамоллам, абдухалиқ уйғур, қутлуқ шәвқи вә һүсәйинхан тәҗәлли, насуһа дамоллам қатарлиқ сәркәрдилирини һөрмәт билән тилға елип өтимиз.
20-Әсирниң башлиридики дәврләрдики вәзийәт һәққидә анализ йүргүзүшкә тоғра кәлсә, көпинчә хәлқниң җаһаләт, билимсизлик ичидә қелиши, пәнний маарип вә йеңичә тәрбийәләш усуллиридин мәһрум қелишиниң бир сәвәби әксийәтчил һөкүмәтниң “хәлқни наданлиқта қалдуруп башқуруш” тин ибарәт сиясәтниң йолға қоюлуши иди.
Мәркизий асиядики әң бурунқи җәдитизм мәтбуатлиридин бири 1870-йили ташкәнттә чиққан “түркистан вилайитиниң гезити” намлиқ гезит болуп, таки 1912-йилғичә давамлашқан бу гезит өз нөвитидә қаһирә вә истанбулларда баш көтүргән җәдитчилик һәрикитигә аваз қошуп чаррусийә империйәси тәвәликидики мусулман хәлқлириниң дөләтчилик идийәсини тәрғиб қилған бир мәтбуат санилиду. Шундин етибарән, уйғур дияриниң охшимиған җайлирида илгири-ахир болуп бирқанчә хил гезит-журналлар нәшр қилинған. 1910-Йили ғулҗида “или вилайити гезити”, қәшқәрдә “аң гезити” вә 1919-йили “һөр сөз”, 1934-йили ғулҗида “или дәряси гезити” қатарлиқлар нәшр қилинған болсиму, әпсус бу гезитләр бизгә бүгүнгичә йетип келәлмигән. Һазир чәтәлләрдә сақлинип қалған гезитләрдин 1933-йили нәшр қилинған “шәрқий түркистан һаяти” һәптилик гезити 1934-йилидин 1937-йилғичә нәшр қилинған “йеңи һаят” гезити қатарлиқлар бар. Буларниң ичидә “шәрқий түркистан һаяти” гезити қәшқәр төмүр ели башчилиқидики қозғилаңчилар тәрипидин азад қилинғандин кейин қутлуқ һаҗи шәвқи тәрипидин қәшқәрдә нәшр қилинған. Бу гезитниң тунҗи хитабнамисидә, хитай мустәбитлиригә қарши мустәқиллиқни мәдһийәләштин башқа йәнә, хәлққә маарип вә мәрипәт йәткүзүшниң һәқиқий түрдики мустәқиллиқниң ипадиси икәнлики мулаһизә қилинған. Бу гезиттә тәрғиб қилинидиған җәдитчилик идийәси асасән маарип министирлиқи, мәктәпләр, дарилмуәллимин қатарлиқларға қаритилған болуп, мәзкур гезиттә елан қилинған әсәрләр бизгә қалақлиқ, хурапатлиқ қатарлиқ илләтләрниң хитай һөкүмранлири вә уларниң бутпәрәс әқидиси түпәйлидин техиму еғирлишип кәткәнлики һәққидә мәлуматқа ериштүриду. Йәнә мәзкур гезит мәсуллириму шәриәтни асас қилған диний тәлим-тәрбийә васитилири арқилиқ миллий әхлақни қоғдашниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Бу гезит 1933-йили, 12-ноябир шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқи елан қилинғандин кейин, “әркин түркистан гезити” гә өзгәртилгән.
Үчинчи гезит “йеңи һаят” гезити болуп, бу гезитниң 1934-йили 30-авғусттин кейинки санлириниң һәммиси нөвәттә “гуннар ярриң” коллексийонида сақланмақта. Бу гезит әслидики “әркин түркистан гезити” болуп, 1934-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити әмәлдин қелип, хоҗинияз һаҗи үрүмчигә келип, муавин рәис болғандин кейин “йеңи һаят” қа өзгәртилип, қутлуқ һаҗи шәвқиниң баш муһәррирликидә нәшр қилинған.
Мәзкур гезит башқа мәтбуатларға қариғанда бирқәдәр узун өмүр сүргән болуп, таки 1937-йили, мартқичә, йәни генерал мәһмуд муһитиниң һиндистанға йол елиши, абдулниязларниң башчилиқидики қисқа муддәтлик инқилаби башланған тарихий дәвргичә нәшр қилинған. Гезит баш муһәррир қутлуқ шәвқиниң йетәкчиликидә чиқирилған болуп, дәсләпки йилларда қәшқәр нәшр маарип җәмийити тәрипидин нәшр қилинған болса, кейинки йилларда қәшқәрдики уйғур ақартиш уюшмисиниң нәшр әпкари болған. “әркин түркистан” гезитигә селиштурғанда, бу гезиттә шәрқий түркистанда яшаватқан һәр милләт хәлқиниң бирлик-иттипақлиқи гәвдиләндүрүлгән болуп, уларниң маарип, давалиниш, қиз-аяллар сағламлиқи қатарлиқ җәһәтләрдики 27 түрлүк баравәрлик һоқуқи оттуриға қоюлған.
“йеңи һаят” гезитиниң 1934-йилдин 1937-йилғичә болған санлирида, хәлқара вәзийәт вә шәрқий түркистанниң вәзийити һәққидә мәхсус сәрләвһилик мақалиләр елан қилинған. Һәрқайси юртларда йүз бәргән чоң вәқәләр, тарих, турмуш саватлири, мулаһизиләр вә бир қисим шеир қатарлиқ әдәбий әсәрләрму гезиттин орун алған.
“йеңи һаят” гезитидә әкс әттүрүлгән мәзмунлар бир қисим уйғур тәтқиқатчилириниңму диққитини тартқан болуп, фирансийәлик инсаншунас александер папас Alexander Papas бу гезиттә әкс әткән җәдитизм идийәси вә униң тәсири һәққидики тәтқиқатида төвәндикидәк көзқарашни оттуриға қойған: “гезит апторлириниң әсәрлиридин қариғанда әйни вақиттики[қәләндәрханә] қатарлиқ кәмбәғәлләр топланған җайлар җәмийәт аманлиқини бузуш, иқтисадниң тәрәққий қилмаслиқи қатарлиқ ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарған. Уйғур зиялийлириму әйни вақитта дәрвишлик вә қәләндәризимгә охшаш һадисиләргә қаршилиқ көрсәткән”.
Мәсилән, гезиттә елан қилинған мулаһизә темисидики мақалиләрниң бир қисимлири вәхпә вә вәхпә кириминиң тәқсимлинишигә алақидар болуп, александер папасниң юқиридики көзқаришини күчләндүриду. Бир қисим мақалиләрдә, апторларниң “апақ хоҗа мазири” ға охшаш мазар-машайиқларниң вәхпә кириминиң мазарлар вә қәләндәр-диваниләрни йөләшкә әмәс, бәлки кәмбәғәлләргә мәктәп селиш қатарлиқ ишларға сәрп қилиш керәклики һәққидики пикир вә тәләплири баян қилинған. Дөләтниң иҗтимаий вә иқтисадий қурулмисида чоқум ислаһат елип бериши керәклики һәққидә хәлқниң күчлүк истәклири ипадиләнгән. Чүнки йеңилиқ идийәсидики зиялийлар наданлиқта қалған милләтниң мәвҗутлуқини йоқитиш вә тәрәққият җәрянида шаллинип кетиш хәвпигә учрайдиғанлиқини алдин көрүп йәткән иди.
Бу һәқтә гезитниң 1935-йилидики бир санида елан қилинған “қәләндәризмгә хатимә берәйли” намлиқ мақалидиму генерал мәһмут муһитиниң тиләмчиләргә тутқан позитсийәси әкс әттүрүлгән вә ислаһатниң зөрүрлүки тәкитләнгән. Мәһмут муһити тиләмчи билән сөһбәтлишип, уни қайил қилалмиғандин кейин тиләмчиниң қолидики сапайисини вә һаса тайиқини тартивалған, шундақла бу хил тиләмчиликниң милләтни хану-вәйранчилиққа йүзләндүридиғанлиқи, әгәр бу кишиниң давамлиқ тиләмчилик билән шуғулланса, еғир җазаға тартилидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргәнликидин ибарәт бир вәқә баян қилинған. Мақалидә апторниң һурунлуқ вә тәйяртаплиққа қарши туруп, һалал әмгәккә тайинип яшаш керәклики һәққидики мулаһизиси оттуриға қоюлған.
Қәшқәр уйғур мәдәнийәт ақартиш уюшмиси рәиси һаҗи абдулла кериминиң “ғәпләттин қачан ойғанамиз?” мавзулуқ мақалисидә, милләтниң истиқбали үчүн әвладларни оқутуш керәклики, шундила ғәпләттин ойғинип, йоруқлуққа чиққили болидиғанлиқи һәққидә хәлққә хитаб қилинған.
Гезиттә елан қилинған әсәрләрдә бир қисим зиддийәтлик пикир вә мурәккәп көзқарашларға җәдитизм идийәси нуқтиинәзиридин баһа берилгән. Гезит тәһрирати тәрипидин тәйярланған бир парчә мақалидә, пирқәчиликкә қарши туруш һәққидики тәшвиқат мәзмун қилинған болса, 1936-йили бесилған ақартиш уюшмисиниң рәиси абдулраһман һаҗи тәрипидин тәйярланған доклатта, хәлқни мазар шәйихлиригә, сопи-ишанларға чоқунуш, палчилиқ қатарлиқ ислам динида “бидәт” дәп қарилидиған иш-һәрикәт вә адәтләрдин йирақ турушқа вә ислам динини тоғра иҗра қилишқа дәвәт қилинған.
Мәзкур гезиттә йәнә пәқәт маарип-мәрипәт йолида маңғандила, мудһишлик ичидә қалған хәлқниң тәқдирини өзгәрткили болидиғанлиқи хәлққә кәң тәшвиқ қилинған. Гезиттә пат-пат шәхсийләр намидики “қурбанлиқ” яки мурасимларға атиған мал-мүлүкләрни мәлум мәктәпкә ианә қилғанлиқи һәққидики хәвәрләрниму учратқили болиду. Бу нуқтилардин җәдитизмлиқ ислаһат һәрикитиниң ядроси бир еғиз сөз билән ейтқанда маарип икәнликидин ибарәт идийәни бизгә йәткүзүп бериштә көврүклүк рол ойниған дәп һесаблаш мумкин.
Әйни вақитта хәлқниң мәниви турмушини бейитиш үчүнму бир қисим һәрикәт вә паалийәтләрниң елип берилғанлиқи һәққидә мәлуматларға еришәләймиз. Мәсилән, қәшқәрдики санайи нәфисә миллий тиятирида пәрзәнт тәрбийәсигә аит тиятир ойналғанлиқи һәққидики қисқа хәвәр берилгән. Бу гезит йәнә қиз-аялларниң илим-билим билән қораллинишиниң муһимлиқини көздә тутуп, қиз-аяллар үчүн мәхсус хәвәрләр ишлигән. 1936-Йили 12-ноябир күни бесилған “илим вә билим хатун-қизларғә һәм бәк керәк” намлиқ мақалидә, қиз-аяллар үчүн мәхсус дарилмуәллимин тәсис қилинғанлиқи вә муәллимәләрниң һәрқайси мәктәпләргә ишқа орунлишиш әһвали һәққидә тәпсилий мәлуматлар берилгән.
Йиғинчақлап ейтқанда, “йеңи һаят гезити” дә әкс әткән җәдитизм идийәси хәлқниң йеңилиқ яритиш, демократийәгә тәлпүнүш, болупму җәмийәтни ислаһ қилишниң дәсләпки учқунлири иди дәп қарашқа болиду.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.