Зулумдин шикайәт қилишниң хәтири қанчилик?

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.01.26
Ayal-Balilargha-Qalghan-Xoten-Yeza-Baziri-01.jpeg Әрләр тутулғандин кейин аяллар вә балиларға қалған йеза базири. 2017-Йили қиш.Илчи, хотән.
RFA/Abduweli Ayup.

2018-Йилдин башлап муһаҗирәттики уйғурларда мураҗиәтнамә елан қилиш, кишилик һоқуқ органлириға әрз сунуш вә ахбаратқа уйғур елидики қериндашлири көрүватқан күлпәтләр һәққидә мәлумат бериш қатарлиқ тинч қаршилиқ һәрикәтлириниң пәйда болуватқанлиқи мәлум.

Һалбуки, бундақ кишиләрниң сани интайин аз болуп, муһаҗирәттики мутләқ көп қисим кишиләр йәнила сүкүтни таллашни “ақиллиқ” дәп қаримақта икән. Зиярәтләр давамида байқилишичә, сүкүттики кишиләрниң асаслиқ әндишиси уйғур елида яшаватқан ата-ана вә уруқ-туғқанлириниң бихәтәрлики икән. Зулумдин ашкара шикайәт қилиш растинила уйғур елида яшаватқан йеқин-йоруқлар үчүн хәтәрликму? сүкүт бу хәтәрни азайталамду?

Бу соалларниң җавабини тепиш үчүн мәтбуатларға ашкара шикайәт қилишини таллиған түркийәдә яшаватқан абдурахман һәсән, норвегийәдә яшаватқан фурқәт салиоғли вә сәйдәкрәм әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.

Түркийәдә яшайдиған абдурахман һәсән аниси вә аялиниң бешиға кәлгән қисмәтләрни ахбаратқа ашкарилиғандин кейин хитай һөкүмити тәрәптин бирәр қорқунчлуқ хәвәр яки тәһдит кәлмигән болсиму, әмма дост-бурадәрлириниң худүксирәп йирақлап кәткәнликини баян қилди.

Норвегийәдә яшаватқан фурқәт салиоғли муһаҗирәттики уйғурларниң уруқ-туғқанлириниң бешиға келиватқан күлпәтләрни ашкарилашни зулумни йениклитәлмисиму еғирлатмайду дәп қарайдикән. У буни һеч болмиғанда қол қоштуруп турғандин әвзәлрәк бир чиқиш йоли дәп қарайдикән.

Фурқәт салиоғлиниң көзитишичә, уйғур елидики зулумни дуняға ашкарилиған, демократик әлләрдә кишилик һоқуқ даваси қилған уйғурларниң қериндашлири һәқиқәтән пәрәз қилинғандәк хәтәргә учрап, һеч бир һәқ-һоқуқ давасиға арилашмиғанларниң учримай қалған әһвал мәвҗут әмәс икән. Униңчә, чәтәлдә зулум һәққидә һәқни сөзләш билән уйғур елидики қериндашларниң һәқсиз муамилигә учриши арисида муқәррәр бир бағлиниш йоқ икән. Әксичә, уйғур елидики һеч йәрдә даваси қилинмиған, сориқи болмиған кишиләрниң һаяти хәвп ичидә болуш мумкин икән. 

Норвегийәдә яшайдиған уйғур зиялийси сәйдәкрәм әпәндиниң қаришичә, бир кишиниң уйғур елида болуватқан зулумға һәқни сөзләш арқилиқ қарши туруши яки сүкүт қилишиниң һеч бири у кишиниң уруқ-туғқанлириниң бихәтәр яки әмәсликигә капаләт берәлмәйдикән. Униңчә, муһаҗирәттики уйғурларда һәқни сөзлигәнчә уйғур елидики йеқинлириға һәқсизлиқ болиду дегән қараш әқилгә вә әмәлийәткә уйғун әмәс икән. Униң қаришичә, зулумдин шикайәт қилишниң хәтири һәққидә бир йәкүн чиқарғили болмиған билән сүкүт қилишниң хәтири һәр бир уйғурни түгимәс виҗдан азабида қойидикән.

Мәлум болғинидәк, уйғур елида йеқинқи айларда техиму еғирлашқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, адаләтсизликләр вә омумийүзлүк тутқун қилиш һәрикити муһаҗирәттики бир қисим уйғурларда түрлүк наразилиқ паалийәтлирини мәйданға кәлтүрүватқан болуп җавабкарлиқ туйғусиниң ойғиниватқанлиқи көрүлмәктә икән. Уйғур елидики еғирлашқан зулум сәвәблик йәнә бир қисим уйғурларда уйғур елидики уруқ-туғқанлириға вә мал-мүлкигә зиян йетип қелиштин әнсирәп ашкара нарази болғучилардин қечиш әһваллириму көрүлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.