Немә үчүн көплигән уйғурлар брукеллоз юқумлуқ кесилигә гириптар болиду?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.01.29
covid-kovid-virus-kesel-saqchi Сақчилар (оң вә сол) уйғур аптоном райониниң алтайдики көчмән чарвичиларға вирус һәққидә тәшвиқ қилмақта. 2020-Йили 19-феврал, алтай
AFP

Тәбиий пән вә медитсина саһәсидә хәлқаралиқ муһим тәтқиқат мунбәрлиридин бири болған “илмий доклатлар” (Scientific Reports) намлиқ илмий журналда йеқинда “хитайниң шинҗаң ақсу вилайитидики муһит амилиниң инсанлардики брукеллоз юқумлуқ кесилигә көрсәткән тәсири (2014-2023)” намлиқ бир илми мақалә елан қилинған. Бу мақалидә, инсанларниң брукеллоз юқумлуқ кесилигә гириптар болуши вә бу кесәлликниң тарқилишида температура билән муһит амилиниң көрситидиған тәсири нуқтилиқ анализ қилинған. Шуниң билән бир вақитта, бу мақалида уйғур елиниң хитайда брукеллоз юқумлуқ кесили әң көп тарқалған ноқтлиқ районларниң бири икәнлики тилға елинған. Һалбуки мутәхәссисләр, брукеллоз кесилиниң тарқилиши вә инсанларниң бу юқумлуқ кесәлгә гириптар болушида температура һәм муһит амилидин башқа йәнә, иҗтимаий иқтисад (socioeconomic) билән сиясий амилларниңму тәсири барлиқини илгири сүрмәктә.

“дуня сәһийә тәшкилати” (World Health Organization) брукеллоз юқумлуқ кесилигә мундақ ениқлима бәргән: “брукеллоз юқумлуқ кесили асаслиқи кала, чошқа, өчкә, қой вә ит қатарлиқ брукелла (Brucella) түрлири сәвәб болидиған бактерийә кесәлликидур. Инсанлар адәттә юқумланған һайванлар билән биваситә учришиш, булғанған һайванат мәһсулатлирини йейиш яки һавадики бактерийәләрни сүмүрүш арқилиқ бу кесәлликкә гириптар болиду. Көпинчә әһваллар юқумланған өчкә яки қойларниң пишшиқлаштин өткүзүлмигән вә саплаштурулмиған сүтлири яки пишлақлирини истемал қилиштин келип чиқиду”.

Бу кесәлликниң аламәтлири қизиш, баш ағриш, бәл ағриш, тәрләш, җисманий аҗизлиқ, боғумлар ағриш, һарғинлиқ, оруқлаш вә йөтәл қатарлиқ шәкилләрдә ипадилинидикән.

Инсанларниң брукеллоз юқумлуқ кесилигә гириптар болуши вә бу кесәлликниң тарқилишиға тәсир қилидиған амиллар һәққидә сөз болғанда, америкада яшайдиған дохтур мәмәт имин әпәнди мундақ дәйду: “бу һайванлардин юқидиған кесәллик болуп, 4 хил йол билән инсанларға юқиду. Йәни асаслиқи һайванлар билән учришиш вә һайванатларниң гөш-майлиридин ишләнгән мәһсулатларни истемал қилиштин юқиду. Ундин башқа гөш вә сүтләрни пушурмай, хам истемал қилиштин юқиду. Буниңда муһит муһим рол ойнайду”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) брукеллоз юқумлуқ кесилигә гириптар болуш һадисисиниң ялғуз ақсу вилайитидила әмәс, бәлки пүткүл уйғур елидә мәвҗут мәсилә икәнликини тәкитләйду. У бу хил юқумлуқ кесәлниң оттуриға чиқиши вә тарқилишиниң температура, муһит амили билән мунасивәтлик болупла қалмастин, бәлки йәнә иҗтимаий иқтисад вә һөкүмәтниң сиясий қарарлири биләнму зич мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. У мундақ деди:

“инсанларниң брукеллоз кесилигә гириптар болуши вә бу кесәлликниң тарқилишида температура билән муһит амили муһим рол ойнайду. Әмма мениңчә, буниңда иҗтимаий иқтисад (socioeconomic) амиллириму мәлум рол ойнайду. Биз инсанларниң брукеллоз кесилигә гириптар болуши вә бу кесәлликниң оттуриға чиқип тарқилишида иҗтимаий иқтисад амилларниму тилға елишмиз вә тәкитлишимиз керәк. Немә үчүн бу амиллар тилға елинмайду дегәндә, районниң сиясий вәзийити бәк җиддий. Биз бу хил бактерийә вә юқумлиниш тоғрисида йәнә бир қисим битәрәп амилларға қарисақ, техиму яхши болиду. Йәни буниңда хитай һөкүмитиниң иқтисадий сияситиниң тәсири вә роли бар. Демәкчимәнки, мәркизи һөкүмәтниң районға қаратқан иқтисадий сиясити ичидә уйғурларға қаратқан кәмситиш вә адаләтсизлик бар. Әгәр биз иҗтимаий иқтисад амили инсанларниң брукеллоз кесилигә гириптар болушида вә бу кесәлликниң тарқилишида роли бар десәк, ундақта биз униң немә үчүн шундақ болидиғанлиқини изаһлишимиз керәк. Төвән кирим, мән ейтқандәк, һөкүмәтниң сиясий қарари нәтиҗисидә келип чиққан әһвалдур. Бу кишиләр интилидиған яки арзу қилидиған нәрсә әмәс. Бу һәқтә тәкшүрүш елип барған тәтқиқатчилар, бу районда иҗтимаий иқтисадий шараитниң инсанларниң брукеллоз кесилигә гириптар болуши вә бу кесәлликниң тарқилишидики роли үстидә тәкшүрүш елип бармиған. Йәнә келип бу тәкшүрүш вә тәтқиқат ақсу вилайити биләнла чәклинип қалған. Бу әмәлийәттә ақсу вилайитидин һалқиған юқумлуқ кесәлдур. Кесәлликниң тарқилишида хитайниң сиясити (йәр сиясити, муһит сиясити, ашлиқ сиясити, көчмәнләр сиясити, иқтисадий сиясити, маарип вә сәһийә сиясити қатарлиқлар) ниң тәсири әлвәттә бар. Демәкчимәнки, биз районда кирими юқири болған бәзи имтиязлиқларниң барлиқини билимиз. Шуңа дәймәнки, иқтисадий амил вә шараит әмәлийәттә инсанларниң брукеллоз кесилигә гириптар болуши вә бу юқумлуқ кесәлниң тарқилишидики муһим амилларниң биридур”.

Мәзкур мақалидә йәнә мундақ дейилгән: “хитайниң ғәрбий-шимали асаслиқи чарвичилиқ райони болуп, хитайдики әң чоң чарвичилиқ базилиридин бири һесаблиниду. Хитайниң ғәрбий шималидики чарвичилар асаслиқи яйлақ вә қишлақларға вә чәт җайларға җайлашқан болуп, уларниң юқумлуқ кесәлдин қоғдиниш еңи йетәрсиз, уларниң брукеллозға гириптар болуш хәвпи бәк юқири. Ақсуда кирими юқири болған кишиләр гөшни көп истемал қилған болғачқа, уларда брукеллоз кесилигә гириптар болғанларниң нисбити юқири болған. Ақсуда йәнә һаваниң қуруқ вә иссиқ болуши, шамалниң аз болуши брукеллоз кесилиниң тарқилишиға вә көпийишигә сәвәб болған әң муһим амиллардур”.

Һалбуки, чех җумһурийити паласки университети оломок (Palacký University Olomouc) ниң тәтқиқатчиси доктор руни стенберг (Rune Steenberg) юқириқи мақалидә дейилгән бир қисим қарашларға қошулмайдиғанлиқини, бу нуқтида өзиниң башқичә қарашта икәнликини билдүрди.

Доктор һенрик шаҗивски йәнә брукеллоз инсанларниң юқумлуқ кесилигә гириптар болуш вә бу кесәлликниң тарқилишида хитай һөкүмитиниң алған сиясий қарарлири, йәни сиясий амилларниңму тәсири барлиқини көрситип, хитай мәркизи һөкүмитиниң мәсулийәтни өз үстигә елиши, шундақла җиддий һәрикәткә өтүшниң зөрүрлүкини алаһидә тилға алди:

“мениңчә, биз бу йәрдә тәтқиқатчилар дегән аталмиш метрологийәлик амиллардин һалқип, уйғурларниң бу хил юқумлуқ кесәлликләргә қандақ инкас қайтуридиғанлиқиға вә бактерийә билән юқумлиништин келип чиққан кесәлләргә тақабил турушта сиясий қарарларниң қандақ роли барлиқиға диққәт қилишимиз керәк. Мениңчә, мәркизий һөкүмәт бу ролни әлвәттә күчәйтиши керәк”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.