“йеңи йипәк йоли иш пилани” вә униң уйғурларға болған тәсири тоғрисида сөһбәт
2015.05.20
Хитай һөкүмити “йипәк йолини қайта җанландуруш иш пилани” нами астида оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә билән болған сиясий, иқтисадий һәм тиҗарәт мунасивәтлирини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
18-Май күни хитайниң истанбулдики консулханисиниң уюштуруши билән истанбул җәйлан интер континентал меһманханисида “йипәк йоли” темисида йиғин чақирилған. Бу йиғинға хитайниң һәр қайси өлкә вә шәһәрлиридин кәлгән саяһәт идарилириниң мәсуллири вә чоң саяһәт ширкәтлириниң хоҗайинлиридин болуп 1000 әтрапида хитай һәм көп санда түрк саяһәт ширкәтлири вә саяһәт идарилириниң мәсуллири қатнашқан.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда хитай түркийәгә хитай саяһәтчиләрни көпләп елип келиш үчүн түркийә һөкүмитигә бәзи шәртләрни қойған. Буларниң ичидә хитай саяһәтчиләргә хитай йол башлиғучиларниң екскурсийә қилдуруши, түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә чәклимә қоюшқа охшаш тәләпләрму бар икән. Ундақта хитай һөкүмитиниң бу тәләплиригә түркийә һөкүмити қандақ қарайду?
Бу һәқтә көз қарашлирини игиләш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.