Алматада “уйғурийә” намлиқ китабни тонуштуруш мурасими өткүзүлди

Йеқинда алмата шәһири қазақистан хәлқи ассамблейисиниң достлуқ өйидә алим, филологийә пәнлириниң намзати дилнур қасимованиң “уйғурийә” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.04.19
uyghuriye-kitab-305.jpg Дилнур қасимованиң “уйғурийә” намлиқ китабиниң муқависи. 2012-Йили апрел, алмата.
RFA/Oyghan

Һәр хил милләтләргә вакалитән зиялийлар, һәр саһәниң вәкиллири, яшлар қатнашқан мәзкур муһакимә йиғини уйғур миллий бирләшмиси тәрипидин уюштурған болуп, йиғинни ачқан бирләшмә рәиси тамара мәметова алди билән дилнур қасимованиң тәрҗимиһали һәм униң мәзкур китабини қисқичә тонуштуруп өтти. Андин сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи һәм драматорг әхмәтҗан һашири, сиясәтшунаслардин қәһриман ғоҗамбәрди вә хәмит һәмрайефлар, тилшунас алим, филологийә пәнлириниң намзати шерипахун баратоф, тарихчи абдуллам самсақоф, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң иҗраийә мудири, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф шундақла мәркизий асия университети һәм нәшрият хадимлири вә башқилар “уйғурийә” китабиниң мәзмуни һәм әһмийити үстидә тохталди.

Сөзлигүчиләр, болупму уйғурларниң өтмүш тарихи һәм мәдәнийити, бүгүнки һаяти, уйғур дияриниң қәдимий шәһәрлири тоғрисида өз пикирлирини оттуриға қойди.

Радиомиз зияритини қобул қилған мәшһур татар уйғуршунас алими, тарих пәнлириниң намзати мунир ака йерзин йиғиндин алған тәсирати һәққидә тохталди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.