Рамизан ейиниң ахирқи 10 күниниң әһмийити тоғрисида сөһбәт

Ислам динида рамизан ейида роза тутуш мусулманлар үчүн пәрз қилинди. Роза тутуш мусулманлар үчүн пәрз ибадәтләрдин бири болуп, ислам динидики 5 асасий пәрз ибадәтниң бири һесаблиниду.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.08.09
Istanbulda-iftar-ziyapiti-305.jpg Уйғурларниң иптар зияпитидин көрүнүш. 2011-Йили 28-авғуст, истанбул.
RFA/Arslan

Рамизан ейи мусулманлар үчүн улуғ бир ай болуп, бу айда мусулманлар 30 күн роза тутуш билән ибадәт қилиш арқилиқ өзиниң мусулманлиқ вәзиписини ада қилиду. Бүгүн йәни 2012-йили 8-айниң 9-күни рамизан ейиниң ахирқи 10 күни йетип кәлди. Рамизан ейиниң ахирқи 10 күни әһмийәтлик күнләр болуп, бу күнләрдә кечилири ухлимай ибадәт қилиш, иткикапта олтуруп ибадәт қилиш, көп қуран оқуш, зикир-тәсбиһ ейтиш мусулманлар үчүн алаһидә тәвсийә қилиниду. Бу арқилиқ мусулманлар мәниви дунясини тазилап иманини күчләндүрүп, гунаһ-мәисйәттин йирақ болушқа түрткә болиду дәп қарилиду.Уйғурларниң иптар зияпитидин көрүнүш. 2011-Йили 28-авғуст, истанбул.

Рамизан ейи мусулманлар үчүн қандақ бир ай? мусулманлар бу айда қандақ ибадәтләр билән мәшғул болиду? рамизан ейиниң ахирқи 10 күниниң башқа күнләрдин қандақ охшашмаслиқ пәрқи бар? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн, биз истанбулда яшаватқан уйғур диний алими мөминҗан билән сөһбәт елип бардуқ.

Мөминҗан әпәнди рамизан ейиниң мубарәк бир ай икәнликини, бу айда қуран кәрим назил болғанлиқини, дуняниң яритилишиму мушу айда болғанлиқини, бу айда мусулманлар күндүзи роза тутуп, кечилири ухлимай ибадәт қилиш арқилиқ өзиниң мәнивийитини паклайдиған бир ай икәнликини, бу мубарәк айда көпләп ибадәт қилип, аллаһқа йеқинчилиқ қилиш, аллаһқа дуа қилип арзу тиләклирини тиләш керәкликини билдүрди.

Мөминҗан әпәндиниң билдүрүшичә, рамизан ейиниң ахирқи 10 күниниң бир кечисидә “қәдир кечиси” дегән әһмийәтлик бир кечиниң барлиқини, бу кечидә ибадәт қилған киши 1000 ай йәни 84 йил ибадәт қилғанниң савабиға еришидиғанлиқини, бу һәқтә қуран кәримидә очуқ айәт баян қилинғанлиқини, шуниң үчүн мусулманларниң бу күнләрдә кечилирини ухлимай ибадәт қилиш арқилиқ қәдир кечисигә еришиш үчүн тиришчанлиқ қилиши керәкликини ипадилиди.

Аллатаала қуран кәримидә қәдир кечисиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ дегән: “қәдир кечиси (шәрәп вә пәзиләттә) 1000 айдин артуқтур”. Миң ай йил һесабида 83 йил вә 4 айға тоғра келиду.

Пәйғәмбәр әләйһиссалам қәдир кечиси тоғрисида мундақ дегән: “кимки қәдир кечисидә иман билән вә саваб үмид қилған һалда ибадәт қилса, у кишиниң илгирики гунаһлириниң һәммиси мәғпирәт қилиниду”.

Мөминҗан әпәнди сөзиниң ахирида, уйғур мусулманлириниң мушу айда техиму көп дуа қилип зулумдин, езилиштин қутулуши үчүн аллаһға дуа қилишини тәвсийә қилидиғанлиқини, чүнки мәзлумларниң дуасиниң иҗабәт болидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.