Қирғизистанда уйғур шаири муһәммәт сидиқ норузуфниң иҗадий паалийәтлири хатириләнди
2012.11.28
Уйғур шаири муһәммәт сидиқ норузуф өзиниң шеири иҗадийити билән қирғизистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиридә тонулған шаир болуп, 1993-йили вапат болған иди. Йеқинда шаирниң туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән қирғизистанда униң иҗадий паалийити хатириләнди.
Муһәммәт сидиқ норузуф шәрқий түркистан җумһурийити дәвридила шеири иҗадийитини башлиған болуп, 50-йилларда өзиниң шеири иҗадийити билән уйғурлар арисида тонулған. 1957-1958-Йиллиридики истил түзитиш һәрикитидә шаир вәтәнпәрвәрлик темисидики тунҗи шеирлар топлими “җаваб” намлиқ шеирлар топлими сәвәбидин әмгәк билән өзгәртиш лагериға әвәтилгән. Шаир әмгәк билән өзгәртиш мәйданидин қайтип кәлгәндин кейин 1961-йили аилиси билән қирғизистанға көчүп кәлгән. У шеири иҗадийәт билән шуғуллинип, вәтәнпәрвәрлик темисидики нурғун шеирларни язған болуп, қирғизистанда шаирниң “ақ булутлар” намлиқ шеирлар топлими нәшр қилинған.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.