Шветсийидики пешқәдәм тәшкилатчи фәрух садиқ акиниң 70 яшқа киргәнлики қутланди

Фәрух садиқ ака шветсийигә әң балдур кәлгән уйғурларниң бири болуп, хитай әлчиханисиниң алдида хитай һөкүмитигә қарши тунҗи намайиш қилған вә тунҗи уйғур тәшкилатини қурған кишидур.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2012.04.30
ferux-sadiq-305.jpg Шветсийидики пешқәдәм тәшкилатчи фәрух садиқ акиниң 70 яшқа киргәнлики хатирилинип өткүзүлгән мурасим. 2012-Йили 28-апрел, шветсийә.
RFA/Yalqun

Хәлқиниң армини үчүн тәр төккән, азаблири үчүн яш төккән һөрмәтлик җамаәт чоңлириниң бесип өткән һаят мусапилирини қутлуқлап, мурасим уюштуруш вә тон кийдүрүш узақ йиллардин буян уйғур хәлқиниң арисида әл сөйгән оғланлириға билдүридиған һөрмитиниң әхлақи символи болуп кәлмәктә.

Фәрух садиқ ака шветсийигә әң балдур кәлгән уйғурларниң бири болуп, шветсийидә хитай әлчиханисиниң алдида хитай һөкүмитигә қарши тунҗи намайишни уюштурған вә шветсийидә “шветсийә шәрқий түркистан җәмийити” намида тунҗи уйғур тәшкилатини қурған кишидур. 4-Айниң 28-күни фәрух акиниң 70 яшқа толғанлиқиға мурасим уюштурулуп, униңға тон киргүзүлди.

ferux-sadiq-namayishta-385.jpg
Фәрух садиқ ака(солдин алдинқи рәттики үчинчиси) хитай әлчиханиси алдида намайишта. Шветсийә.
RFA/Yalqun

Фәрух садиқ ака 1942-йили 4-айниң 26-күни ғулҗа шәһиридә туғулған. Фәрух акиниң чоң бовиси миян садиқ һәзритим өз вақтида яқупбәгниң йәттәшәһәр дөлитидә диний ишларға мәсул әмәлдар болуп ишлигән. Йәттә шәһәр дөлити мунқәрз болғандин кийин, һазирқи қазақистанниң алмата областиға қаршилиқ яркәнткә көчүп келип, велибай йолдашниң әй йеқин адәмлиридин бири болуп қалған.

Фәрух садиқ ака 1950-йилдин 1957-йилғичә ғулҗидики үмид мәктипидә оқуған. 1957-Йилдин 1958-йилғичә сабиқ шинҗаң институтиниң әдәбият факултетида оқуған. Бу җәрянда уйғур елидә елип берилған истил түзитиш һәрикити, полат тавлаш һәрикити, қушқач өлтүрүш һәрикити қатарлиқ бир йүрүш һәрикәтләрни баштин кәчүргән. 1958-Йили 11-айниң 1-күни қазақистанға көчүп чиқип, яркәнтниң көктал йезисида олтурақлашқан вә шу йәрдики вақтида совет армийисидә 3 йил вәзипә өтигән. 1965-Йилдин 1970-йилғичә ташкәнт университетиниң шәрқ факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кийин өзбекистан радио-теливизийә комитети чәтәлләргә аңлитиш бериш бөлүмидә фарис тили бойичә тәрҗиман болуп ишлигән. 1972-Йилдин 1975-йилғичә иранниң исфаһан шәһиридә тәрҗиманлиқ хизмитидә болған.

Фәрух садиқ ака 1990-йили аилиси билән шветсийигә көчүп келип олтурақлашқан.

Фәрух ака ялғуз шветсийидила паалийәт елип барған паалийәтчи болупла қалмай йәнә, шәрқи түркистан миллий кеңиши, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ хәлқаралиқ уйғур тәшкилатлири тәркибидиму муһим вәзипиләрдә болуп, уйғур елиниң келәчики үчүн күч чиқарған җамаәт әрбаблириниң биридур. Фәрух ака шветсийидики уйғурлар арисида юрт чоңи болупла қалмай йәнә, һөрмәткә сазавәр йигит бешидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.