Йеңи баш министер германийәниң хитай сияситини өзгәртәмду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.06.29
Йеңи баш министер германийәниң хитай сияситини өзгәртәмду? Германийә баш министири ангела меркел явропа кеңиши бинасида явропа иттипақи башлиқлар йиғининиң биринчи күниниң ахирида баянат елан қилмақта. 2021-Йили 25-июн, бирюссел, белгийә.
AP

24-Июн гәрманийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан зулумлирини “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиған иди. Шу күни мәркизи берлинда болған меркато хитай тәтқиқат иниститути йеңи бир доклат елан қилип, анҗила меркилдин кейин германийәгә йеңидин баш министәр болидиған кишиниң сайламдин кейин германийәниң хитай сияситини өзгәртидиғанлиқини илгири сүрди.

Меркато хитай тәтқиқат иниститутиниң “германийә хитай сияситини өзгәртәмду? сайлам программилириға нәзәр” намлиқ доклатида баян қилинишичә, йәнә 3 айдин кейин германийәдә сайлам башлинидикән. Анҗила меркил дәври ахирлишидикән. Йеңи баш министер мәйли йешиллар партийәсидин чиққан намзат анналена байербок болсун яки хиристиян демократлар партийәсидин чиққан намзат армин лашет болсун, баш министерлиқ вәзиписини тапшуруп алғандин кейинла германийәниң хитай сияситини өзгәртишкә башлайдикән.

Доклатта тилға елишичә, германийәниң бу қетимқи баш министерлиқ сайлими тарихта көрүлүп бақмиған бир шәкилдә вуҗудқа чиқидикән. Йәни хитай мәсилиси һечқачан германийә сайламлирида тема шәклидә орун елип бақмиған болуп, бу қетимқи сайламниң программилирида йетәрлик дәриҗидә орун игилигән. Хитайға мунасивәтлик 14 тема баш министер намзатлириниң нутуқлириниң муһим мәзмунлирини тәшкил қилған. Мәсилән, явропа иттипақиниң хитай истратегийәсини йәниму күчәйтиш, хитайдин тор, санлиқ мәлумат, юқири техникиларни мудапийә қилиш, хитайға қарши окян һалқиған һәмкарлиқларни қуруш, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләш, уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүш, хоңкоңниң аптонумийәсини қоғдаш, тәйвән билән болған һәмкарлиқни илгири сүрүш, хитайни һәрбий җәһәттин аҗизлитиш, коңзи иниститутлирини тақаш қатарлиқлар. Бу темиларниң сайлам риқабитидин орун игилиши германийәдә бир йеңилиқ һесаблинидикән.

Доклатта изаһлишичә, бу қетим йеңи һакимийәтни германийәдики асаслиқ 5 чоң партийә тәшкил қилидикән. Хиристиян демократлар партийәси билән хиристиян сотсиял партийәсидин ибарәт бирләшмә партийә, сотсиял демократлар партийәси, әркин демократлар партийәси вә йешиллар партийәси қатарлиқ бу 5 партийәниң һәммисила хитайға қарита тәнқидий позитсийәдә икән. Улар хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә, уйғурлар учраватқан зулумларға, хоңкоңдики мустәбитликкә нисбәтән қарши турушта пикир ортақлиқиға игә икән. Әмма хитай билән болған һәмкарлиқни сақлап қелиш яки хитайға җаза йүргүзүш мәсилисидә һәрқайси партийәләрниң қарашлирида зор пәрқләр мәвҗуд икән.

Һәммидинму муһими, бу қетим баш министер намзати болған йешиллар партийәсиниң рәһбири анналена байербокниң хитайға нисбәтән позитсийәси наһайити қаттиқ икән. Униң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита күчлүк тәдбир қоллиниш идийәсини әркин демократлар партийәси мутләқ қоллайдикән. Йешиллар партийәси бу җәһәттә йәнә германийәдики әң чоң партийә болған хиристиян демократлар партийәси билән хиристиян сотсиял партийәсидин ибарәт бирләшмә партийәниң һәмкарлиқиға еришкән.

Йешиллар партийәси вә әркин демократлар партийиси германийә парламентида һәм явропа иттипақида уйғурлар мәсилисини җиддий күнтәртипкә кәлтүриватқан партийәләр болуп, йешиллар партийәсиниң рәһбири анналена байербокниң бу қетимқи сайламда ғәлибә қилиш еһтимали юқири икән. Әгәр у сайламда ғәлибә қилип әркин демократлар партийәси билән бирләшмә һөкүмәт қуралиса, германийәниң хитай сиясити чоқум өзгиридикән. Анҗила меркил дәвридә әмәлгә ашмиған хитайға қарши бәзи ишлар, униң дәвридә әмәлгә ашидикән.

Уйғурларниң актип һимайичилири билән толған йешиллар партийәсиниң бу қетимқи сайламда ғәлибә қазиниши германийәдики уйғурларниң үмиди болуп қалған. Германийәдики уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, йешиллар партийәсиниң йиллардин буян уйғурларға көп һесдашлиқ қилип кәлгән бир партийә икәнликини тилға алди. Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда, уйғурларниң дости болған йешиллар партийәси сайламда ғәлибә қилип әркин демократлар партийиси бирләшмә һөкүмәт қуруп қалса, уйғурлар дәвасиниң ялғуз германийәдила әмәс, явропадиму зор тәрәққиятларға еришидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.