Русийилик тарихчи александир қадирбайеф уйғурлар һәққидә тохталди (1)
2013.01.10
Аләмгә тонулған леф гумилйеф, сергей кляшторний, леонид қизласоф, анатолий малявкин, димитрий тихоноф, людмила чвир вә башқиму шуниңға охшаш совет вә русийә тарихчи алимлири уйғурларниң һәр хил дәврләрдики тарихи һәм мәдәнийитигә аит бай мәлуматларға игә әмгәкләрни нәшр қилип кәлди. Кейинки әвлад тәтқиқатчилар ичидин русийә вә мәркизий асияда тонулған тарихчи һәм шәрқшунас алим александир қадирбайефму өз тәтқиқатлирида уйғурларниң оттура әсир тарихиға аит әсәрләрни елан қилған иди.
Тарих пәнлириниң доктори александир қадирбайеф һазир русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими болуп ишләш билән бир вақитта йәнә бир қатар дөләт университетлири, алий иқтисад мәктәплири һәм михайил ломонософ намидики москва дөләт университетиниң профессори, шундақла русийә дөләт китабханиси шәрқ әдәбияти мәркизиниң чоң илмий хадимлиқ вәзипиләрниму атқурмақта.
А. Қадирбайеф “оттура әсирдики уйғурлар, җалайирлар, найманлар вә кирейитлириниң тарихи очерклири”, “улуғ даланиң у четидә” қатарлиқ 20 монографийә, китабчә вә дәрсликләрниң аптори. У йәнә 100 дин ошуқ илмий вә илмий-аммибап мақалиләрниң аптори.
А. Қадирбайев радиомиз зияритини қобул қилип, уйғурлар һәққидә тохталди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.