Адриян зениз әпәнди билән “уйғур сот коллегийәси” ниң һөкүми һәққидә сөһбәт
2021.12.14
9-Декабир күни даңлиқ кишилик һоқуқ адвокати җеффери найис башчилиқида әнглийәниң лондон шәһиридә қурулған “уйғур сот коллегийәси” хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватиду, дегән һөкүмни чиқарди. Мәзкур сот коллегийәси йәнә хитайниң уйғур вә башқа түркий милләтләргә йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” икәнликини җакарлиди.
“уйғур сот коллегийәси” 63 бәтлик һөкүмнамини өзиниң рәсмий тор бетидә елан қилған болуп һөкүмнамигә қариғанда, бу һөкүмниң чиқирилишида коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси адриян зениз елан қилған 28 бәтлик “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ доклати һәл қилғуч рол ойниған.
Доклатта хитай һөкүмитиниң “пиланлиқ туғут сиясити” гә аит рәсмий һөҗҗәтлиридики мәзмунлар вә бу сиясәтниң арқисиға йошурунған пиланлири ашкарилиғаниди. Адриян зениз доклатта йәнә уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәшқәр вә хотәндин ибарәт икки райондики уйғур нопуси 2015-йилидин башлап тик сизиқ билән төвәнләп маңғанлиқи, 2020-йилиға кәлгәндә нопусниң көпийиш нисбити нөл болғанлиқини көрсәткән.
Төвәндә уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқи қирғинчилиқниң тохтитилишиға үмид болған “уйғур сот коллегийәси” ниң хитай һөкүмити үстидин чиқарған һөкүмини муһим испатлар билән тәминлигән тәтқиқатчи адриян зениз әпәнди билән өткүзгән сөһбитимиз диққитиңларда болиду.