“дутар” дин “қизил байрақ” қа: хитайниң уйғур елидики йәр-җай намлирини өзгәртишиниң ич йүзидә
2024.08.22
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу йил 18-июн күни хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йүзлигән йеза-кәнт намлирини өзгәрткәнлики һәққидә мәхсус доклат елан қилған иди. Мәзкур доклат елан қилинғандин кейин, нурғунлиған хәлқаралиқ тәшкилатлар тушмутуштин хәвәр вә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәр намлирини өзгәртиш қилмишини кәскин тәнқид қилди.
Бу һәқтә йәниму илгирилигән издинишлиримиз җәрянида, 2017-йилидин 2019-йилғичә өзгәртилгән уйғур елидики йеза-қишлақ намлириниң ичидә тәхминән 630 йеза исминиң диний, тарихий яки уйғур мәдәнийитигә бағлиқ аталғуларға четилидиғанлиқи сәвәбидин өчүрүлгәнлики; уларниң орниға хитай компартийәсиниң сиясий идеологийәсигә мас келидиған қизил мәзмундики намларға алмаштурулғанлиқиға аит пакитларға ериштуқ. Мәсилән, илгирики мазар йезиси “әтиргүл” йезисиға, ақ мәсчит йезиси “иттипақлиқ” йезисиға, дутар йезиси “қизил байрақ” йезисиға өзгәртилгән.
2018-Йилидин башлап йеза-кәнт намлирини өзгәртиштин башқа йәнә, хотән қатарлиқ җайларда хитай даирилири тәрипидин “диний түс алған, мәдәнийәтсиз” дәп қаралған аммиви тәшкилат вә орунларниң намлири, коча намлирини өзгәртиш тоғрисида уқтуруш чиқирилғанлиқиму мәлум. Мәсилән, буларниң ичидә “тоққуз гүмбәз йоли” - “қизил байрақ йоли” ға, “базармәт йоли” - “бәхт йоли” ға, “җамә кәнти” - “йоңән кәнти” гә, “мупти хоҗа районлуқ иш беҗириш орни” - “шаңяң иш беҗириш орни” ға өзгәртилгән.
Тарихқа нәзәр ташлиғанда, хитайниң сиясий әнәнисидә йеңи тәхткә олтурған хитай падишаһлири өзиниң һөкүмранлиқини намайиш қилиш үчүн, алдинқи ханиданлиқ дәвридә бәрпа қилинған йәр-җай намлирини өзгәртиш адити мәвҗут болуп кәлгән. Һалбуки, бүгүнки дәврдә хитай коммунист һакимийитиниң уйғур тупрақлиридики йәр-җай намлирини өзгәртиш қилмиши маһийәт җәһәттә бир түрлүк таҗавузчилиқ вә ассимилятсийәни нишан қилған мәдәнийәт қирғинчилиқи һәрикитидур. Мәнчиң сулалиси шәрқий түркистанни ишғал қилғандин кейин, миңларчә йиллардин буян давамлишип кәлгән йәрлик вә миллий алаһидиликкә игә уйғурчә йәр-җай намлириниң орниға мустәмликичиликни әкс әттүридиған бир йүрүш хитайчә намларни қойған. Мәсилән, үрүмчини “дихуа”, барикөлни “җенши”, манасни “сүйләй” дегән хитайчә намлар билән аташ буниң бир мисалидур.
1949-Йили коммунист хитай һакимийәт бешиға чиққандин кейин, уйғур уйғур елидики йәр-җай намлирида көп қетим өзгириш болған. Болупму “мәдәнийәт инқилаби” йиллирида уйғур елидики йүзлигән йеза-кәнтләр вә мәһәллиләрниң әслидики уйғурчә намлири өзгәртилип, уларниң орниға хитайниң коммунизм идеологийәси әкс әттүрүлгән қизил түстики йәр-җай намлири алмаштурулған. Мәсилән, қизил байрақ, шәрқ шамили, қизил юлтуз, шәрқ қизарди, алға, өктәбир, азад қатарлиқ коммуна намлири шуниң җүмлисидиндур. Ваһаләнки, 2014-йиллиридин кейинки йеқинқи 10 йил мабәйнидә давамлишип келиватқан хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған юқири бесимлиқ сиясити тәсиридә, уйғур елидики йәр-җай намлири йәнә бир қетимлиқ еғир вәйранчилиққа дучар болмақта.
Ундақта, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин кейинки йәр-җай намлирини өзгәртиш қилмишиниң маһийити зади немә? кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң мувәққәт директори мая ваң, хитай һөкүмитиниң уйғур йеза намлирини өзгәртиш қилмишиниң, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған инсанийәткә қарши җинайәтлириниң бир парчиси икәнликини тәкитләйду. Шуниси ениқки, хитай һөкүмити йәр-җай намлирини өзгәртиш арқилиқ, “бир чалмида икки пахтәк соқуш” ғәризигә йәтмәкчи болған. Җүмлидин, уйғур елидики миллий вә йәрлик алаһидиликкә игә болған йәр-җай намлириға “диний ашқунлуқ” тамғиси урулуп, униңға алақидар болған кишиләр бу долқунда зәрбә бериш обйектиға айланған. Уйғур елидә ислам дини елементлири, уйғур өрп-адәтлири вә миллий мәдәнийәт амиллирини өз ичигә алған бир қисим йәр-җай исимлири уйғурларниң кимликини намаян қилидиған йәрлик алаһидиликләрдин һесабланғачқа, улар хитай һөкүмитиниң мустәмликичилик сияситигә тосалғу болидиған амилға айланған, шундақла хитайниң көзигә санҗилған миқ болуп қалған. Хитай һөкүмити уйғур елидики йәр намлири ичидин ялғуз мазар, гүмбәз, ислам, ғоҗам қатарлиқ сөзләрни чиқириветиш биләнла қалмиған, бәлки йәр-җай намлирини, мазарларни вә тарихий тәзкириләрни хатирилигән, архиплаштурған вә тәтқиқ қилған раһилә давут, арслан абдулла, аблиз орхун вә әхмәт мөмин тарими қатарлиқ уйғур сәрхиллириниму қолға елип бастурған. Хитай һөкүмити тәрипидин “әсәбий күч” тамғиси урулған кишиләр түрлүк қамақ җазаси, қийнаш, мәҗбурий әмгәк вә туғут чәкләш қатарлиқ хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлириниң нишаниға айланған.
Хитай һөкүмити немә үчүн диний вә мәдәнийәт түси қоюқ болған йәр-җай намлиридин шунчә қорқуп кетиду? бу соалға илмий җаваб тепиш үчүн, антрополог дру гладней (Dru. C. Gladney) Ниң “хитайдики ислам дини: маслишишму яки бөлгүнчиликму?” темисидики илмий мақалисигә мураҗиәт қилишқа тоғра келиду. Аптор мақалидә, уйғурлар хитай дөлити тәвәликидики мусулманлар ичидә хитай җәмийитигә сиңип кириш нисбити әң төвән милләт, чүнки уларниң мустәқил дөләт қуруш вә хитайдин айрилип яшаш арзуси әң күчлүк, дәп қарайду. У бу қаришини көплигән мәнбәләр вә истатистикилиқ мәлуматлар билән дәлилләп көрситиду.
Мәсилини йәнә бир тәрәптин көзәтсәк, хитай дөләт системиси вә һакимийәт аппаратлири уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң етник, ирқий вә диний җәһәттин пәрқлиқ болушини аталмиш “террорлуқ” яки “әсәбий күч” җинайәтлиригә бағлап, уларни ғайәт зор мәһрумлуқниң қурбаниға айландурушни мәқсәт қилған. Халиғанчә тутқун қилинған яки тәқиб астиға елинған кишиләрниң из-дерикини сүрүштүрүштә өчүрүлгән йеза-кәнт намлири хитай һөкүмитиниң җинайи җавабкарлиқтин қечиш яки тенивелиши үчүн, мәлум җәһәттин земин һазирлайду.
Йәр намлири символлуқ ролға игә болуп, мәлум идеологийәлик қиммәт қарашниң ипадилинишидур. Йәр-җай намлири адәттә абистиракит яки конкрет һалда миллий аң вә һессиятни әкс әттүридиған символлуқ елементларни өз ичигә алған болиду. Бир қисим дөләтләр һакимийәт күчини мәркәзләштүрүш системисини иҗра қилишта символлуқ амиллардин үнүмлүк пайдилинип кәлгән дәп қарашқа болиду. Тарихқа нәзәр салидиған болсақ, һакимийәт күчлири йәр намлирини сиясий өзгиришләрниң тәқдири билән зич бағлап кәлгән. Мәсилән, 1979-йили иранда йүз бәргән иран ислам инқилаби нәтиҗисидә иранда һакимийәт алмишип, иран пайтәхти теһранниң өзидила 500 дин артуқ коча исимлири йеңи қурулған ислам җумһурийитиниң сиясий кимликини гәвдиләндүридиған вә шиә мәзһипи мәзмунини әкс әттүридиған намларға өзгәртилгәнлики мәлум. Йәнә бир мисал алсақ, 1917-йили йүз бәргән өктәбир инқилабидин кейин сабиқ совет иттипақи һөкүмити совет иттипақ территорийәсидики, болупму оттура асиядики һәрқайси миллий җумһурийәтләрдики йәрлик йәр-җай намлирини хели зор дәриҗидә руслаштурған яки коммунизм идеологийәсигә маслаштуруп өзгәрткән. Мәсилән, қазақистандики уйғурлар топлишип олтурақлашқан яркәнт шәһири “панфилов” ға, қирғизистан пайтәхти бишкәк “фрунзе” ға, таҗикистан тәвәсидики әң егиз чоққа “коммунизм чоққиси” ға өзгәртилгән. 1991-Йили сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин, бу йәр-җай намлири қайтидин әслидики намлириға қайтурулған.
Уйғур елидики йәр-җай намлириниң етимологийәси уйғур хәлқиниң тарихи, өтмүши, йәрлик мәдәнийити, аһалиләрниң көчүш-қошулуш тарихи, тил амиллири вә иҗтимаий әһваллирини рошән әкс әттүрүп бериду. Уйғур хәлқи өзи яшап кәлгән җуғрапийәлик маканлириға писхикилиқ қараш, өрп-адәт вә әқидә-етиқадлирини сиңдүрүп исим қойған. Йеза-кәнт вә коча-койларниң исимлирида тарихий чөчәкләр, қәһриманлар, йүз бәргән җәңләр, қозғилаңлар яки хәлқ ичидә тәсир қалдурған диний, сиясий, тарихий вәқә-һадисиләр арқа көрүнүш қилинған болуп, шу җайниң йәр шәкли, өзгичә алаһидилики, көрүнүши әкс әттүрүлгән. Мәсилән, мәкит наһийәсидики “шеһитдөң” дегән йәр нами материялларға қариғанда 1553-йиллиридики сопи ишан соқушлирини арқа көрүнүш қилған болуп, улуғларниң шеһит болған җайи санилип, “шеһитдөң” дәп аталғанлиқи мәлум. Қумул районида қәдимки түрк-уйғур қәбилилириниң намлиридин “сақа” вә “қарлуқ”, “әлкә”, “уйғур”, “түрк” қатарлиқ намларға бағлинидиған “сақа”, “алтә сақа”, “қурлуқ”, “қарлуқ түгмән”, “қарлуқ ғол”, “уйғурғол”, “аратүрк” қатарлиқ қәдимки йәр-җай намлири һелиһәм мәвҗут болуп кәлмәктә. Археологийәлик қезилмилар вә башқа тарихий излар бу җайларда саклар, қарлуқлар, уйғурлар вә қәдимки түркләрниң яшиғанлиқи вә паалийәт елип барғанлиқини дәлиллимәктә.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәр-җай намлирини әмәлдин қалдуруши, йәнә бир җәһәттин, уйғурлар вә уларниң әҗдадлириниң әзәлдин тәңри тағлири етикидә вә тарим вадисида яшап кәлгәнликидәк һәқиқәтниң изини өчүрүш, уларниң бу земин болған бағлинишини үзүп ташлап, уни хитай сулалилири тарихиға яки хитай идеологийәси асас қилинған мәзмунларға бағлап шәрһләшни мәқсәт қилғанлиқи ениқ.
Хитай һөкүмитиниң йәр-җай намлирини әмәлдин қалдуруш қилмиши өз нөвитидә йәнә уйғурларни өз кимликидин йирақлаштуруштин башқа йәнә, уларға түрлүк роһий бесимларниму елип кәлгән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатида баян қилинишичә, бир қисим аталмиш қайта тәрбийәләш мәркәзлиригә елип кетилгән кишиләрниң қоюп берилгәндин кейин йеза исимлириниң өзгирип кәткәнлики түпәйлидин, юқири техникилиқ контрол қилиш системисиниң тәқибигә учрап, өз өйини тапалмай көп риязәтләрни чәккәнлики мәлум.
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәр-җай намлирини өзгәртиш қилмишиниң маһийитини уларниң рошән һалдики сиясий муддиасидин издәшкә тоғра келиду. Хитай һөкүмити йәр-җай намлирини бекитиштә хитай дөлитиниң бир пүтүнлүкини көзләш, дөләтниң игилик һоқуқиға зиян елип келидиған йәр-җай намлирини чәкләштин ибарәт сиясий мизанни асас қилған. Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәр-җай намлирини өзгәртиш сиясити, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә болған мустәмликә-ишғалйәтчиликини күчәйтиш вә буниң билән бир вақитта өзиниң җинайи қилмишини пәрдазлашни мәқсәт қилған, шундақла системилиқ пиланланған тактикадур. Уйғурчә йәр-җай намлирини йоқитиш қилмишиниң ич йүзи әмәлийәттә уйғур кимликини тәшкил қилғучи диний вә мәдәнийәт амиллирини көздин йоқитип, уйғурларни хитай кимлики идеологийәси билән суғурушни нишан қилған.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]