“вол стрет журнал гезити”: бир милләтни кәң көләмлик тутқун қилиштәк бундақ вәқә натсистлардәвридә йүз бәргән

Мухбиримиз әркин
2018.06.06
herbiy-saqchi-uyghur-boway.jpg Уйғур бовайниң коча чарлаватқан хитай қораллиқ әскәрлириниң йенидин өтүп кетиватқан көрүнүши. 2009-Йили 9-июл, үрүмчи.
AP

Дунядики нопузлуқ гезитләрниң бири болған “вол стрет журнал гезити” ниң алий муһәррири, һәптилик ташқи хәвәрләр программисиниң риясәтчиси марий кессил 4‏-июн күни мәзкур гезитниң йирақ шәрқтики мухбири һюго рәстол билән 29 йилдин кейинки хитайниң бүгүнки әһвали вә уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң қурулүп, уйғурларни кәң кәлөәмлик қамаш мәсилиси һәққидә тор сөһбити өткүзгән.

Сөһбәт давамида уйғур районидики лагелар 2‏-дуня уруши дәвридики натсистларниң йиғивелиш лагерлириға селиштурулуп, һазир уйғур районида йүзбериватқан бир милләтни кәң көләмлик тутқун қилиштәк бундақ вәқәниң дуняда пәқәт натсистлар германийәсидә йүз бәргәнлики оттуриға қоюлди.

Дунядики нопузлуқ бу гезитниң мәзкур тор сөһбити уйғур районидики “тәрбийәләш лагерлири” ниң бир қисим ички әһвали ашкарилинип, хитайниң һәрикити натсистларниң чоң қирғинчилиқ қилмишлириға селиштурулушқа башлиған бир мәзгилдә елип берилди.

“вал стрет журнал гезити” ниң тор сөһбитидә марий кессил, бейҗиң мәркизи һөкүмитиниң уйғур районида рәсмий етник тазилаш елип берииватқанлиқиға даир хәвәрләр тарқалғанлиқини, бу хәвәрләрниң қанчилик ишәнчлик икәнликини сорайду. Һюго рәстол мәзкур мәсилигә чүшәнчә берип, хитай һөкүмитиниң йеқинқи икки йилдин бери зор көләмлик йиғивелиш яки тәрбийәләш лагерлирини қурғанлиқи, уйғур нопусиниң 10% бу лагерларға қамалғанлиқини билдүргән.

У, “шинҗаңдин нәқ учур елиш бәк мүшкүллүкини, бирақ хәвәрләрдики диққәт қозғайдиған нуқта шуки, хитай һөкүмәт мәнбәәлиридин алған парчә-пурат учурлар вә һөкүмәтниң лагерлаға даир қурулуш һөддигәрлик тохтамнамилиридики учурлар бирләштүрүлсә, хитай һөкүмитиниң йеқинқи бир-икки йил мабәйнидә зор көләмлик йиғивелиш яки тутуп туруш лагерлирини қурғанлиқиниң айдиңлишидиғанлиқи” ни тәкитлигән. Һюго рәстол йәнә, бу лагерларға мусулман нопусиниң 10% и қамалғанлиқини, буниңға һәқиқәтән адәмниң ишәнгүси кәлмәйдиғанлиқини әскәртип, әлвәттә бу йәрдики бир истибдат һакимийәт болсиму, лекин аз санлиқ милләтләрни бирла вақитта кәң көләмлик тутқун қилиштәк бундақ һадисә дуняда пәқәт натсистларгерманийәсиниң чоң қирғинчилиқ дәвридиила йүз бәргәнлики, буниң шүбһисизки, қорқунчлуқ “варварларчә бир қилмиш икәнлики” ни тәкитләйду.

Сөһбәт давамида һюго рәстол йәнә марий кессилниң уйғурлар тибәтләргә охшашла хитай емпирийәлириниң тарихий парчиси әмәслики һәққидики соалиға җаваб берип, бу районниң илгири мустәқил дөләт икәнликини, лекин хитай һөкүмитиниң йеқинқи 70 йилда уйғурларни өз вәтинидә аз санлиқ орунға чүшүрүп қойғанлиқини билдүргән.

У, бу районниң 20 ‏-әсирниң башлирида мустәқил дөләт болуп шәрқий түркистан, дәп аталғанлиқини, нурғун уйғурлар ашу дәврни хатириләйдиғанлиқини, уйғурлар асасән исламниң мөтидил сүнний мәзһипигә мәнсуп түрки хәлқ икәнликини, лекин уларниң 1949‏-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулуп, нурғун хитай көмәнлирини бу районға йәрләштүришкә башлиғандин буян өз вәтинидә аз санлиқ орунға чүшүп қалғанлиқи, һазир уларниң райондики омуми нопусниң 50% гә йәтмәйдиғанлиқини илгири сүриду.

У йәнә хитайниң уйғурларни турмушниң барлиқ саһәлиридә чәткә қеқиватқанлиқи, уларниң тилини йоқитиватқанлиқини әскәртип, “хитай һөкүмити уйғурларниң мәсчиткә кирип намаз оқуши, сақал қоюши, пәрзәнтлиригә диний исимларни қоюши, ислам һәққидә диний тәрбийә беришини чәкләп, уларни чошқа гөши йейишкә мәҗбурлимақта. Уйғурларға қаритилған бу хил чәклимиләрниң тизимлики наһайити узун. Булар һәқиқәтән адәмниң әқлигә сиғмайду” дәп тәкитләйду.

Марий кессил сөһбәт давамида йәнә чәтәл ахбаратиниң уйғурлар районидики лагерларға даир учурларға қандақ қаналлар арқилиқ еришиватқанлиқини сорайду. У чәтәллик журналистлар вә илмий тәтқиқатчиларниң бу районға кириши бәк мүшкүл икәнликини, компартийәниң тибәткә охшашла бу районға киргән-чиққанларни қаттиқ контрол қилидиғанлиқини әскәртип, чәтәл ахбаратиниң лагерлар һәққидики хәвәрләрдә йәрлик мәнбәләр вә мәхпий учурларға тайиниватқанлиқанлиқини тәкитлигән. Һюго рәстол мәзкур мәсилә һәққидә бәзи журналистлар бу районға киргән болсиму, лекин өзлириниң лагерларға алақидар учурларға һәр хил қаналлар арқилиқ еришиватқналиқини билдүргән. У бу җәһәттики хәвәрләрниң башқа дөләтләргә қечип чиққан мәһбуслар шундақла бәзи доклатлардики һөкүмәтниң лагерларға алақидар рәсмий мәлуматлиридики учурларғ атайиниватқналиқини билдлргән.

У йәнә, уйғур райони хитайдики ихәтәрлик селинмиси әң тез көпәйгән район икәнликини әскәртип, хитайниң уйғур райониға бир йил ичидә 100 миң сақчи қобул қилғанлиқини тәкитлигән. Һюго рәстол, хитайниң уйғур районидики бихәтәрлик селинмиси 2016‏-йили 3.90 Пирсәнт, 2017‏-йили 92% көпәйгәнликини билдүрүп, йеқинқи бир йилда бу райондики йиғивелиш лагерлириниң қурулушиға 100 милйон доллардин артуқ пул сәрп қилинғанлиқини тәкитләйду.

У йәнә хитай даирилириниң мәзкур районға тәкшүрүш понкитлирини қуруп, шәһәр кочилирини қамал қилғанлиқи, юқири үнүмлүк йүз тонуш аппаратлириниң орунлаштурулуп, пүтүн уйғурларниң янфониға тәкшүрүш юмтали қачилаш тәләп қилинғанлиқини, аптомобилларға из қоғлаш әсваби орунлаштурулғанлиқини, компартийә кадирлириниң уйғур аилиләрдә туруп, уларни назарәт қиливатқанлиқи, шундақла хизмәт гуруппилириниң өйму-өй кирип, пуқраларни сорақ қилидиғанлиқи билдүргән.

Һю го рәстол марий кессилниң уйғур районидики бу вәзийәт “натсистлар германийәсигә охшайдикән” дегән сөзигә җавабән униңға һәқиқәт адәмниң ишәнгүси кәлмәйдиғанлиқини, барлиқ уйғурларниң паспорти йиғивелинғанлиқи, уйғурларниң қан әвришкисини топлинип, DNA амбири қурулғанлиқи, чәтәлгә чиққанлар вә намаз оқуйдиғанларниң лагерларға солиниватқналиқини, пичақ тизимлаш түзүми йолға қоюлуп, мәзкур районда пичақ сетивелишниң қийинлашқанлиқини, қаттиқ иҗтимаий контроллуқниң аилиләргә қәдәр кеңәйгәнликини, адәмләрниң бир-бирини тәқиб қилидиғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, ғәрбтики нупузлиқ гезит-журнал, радийо-телвизийә қаналлирида өткүзүлгән бу хил сүһбәтләр уйғурларниң нөвәттики вәзийитини чәтәлликләргә тонуштуруп, уларниң диққитини қозғашта әһмийити наһайити зорикән.

Америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқиатчиси қаһар барат“вол стрет журнал гезити” ниң сөһбәт программисини муаййәнләштүрүп, лагерларни қандақ аташниң бу йәрдики һалқилиқ мәсилә икәнликини көрсәтти. Доктор қаһар барат йәнә ғәрб ахбаратиниң лагерлаға қаратқан диққитини әмәлийәткә селиштурғанда йетәрлик, дәп қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрди.

“вол стрет журнал гезити” ниң мәзкур сөһбити йеқиндин бери ғәрбтики нупузлу қ ахбарат васитилиридә өткүзүлгән лагерлар һәққидики сөһбәтләрниң бири. Йеқинда“дөләтлик хәлқ радиоси” бирләшмә агентлиқниң мухбири геррий ши билән вә шундақла америкидики “дөләтлик баһа” гезитиниң алий муһәррири җәй нордлингер америкидики сиясий паалийәтчи, адвокат нури түркәл билән лагерлар һәққидә сөһбәт өткүзгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.