Уйғур зиялийлири: миллитимиз учраватқан әйдиз тәһдитигә қандақ тақабил турушимиз керәк?
2012.09.06
Адәттә әйдиз мутәхәссислири җәмийәттики әйдизләрниң һәқиқий санини чиқиришта, мәлум болған әйдизләр санини алтә һәссиләш арқилиқ тәхминләшкә болиду дегән формулиға тайиниду. Әйдиз уйғурларниң мәвҗутлуқиға тәһдит елип келиватқан болуп, уйғурлар инкас қилғандәк, хитайниң тәдбирлири тосуп қалалмайватқан, зәһәрлик чекимлик вә әйш-ишрәт ямриған, әхлақ кризисиға йүзлиниватқан шараитта уйғурлар өзини бу вабадин қандақ қилип сақлап қалиду? немигә тайиниду? бу уйғур ели ичи-сиртидики уйғур зиялийлири бирдәк көңүл болуватқан җиддий мәсилиниң биридур. Чәтәлләрдики бәзи зиялийлар, уйғур хәлқини әйдизгә қарши роһини ойғитишта зиялийлар җиддий һәрикәткә келиши зөрүр, дәп чақириқ қилмақта.
Канадада турушлуқ уйғур зиялийлиридин, канада уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси руқийә турдуш ханимниң қаришичә, инсан үчүн роһий амил биринчи орунда туриду, әгәр бир милләт өзидики хас миллий роһни йоқатқанда униңдин үмид күткили болмайду, шуңа җисманий, сиясий һәр қандақ һуҗумниң тәнқидигә тақабил турушта роһий җәһәттин мустәһкәм болидикән мәвҗутлуқини йоқатмайду. Һазирқи вәзийәтниң тәлипи уйғурларни роһий җәһәттин ойғитиш буниң үчүн уйғур зиялийлар һәр тәрәптин милләтни өзини қоғдашқа ойғитиш, болупму қәләмкәшләр бу җәһәттә мәсулийити ролини җари қилдуруши һәммә бирликтә милләт роһини қутқузуш ислаһати елип бериш керәк.
Чәтәлдики уйғур қәләмкәшләрниң уйғур әйдиз вәзийити һәққидә қандақ пикирдә икәнлики һәққидә мәлумат елиш үчүн шветсийидики хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи билән алақиләштуқ, зияритимизни қобул қилған мәркәз рәиси қәйсәр өзһун әпәнди, уйғур әйдиз юқумдарлири һәққидә елан қилған сандин интайин чөчүгәнликини вә әндишә қиливатқанлиқини, әмәлийәттә мәйли хитай бу санни көптүрди дегән тәқдирдиму әйдизниң ялғуз бир болсиму аз саниғили болмайдиған дәриҗидә тәһдит болуватқан ниҗис кесәллик дәп қарайдиғанлиқи, әпсус чәтәлдики уйғур қәләмкәшлири, гәрчә һазирғичә бу темида мәхсус вә ортақ һәрикәткә келәлмигән болсиму йеқин кәлгүсидә бу җәһәттә мәхсус паалийәт елип беришни интайин зөрүр дәп тонуйдиғанлиқини оттуриға қойди.
Тонушлуқ қәләмкәшләрдин канадада яшаватқан уйғур шаири туйғунҗан абдувәли, хитай һөкүмитиниң давам қиливатқан уйғурларни һәр җәһәттин йоқитиш сиясәтлири астида, уйғур елидә қәләмкәшләрниң әйдиз тоғрулуқ хәлқини ойғитиш сәпәрвәрлик һәрикити қозғаш имканийитиниң йоқлуқи, бу шараитта уйғурларни өзини қоғдаш вә әтрапидикиләрни қоғдашқа илһамландуруштин башқа үнүмлүк бир һәрикәт елип бериш тәс дәп қарайдиғанлиқини билдүрди шундақла чәтәлләрдики уйғурларға болса “һәр бир уйғурниң өзидин, өз аилисидин башлап өзини, қоғдаш әхлақини,кимлики, миллий вә инсаний мәвҗутлуқини қоғдаш мәсулийити бар буниң үчүн һәрикәт қилиш керәк” дәп мураҗиәт қилди.