Зо зуңтаң һәқиқәтән қәһриманму яки рәһимсиз җаллатму? (2)

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.09.25
Кәлпин наһийәлик маарип идариси хадими: “мәктәплиримиздә уйғурчә дәрс йоқ, дөләт тили омумлашти” Йәкән 5-оттура мәктәп оқуғучилириға хитайниң әнәниви пасонидики кийимләр кийдүрүлүп, хитай әдәбияти өгитилмәктә. 2018-Йили өктәбир.
xjyc.gov.con

Хитайларниң зо зуңтаңни улуғлаш оюнлири шу дәриҗидә қизип кәткәнки, униң из басарлири ахирида униң карамәтлирини дәрәхләргиму тәтбиқлаш усулиниму ойлап тапқан. Зо зуңтаңниң буйруқи билән тикилгән дәп пәрәз қилинған дәрәхләргиму бу тәшвиқатта тегишлик вәзипә берилгән.

Уларниң сөзлиригә асасланғанда, зо зуңтаң қәдими йәткән йәрләргә өзи яхши көридиған сөгәт дәрихини тикишни тәләп қилғанмиш. Қумул вә үрүмчидики нәччә йүзлигән қери сөгәт дәрәхлири әнә шу вақиттин қалғанмиш. Бәзиләр бу дәрәхләр у йәрләрниң мәнчиң әскәрлири тәрипидин “азад қилинғанлиқи” ниң бәлгиси сүпитидә тикилгән десә, йәнә бәзи биләрмәнлири сөгәт көчәтлириниң хунәндин елип келинип йеңи ясалған йолларни қум буранлириниң һуҗумидин қоғдаш үчүн тикилгән дейишиватиду.

Бу ривайәтләрни аңлиғиниңизда, худди зу зоңтаң уйғур диярини ишғал қилиштин бурун, өзигә хас чирайлиқ мәнзириси вә қурғақчилиққа чидамлиқ өсүмлүклири билән мәшһур уйғур елидә бурун сөгәт дәрихи йоқ иди дейишкә мәҗбурлиниватқанлиқимизни һес қилимиз. Уйғур елиниң қәдимий дәрәхлиридин бири болған сөгәт дәрихиниң әзәлдинла юртимизда өсидиғанлиқи, һәтта бир қисим йәр намлириниңму бу дәрәх исми билән аталғанлиқини хитай тарих материяллириниң өзиму испатлап бериду. Улардин бири турпандики мәшһур тарихий йәр қарағуҗа “миңнамә. Ғәрбий юрт тәзкириси” дә хитайчә “лию чең”, “лу чен” яки “лию чен” дегән исимлар билән хатириләнгән. Қарағуҗида сөгәт дәрихиниң көплүки бундақ бир исимниң пәйда болушиға сәвәбчи болған. Сөгәтниң хитайчә тәрҗимиси “лию” билән ясалған йәр намлири хитайниң “таңнамә” сидиму учрайду.

Манҗу империйәсиниң ялланмиси зо зоңтаң.
Манҗу империйәсиниң ялланмиси зо зоңтаң.
wikipedia.org

Маршал брумһалл (Marshall Broomhall) “хитайдики ислам” вә марк белл(Mark Bell) “1861-йили вә 1895-1896-йиллардики туңган қозғилиңи дөлити” намлиқ әсәрлиридә дәсләпки 15 йил вақит ичидә зо зуңтаң салған вәйранчилиқни мундақ хуласиләйду: “гәнсуниң нопуси 15 милйондин 1 милйонға азайди, . . . Мусулманлардин 3 кишидин иккиси өлтүрүлди. Километирларчә узунлуқтики мәһәллиләр вә етизлиқлар харабилиққа айланди. Мунбәт йәрләрниң көп қисми чөлгә айланди”.

Әгәр зу зоңтаңниң йол бойи сөгәт дәрихи тиккәнлики һәққидики һекайиләр раст болса иди, у вақитта бу тарихчилар харабилиқ сөзиниң орниға бостанлиқ язмасмиди? әгәр һәқиқәтән қумни тизгинләш үчүн дәрәх тиккән болса, дунхуаң билән қумул арилиқидики бипаян қумлуқларда шу дәрәхләрндин бирәрсиниң қуриған ғоли яки йилтизи сақлинип қалмасмиди?!

Хитай мәтбуатлирида бир тәрәптин уни вәтәнпәрвәр қәһриман дәп махтиса, йәнә бир тәрәптин йәнә хитай руҗиа еқиминиң пешивалиридин дәп тәшвиқ қилип, униң қатиллиқ җинайитини руҗиа еқимидикиләрдә бар дәп қаралған “рәһимдиллиқ” пәрдиси астиға йошурған.

Хәвәрдә, шинҗаң музейида “шинҗаң тарихи мәдәнийәт буюмлири көргәзмиси” гә қоюлған, зо зуңтаңниң язғанлиқи қәйт қилинған бир хитайчә һөснихәткиму йәр берилгән. Һөснихәттә меңзи (孟子) вә коңҗи (孔伋) ларниң әқлийә сөзлиридин талланған “кәчүрүм”, “ақ көңүллүк” вә “сәмимийлик” һәтта “әхлақ” дегәндәк сөзләрни өз ичигә алған икки әқлийә сөз бар. Бу яғлима сөзләрниң вә әмәлийәттә ипадиләнгән “рәһимсизлик”, “сахтипәзлик” вә “әхлақсизлиқ” ларниң бир адәмгә тәвә екәнликини тәсәввур қилишму қийин. Зо зуңтаңниң бу алаһидилики тәбиий һалда хитайниң нөвәттики рәиси ши җинпиңниң бир қисим ғәлитә давраңлирини есимизгә салиду. Униң бир нәччә йилдин буян ислам динини руҗия тәриқити билән бирләштүрүшни тәшәббус қилиши буниң бир мисали. Униң өткән айниң 23-күни җәнубий африқада өткүзүлгән кесәк дөләтлири йиғини җәрянида җәнубий африқаниң “юлтуз гезити”, “меркурий гезити” вә җәнубий африқа мустәқил таратқу тор бекитидә йоллиған мәхсус чақириқида, хитай коңзичилиқ идийәси билән җәнубий африқаниң ubuntu идийәсиниң “меһрибан болуш”, “җанлиқларни асраш” һәққидики қарашлирида охшашлиқ бар дәп чалвақиғанлиқи вә арқидинла үрүмчигә келип, зулум вә зораванлиқ қилишни раса тәкитлигәнлики ши җинпиңниң зо зуңтаңни өзигә үлгә қилип давамлаштуруватқан ишлиридин йәнә бири.

Зо зуңтаңниң наһәқчиликигә вә зиянкәшликигә учриған, земини вә әркинлики қолидин елинған уйғурларниң уни җаллат яки әзраилдин пәрқлиқ бир мәхлуқ орнида тәсәввур қилалиши мумкин әмәс. Уйғур тарихидики әң қабаһәтлик йилларниң башлинишиға сәвәбчи болған зо зуңтаң қалдуруп кәткән адаләтсизлик уйғур елидә йүз берип келиватқан һәр бир наһәқчилик, рәһимсизлик вә зиянкәшлик ичидә орун елип келиватиду. Техи 1980-йилларда пүтүн хитай миқясида қоллинилған тарих дәрсликлиридә деһқанлар қозғилиңини рәһимсизлик билән бастурған қанхор дәп тәнқид қилинған бириниң әмдиликтә миллий қәһриман дәп атилиши немидин дерәк бериду? хитай һөкүмити, нәприти бирдинла шәпқәткә айлинип, бу залимни көккә көтүрүш арқилиқ зади немә демәкчи?

Хитай тарихчилири уйғур диярини “әзәлдин хитайниң бир парчиси” дәп давраң селишсиму, лекин өзлириниң әслидинла бүгүнки түркий милләтлириниң әҗдади һунларға тәвә бу земинға миладиниң алди кәйнидә тунҗи қетим таҗавуз қилип киргәнлики ениқ билишиду. Шу вақитта қисқа бир мәзгил уйғур елини игәлливелип, узақ өтмәй көздин йоқалған таҗавузчилар таки таң сулалиси дәвридә йәнә бир қетим уйғур елигә бесип киргичә уйғур елигә мунасивәтлик тарихий мәнбәләрдә алаһидә тилға елинип кәтмигән. Илимни адаләтсизликниң қулиға айландурған хитай тарихчилири әҗдадлириниң 751-йили талас урушида бурниға йегәндин кейин қандақ тиз кәлгән болса, шундақ тиз увисиға қечип кирип кәткәнликиниму бәлким унтуп қалмиғанду?!

Шуниңдин кейин, пәрқлиқ милләтләрниң һөкүмранлиқи астида яшап кәлгән хитайлар, мәнчиң сулалиси дәвридә манҗуларниң һөкүмранлиқи астида 1759-йили ойрат моңғуллири билән бирлишип уйғур диярини бесивалған.

1860-Йилларниң башлиридин башлап ғәрбий түркистанда түрки хәлқлириниң таҗавузчи русларниң қолидин өзини қутулдуруш күрәшлири күчәйгән. Уйғур дияриниң шималидики или районида уйғурлар өзлириниң мустәқил дөлити или султанлиқини қурған һәм таҗавузчи русларға қарши уруш яртилиған. Уйғур дияриниң җәнубидики тил, өрп-адәт вә дин җәһәттин ортақлиққа игә фәрғанә хәлқи вә қәшқәрийә хәлқи бирлишип, йәттә шәһәрдики хитайларни мәғлуп қилип, 1865-йили яқуб бәгниң йетәкчиликидә мустәқил „қәшқәрийә” дөлитини қурған. Шәнши вә гәнсудики туңганлар қозғилип тилларға дастан қәһриманлиқ көрситип, шәнши вә гәнсуни манҗу вә хитайлардин үзүл-кесил азад қилған.

Әпсуски, таҗавузчи мәнчиң һөкүмити хәлқниң бу азадлиқ мевисидин давамлиқ һузурлинишиға тосқунлуқ қилған. Һийлигәр вә явузлуқта инсан қелипидин чиққан зо зуңтаң йәрлик вә чәтәл банкилиридин наһайити көп миқдарда пул қәрз елип, шу дәврниң әң заманиви қураллирини сетивелип әскәрлирини қоралландуруп шәншигә бастуруп кәлгән. 1862-Йилидин 1873-йилиғичә дәсләп шәнши кейинчә гәнсуда давамлашқан урушта туңган мусулманлиридин бир нәччә милйондин артуқ киши қирғин қилинған. 1877-Йили зо зуңтаң уйғур дияриға таҗавуз қилип кәлгән. Осман империйәсиниң һамийлиқини қобул қилған қәшқәрийә дөлитиниң әмири яқуб бәг баштин тартипла уруштин өзини қачуруп, британийә империйәси вә османли империйәсигә охшаш чоң күчләрниң мәнчиң һөкүмитини тосушини вә мәсилини дипломатийә йоли билән һәл қилишни күткән. Молла муса сайраминиң “тарихи һәмиди” намлиқ әсиридә баян қилинишичә, у әскәрлириниң уруш қилмастин, давамлиқ җәнубқа чекинишкә буйруған. У вақитта йүз бәргән йәнә бир әпсуслинарлиқ иш, қәшқәрийәни һамийлиқиға алған осман империйәсиниң дәл мушу вақитта русийәгә қарши һәл қилғуч уруш ичидә болуватқанлиқи вә узақ өтмәстин бу урушниң осман империйәсиниң мәғлубийити билән ахирлишиши болди. яқуб бәгниң кейинчә уйғурларға қарита йүргүзгән қопал сиясити вә һәссиләп көпәйтивалған баҗ селиқлири, қоқанликләрни әтиварлап ишлитип, уларни баҗ төләштин азад қилғанлиқи уйғурларниң наразилиқини қозғимайму қалмиди. Шу сәвәбтин ‍уйғурларму яқуб бәгни йетәрлик қоллимиди. Униңдин башқа әскәрләр арисидики дәсләп иман ейтип мусулман болуп, һәл қилғуч вақитта иманидин йенивелип хитай әскәрлириниң тәрипигә өтүвалған сахтипәз хитайларниң зийини техиму чоң болған.

Һәр хил йоллар билән әһвалдин хәвәр тепип турған пурсәтпәрәс лию җинтаң техиму әзвәйләп, уруш сүритини тезләткән. Бу вақитта зо зуңтаң әскәрлиригә “әсирләрни қәтли қилиш вә тәслим болғанларниму тирик қоймаслиқ” дегән буйруқини чүшүргән. Униң уйғур дияриға салған зийини бу уруш биләнла чәклинип қалмиған. Уруштин кейин у уйғур дияриниң җәнубий қисмидин шимали қисмиға наһайити көп сандики аһалини мәҗбурий көчүрүп, су мәнбәлирини вә мунбәт йәрләрни игиливалған мәнчиң әскәрлиригә териқчи қул қилип бәргән.

Хитай һөкүмранлири тарихта тунҗи қетим оттуриға чиққан вақиттин тартип мәлум болғинидәк, улар қолиға пурсәт кәлсила рәқиблиридин өч елишни, уларға зиян селишни һәтта тарих бетидин өчүрүветишни әқлидин чиқармиған. Бүгүнки күндә уйғур диярида хитай компартийәси һөкүмранлири йолға қойған сиясәтму уларниң бу рәзил мәқситини ашкара көрситип турмақта. Улар бу рәһимсиз пиланиниң балдуррақ әмәлгә ешишиға азрақ күч чиқарған кишилирини қәһриманлиримиз дәп көккә көтүриду, әгәр униңға қарши турғучилар болса, ундақ кишиләрни әйибләйду, қарилайду вә йоқитиш үчүн җисманий вә роһий рәзилликләрниң һәммисини ишқа салиду. Мана бу уларниң “ишни йилтизидин түзәш” намидики истратегийәсиниң әмәлийлишиш җәряни. Уларниң хитайниң мәшһур ишпийони җаң чйәнни улуғлишиниң, дуня тарихидики әң чоң қирғинчилардин бири зо зуңтаңни көккә көтүрүшиниң сәвәбиму шу. Уйғур тарихи шәхслиридин мәхмуд қәшқириниң һәйкилини көздин йоқитиши, һәқиқәтни өз хәлқигә тонутқан муһәммәд имин буғра вә турғун алмастәк тарихчи алимларниң исмиға чиш тирниқи билән өч болушиниң сәвибиму шу.

Хитай һөкүмити тез көпийип, тез ериватқан турақсиз иқтисадий байлиқиниң кәлгүсидин әндишә қилғансери, тәбиий байлиқи вә кәң мунбәт туприқи билән өзини үмидләндүрүватқан уйғур дияриниң өз қолида икәнликидин пәхирлиниду. Бу амәтни өзигә елип бәргән зо зуңтаңдәк кишиләрни әлвәттә көккә көтүриду.

Инсанлар адәтләнгән тәбиий муһитни өзгәртиветиш вә һәтта йәрликләрни турмуш адитигә, муһит вә тәбиәт қаришиға мувапиқ кәлмәйдиған шәкил яки көрүнүшләргә адәтлинишкә мәҗбурлаш уларда тәсвирлигүсиз роһий бесим пәйда қилиду. Хитай һөкүмити, уйғурларни хитайларға хас башқичә бир муһит һәм көрүнүшләргә адәтләндүрүш, йәни уларниң өзлириниң җениға вә әркинликигә қәст қилған зо зоңтаңни етирап қилиш арқилиқ, өз миллий кимлики вә миллий роһини сақлап қелиштики бәрдашлиқ бериш күчини йоқитип өзлүкидин хитайлишишқа қиставатиду.

Зо зуңтаң сәвәбчи болған вә униң қоли билән башланған, милләт вә мәдәнийәт қирғинчилиқлири 1949-йилидин башлап хитай коммунистик партийәси қолида бәзидә күчийип бәзидә аҗизлап, әмма үзүлмәстин давамлишип келиватиду. Хитай һөкүмитиниң җаллат зо зоңтаңни, өзигә үлгә қилиши униң нөвәттә уйғур, қазақ вә башқа милләтләр үстидин йүргүзүватқан сиясәтлири, ғәрб демократик дөләтлириниң “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” ләр дәп тосушлириға пәрва қилмастин давамлаштуруватқан җинайәтлири, бу қирғинчилиқниң бундин кейинму тохтап қалмайдиғанлиқидин далаләт бериватиду.

Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йолға қоюватқан сиясити пәқәтла қирғинчилиқ вә қаттиқ қоллуқ қилиш биләнла чәклинип қалмайватиду. Бу, хитай һөкүмитиниң мәшһур бир җаллатни дәрслик китаблириға киргүзүп, гөдәк балиларниму кичикидин башлапла тәрбийәләп техиму көп зо зуңтаңларни пәйда қилиш мәқситидин башқа иш әмәс.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.