Хитай җ х министири җав кеҗи: “шинҗаңдики күрәштә ши җинпиңниң үмиди әмәлгә ашти!” (1)
2022.06.17

Йеқинда ашкара болуп кәткән “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики топламда хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң министири җав кеҗиниң йезиққа айландурулған нутуқ хатириси учрайду. 2018-Йили июнда сөзләнгән вә “мәхпий” дәп тамға урулған бу нутуқта җав кеҗи шу вақитқа қәдәр бир йил давам қилған зор тутқунни “дәсләпки зор ғәлибигә еришти” дәп хуласилигән. Шуниң билән биргә хитай баш секретари ши җинпиңниң бивастә қоманданлиқи вә һәмдәм болуши билән әмәлгә ашқан бу хилдики тутқун вә “тәрбийәләш” ни асас қилған сиясий күрәшни буниңдин кейинки бәш йиллиқ хизмәт пиланиниң омумий вәзиписи қилиш һәққидә көрсәтмә бәргән.
“бәш йиллиқ пилан толуқ утуқ қазанған!”
Уйғур дияридики зор тутқун вә сиясий бастуруш һәркити 2016-йили авғустта чен чуәнгониң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари болуп тәйинлиниши билән рәсмий һалда башланған иди. Шуниңдин кейинки бир йилда “қаттиқ зәрбә бериш” намида йүз миңларчә киши топ-топи билән “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамилишқа башлиди. Бу җәрянда хитай һөкүмитиниң асаслиқ һуҗум нишани болғанлар “терорлуқ вә ашқунлуқ” категорийисигә мәнсуп болған уйғурлар вә башқа түркий тиллиқ хәлқләр болди. Болупму буниңдин илгири пүтүн уйғур дияриға бир туташ тарқитип берилгән “аһалиларниң учурни топлаш җәдвили” арқилиқ һәр бир аилидики һәр бир нопусниң тәпсилий учури топланғандин кейин, бу учурлар компютерға киргүзүлгән һәмдә шу бойичә кимниң “ишәнчсиз” яки “гуманлиқ” икәнлики һөкүм қилинған иди. Кейинки әмәлийәт болса миллий вә диний кимлик чүшәнчисигә игә болғанлики кишиләрниң һечқандақ соал-сорақсизла бирдәк бу категорийәгә мәнсуп қилинғанлиқини көрситип бериду.
Әнә шу йосунда тутқун қилинған кишиләр дәсләпки қәдәмдә лагерларни тошқузған һәмдә уйғур дияридики сиясий вәзийәт таза юқури пәллигә чиқиватқан 2018-йили июнда, хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң министири җав кеҗи уйғур дияриға келип үрүмчи, хотән, қизилсу, қәшқәр вә биңтуән 14-дивизийәси қатарлиқ җайларда мәркизий һөкүмәт вә йәрлик һөкүмәттин қошулған нәччә он кишилик каттибашларниң һәмраһлиқида нәқ мәйдан тәкшүришидә болған. Шу қетимлиқ тәкшүрүштин кейин у юқури дәриҗилик “йәрлик рәһбәрләр” билән сөһбәт йиғини чақирған һәмдә улар билән нөвәттики вәзийәт тоғрисида тәпсили сөзләшкән.
Җав кеҗиниң нутуқ текистидә ейтилишичә, у өзиниң бу қетимлиқ тәкшүрүш паалийитиниң хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң вә хитай баш министири ли кечяңниң тәстиқи бойичә ишқа ашқанлиқини, бу қетимқи тәкшүрүшниң мәқсиди 2018-йили 6-январда ши җинпиң көрситип өткән “шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң әмилишиш әһвалини көздин кәчүрүп, “терорлуққа қарши туруп муқимлиқ бәрпа қилиш” хизмитиниң утуқлирини хуласиләш икәнликини алаһидә тәкитлигән. Шуниңдәк буниңда һазир қамалғанларни башқуруш һәмдә биңтуәнни җәнубқа кеңәйтишниң муһим нуқта икәнликиниму көрситип өткән. Һөҗҗәттә ейтилишичә, җ х министири җав кеҗи уйғур дияридики сиясий бастуруш вә қирғинчилиқни иҗра қилишниң “авангарт йетәкчилири” болған җу хәйлун (уйғур аптоном районлуқ партком сиясий-қанун комитетиниң сабиқ секретари) вә ваң миңшән (уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң назири, уйғур аптоном райониниң муавин рәиси) ниң доклатлири вә сөзлиридин уйғур дияридики “сиясий вәзийәтниң җиддийликини, шуниңдәк терорлуққа қарши турушни техиму күчәйтишниң зөрүрлүкини тонуп йәттим” дегән.
Җав кеҗиниң ейтишичә, уйғур дияридики муқимлиқ вәзийити тоғрисида ши җинпиң алаһидә йолйоруқ берип: “шинҗаңдики вәзийәтниң муқим болуши ялғуз шинҗаң үчүнла әмәс, бәлки пүтүн мәмликәт вә пүтүн партийә үчүнму ачқучлуқ мәсилә” дәп көрсәткән. Шундақла “бу мәсилини яхши һәл қилиш үчүн 19 өлкә вә шәһәрниң шинҗаңға ярдәм бериши шәклидә сиясәт, түр, мәбләғ вә талант игилири билән тәмин әткән.” бу җәрянда сақчилар қошунини кеңәйтиш, түрмиләр вә лагерларни кеңәйтиш дегәнләргә ши җинпиң ядролуқидики мәркизий комитет бивастә 50 нәччә милярд сом (тәхминән сәккиз милярд америка доллири) мәбләғ һәл қилип бәргән; уйғур дияридики мәһбуслардин оттуз миңға йеқин кишини биңтуән түрмилиригә, шуниңдәк чиңхәй, сичуән, гәнсу қатарлиқ җайлардики түрмиләргә йөткәшкә ярдәмләшкән. Җав кеҗи мушу әһвалларни әсләп өткәч, “нөвәттики түрмиләрниң вә тәрбийәләш мәркәзлириниң зиядә адәмгә толуп кетиши вә сақчилар қошуниниң йетишмәйватқилиқидәк бу икки муһим мәсилидә биз тездин мәркәзгә доклат йоллаймиз. Ишәнчимиз камилки буниңға лазимлиқ мәбләғ тез арида һәл қилип берилиду,” дегән.
Җав кеҗи мушу әһвалларни тилға елиш билән биргә нәқ мәйдан тәкшүрүши арқилиқ уйғур диярида “бир йилда ишни изиға селиш, икки йилда мустәһкәмләш, үч йилда даимлаштуруш, бәш йилда омумйүзлүк муқимлиқ орнитиш” ниң ғайәт зор илгириләшкә еришкәнликини, буниң билән “дәсләпки мәзгилләрдики дилиғуллуқ түгитилип ишәнч бәрпа қилинғанлиқи, нәтиҗидә баш секретар ши җинпиңниң арзуси вә үмиди толуқ әмәлгә ашқанлиқи” ни қайта-қайта әскәрткән. Дәрвәқә, кейинки әмәлийәт хитай һөкүмтии ейтқан бу “бәш йиллиқ пилан” ниң 2022-йили толуқ орунланғанлиқини намайән қилип бәргән. Бу һәқтә сөз болғанда “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси, доктур адрян зенз бу баянларниң һәммисила уйғур дияридики сиясий бастурушниң баш лаһийилигүчиси вә иҗрачиси ши җинпиң икәнликини һөҗҗәтлик һалда дәлилләйдиғанлиқини тәкитләйду:
“бу һөҗҗәтләр мәркизий һөкүмәтниң, җүмлидин ши җинпиңниң шинҗаңдики зор тутқунға қандақ қол тиққанлиқини, буниңда қандақ ролларни ойниғанлиқини, әң аддиси уларниң бу ишлардин толуқ хәвәрдар икәнликини дәлилләп бериду. Буниңда җав кеҗиниң сөзи алаһидә салмақни тәшкил қилиду. У һазирму хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири болуп ишләватиду. Бәлким бу йил күздики қурултайда алмаштурулуши мумкин. Әнә шу киши бу ишларда мәркизий һөкүмәтниң вә ши җинпиңниң қоли барлиқини бивастә тилға алған. Бу болса һазирға қәдәр тунҗи қетим мәркизий һөкүмәтниң шинҗаңдики зор тутқунға бивастә мәсул болғанлиқини көрситидиған әң бивастә һөҗҗәттур. Йеқинда алмаштуруветилгән чен чуәнго болса пәқәт бу йолйоруқларни иҗра қилған һәмдә бу ишларға бир қоллуқ назарәтчи болған. Булардин башқа оттура дәриҗилик рәһбәрләрниң вә адәттики гундипайларғичә болған кишиләрниң бу лагерлар даирисидә қандақ рол алидиғанлиқиму баян қилинған. Җав кеҗиниң сөзидә ши җинпиңдин нәқил елинип ‛баш секретар йеңи лагерларни қуруп лагерларни кеңәйтиш һәмдә сақчиларни көпәйтишни буйруди. Чүнки һазир лагерларға адәм солиғудәк йәр қалмапту‚ дәйду. Униң (җав кеҗи) өзи болса бейҗиңдики һөкүмәтниң нөвәттики лагирларни идарә қилишта дуч келиватқан қийинчилиқлардин хәвәрдар икәнликини һәмдә тәрбийәләш мәркәзлирини маңдурушқа лазимлиқ хираҗәтләрни һәл қилип беридиғанлиқини тәкитләйду.”
“он түрлүк хизмәтни ‛яхши‚ дәп баһалашқа болиду!”
Җав кеҗи бу қетимлиқ сөһбәт йиғинида шу вақиттики уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чуәнгониң уйғур дияридики сиясий бастурушта, болупму “баш секретар ши җинпиң ядролуқидики партийә мәркизий комитетиниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси һәмдә иҗтимаий муқимлиқ вә узун мәзгиллик әминлик бәрпа қилиштәк баш нишанни орунлашта ойниған рәһбәрлик роли” ға йүксәк баһа бәргән. Җав кеҗиниң баян қилишичә, чен чуәнго мәркәзниң өзидин күткән үмидини ашуруп орунлаш билән биргә, он түрлүк хизмәтни “биҗанидиллиқ билән орундиған.”
Бу җәһәттә җав кеҗи алаһидә қилип, 2013-йиллардин башлап қайтидин оттуриға чиққан “қаттиқ зәрбә бериш һәркити” ни бу җәһәттики әң муһим вә әң утуқлуқ ғәлибә, дәп көрситиду. Болупму “терорлуқ болғанлики һәрикәткә қаттиқ зәрбә бериш, баш көтүргән һаман зәрбә бериш вә йилтизидин қезип зәрбә бериш” ниң утуқлуқ болғанлиқини тәкитләп, 2017-йилидин буянқи бир йил ичидә 20 нәччә миң терорлуқ гуруһиниң йоқитилғанлиқини, шу сәвәбтин өткән 13 айда һечқандақ “терорлуқ вәқәси” йүз бәрмигәнликини, түрмиләргә адәм патмай қелиш тарихта мисли көрүлмигән сәвийигә йәткәндиму чәклик сақчи күчлириниң бу җәһәттики бихәтәрлик хизмитини яхши орунлап, “чоң иш чиқмаслиқ, оттураһал иш чиқмаслиқ, кичик ишму чиқмаслиқ” қа кепиллик қилғанлиқини алаһидә тәқдирлигән.
Җав кеҗиниң билдүришичә, “баш секретар ши җинпиңниң шинҗаңдики миллий бөлгүнчилик идийси диний ашқунлуқни идийиви асас қилған” дегән йолйоруқи бойичә “мәнбәни тазилаш” хизмити яхши ишләнгән. Һалбуки, хитай һөкүмити ейтиватқан “ашқунлуқ” вә униң 75 түрлүк аламити һәққидики бәлгилимә уйғур вә башқа мусулманлар аммисиниң һәммисини “җинайәтчи” гә айландуруп қойидиған болсиму, җав кеҗи бу җәһәттики хизмәтләрни “икки йүзлимичи” кадирлар, “ява ахунлар” вә “үч хил күчләр” гә қарши күрәш билән охшаш болған “нәсәбини, йилтизини, алақисини вә мәнбәсини кесип ташлаш” шәклидә давам қилдурушниң тоғра вә үнүмлүк икәнликини алаһидә әскәрткән.
Пүткүл уйғур дияриға йейилған “туғқан болуш” сияситини “хәлқ қәлбини зич уюштуруш” дәп тәриплигән җав кеҗи хитай тилиниң йәслидин алий мәктәпкичә ортақ қоллинилидиған тилға айландурулушини “төтни етирап қилиш” (хитай вәтән кимликини етирап қилиш, хитай миллий кимликини етирап қилиш, хитай мәдәнийитини етирап қилиш, сотсиялизим йолини етирап қилиш) ни әмәлгә ашурушниң муһим капалити дегән. Шуниңдәк буниң “тәрбийәләш мәркәзлири” дики әң муһим өгиниш мәзмунлириниң бири болғанлиқини махтиған. Җинайәт гумандарини җинайәт пакитлири бойичә әмәс, бәлки санлиқ мәлумат амбиридики компютер системиси көрситип бәргән бәлгә бойичә тутқун қилишни “заманиви пән-техника арқилиқ % 99.9 Хәтәрни йүз бериштин илгирила бит-чит қилиш” дәп тәриплигән. Уйғур диярида қурулған 7628 орундики “хәлққә қолайлиқ сақчи понкити” ниң “хәлқ аммиси” ға бихәтәрлик туйғуси ата қилғанлиқини, уйғур дияридики 5700 километирдин узун болған дөләт чеграсиға тикәбнлик сим тартилип, чегра линийәси бойидики амминиң һәмкарлишиши арқилиқ “қанунсиз бирму адәм чиқалмаслиқ, бирму адәм кирәлмәслик” тәк вәзийәтниң яритилғанлиқи алқишланған.
Җав кеҗиниң шу қетимлиқ хизмәт тәкшүришидә алаһидә муһим нуқта болған ишларниң бири биңтуәнниң җәнубқа кеңйишигә даир мәсилиләр болуп, буниң йеқин кәлгүсидә биңтуән билән йәрликни бирләштүрүштәк “улуғвар пилан” ға ул селиш икәнликини, буниң үчүн “җәнубий шинҗаңдики нопусни мәркәзлик әлалаштуруш” ниң муһимлиқини тилға елип, бу җәһәтләрдә дәсләпки қәдәмдә утуқ қазинилғанлиқини муәййәнләштүргән.
Хитай һөкүмитиниң бу хилдики бейҗиңдин үрүмчигә қәдәр “бир тахта шаһмат” кәби иш көрүши һәққидә сөз болғанда, доктур адрян зенз бу хилдики аччиқ реаллиқниң вә дәлил-испатларниң ғәрб дунясидики вә оттура-шәрқтики техиму көп һөкүмәтләрни уйғур дияридики сиясий вәзийәт һәққидә ойлинип көрүшкә дәвәт қилиши мүмкинликини тилға алиду: “дәрвәқә, биз бәзи һөкүмәтләрниң бу мәсилидики мәйданиниң өзгириватқанлиқини көрмәктимиз. Бу җәһәттә германийәниң ипадиси алаһидә көзгә челиқиду. Уларниң иқтисад министири роберт хабек (Robert Habeck) ениқ қилип: ‛бизниң хитай сияситимиз мәғлуп болди. Әмди буни өзгәртишниң вақти кәлди‚ деди. Һазир бу хилдики пикирләр германийә һөкүмитигә техиму еғир бесим пәйда қиливатиду. Болупму һазирқидәк дуняниң диққити росийә-украина урушиға мәркәзлишип қеливатқан бир пәйттә, явропадики чоң дөләтләрниң вә явропа иттипақиниң хитай сияситини өзгәртиш һәққидә сөз қилиши иҗабий қиммәткә игә. Шуңа бу хил дәлил-испатлар техиму көп дөләтләрни ойғатса, йәнә бир яқтин һелиһәм базар тепиватқан ‛бу дегән америка һөкүмитиниң яки мәркизий ахбарат идарисиниң оюнлири‚ дегәндәк питнә-иғваларға күчлүк рәддийә берәләйду. Шундақла шинҗаңдики бу мәсилиләрниң ялғуз кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки бир қануний мәсилә икәнликиниму тәқәзза қилиду.”
Җав кеҗи шу қетимлиқ хизмәт зиярити җәрянида һечқандақ “ашуруветилгән мәсилә” ни байқимиған. Шуниңдәк өзи игәллигән әһвалларға асасән уйғур дияридики бастуруш хизмитини техиму кәң саһәгә тәдбиқлаш һәққидә көрсәтмә бәргән.
Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар, диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.