Шаир, әдиб, тарихшунас турғун алмас хәлқиниң қәлбидә һаят

Мәшһур шаир, әдиб, тарихшунас инқилабчи турғун алмас өзиниң пүтүн һаятини уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ ишлириға беғишлиған тәврәнмәс ирадилик, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти.
Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ һаҗи қадири
2012.10.30
Uyghurlar-Turghun-Almas-Uyghur-Tarixi-305.jpg Уйғурларниң даңлиқ тарихчиси турғун алмасниң "уйғурлар" намлиқ әсири др. Аһсән батур әпәнди тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинип, истанбулдики "сәләнгә" нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған болуп, сүрәт, китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Турғун алмас 1921-йили 10-айниң 30-күни қәшқәр вилайити конашәһәр наһийисиниң тарбоғуз кәнтидә иминахун аилисидә дуняға кәлгән. Башланғуч вә оттура мәктәпни өз юртида тамамлап, он алтә йишида йәни 1937-йили ата-аниси билән биргә илиға келип олтурақлишиду. 1939-Йили 9-айда илидин үрүмчидики иниститутқа оқушқа келиду. 1942-Йили 8-айда мәктәпни пүттүрүп, шу йили 9-айда қарашәһәр наһийисиниң дәнзил йезисидики башланғуч мәктәпкә мудир болиду.

У дәнзилдики оқутуш җәрянида инқилаби паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи үчүн 1943-йили шиң шисәй һакимийити тәрипидин қолға елинип түрмигә ташлиниду. У түрмидә “тутқун”, “ғериб момай”, “җәмилә” вә “икки тамчә яш” қатарлиқ инқилаби шеирларни йезип, хәлқни күрәш қилишқа чақириду. 1945-Йили 9-айда икки йиллиқ түрмә һаятини ахирлаштуруп, әркинликкә иришиду вә шу йили 10-айда қарашәһәрдин пиядә меңип қәшқәр шәһиригә йетип берип, қәшқәр дарилмуәллимингә хизмәткә орунлишиду.

У қәшқәрдики инқилаби паалийитини актиплиқ билән башлап, гоминдаң даирилириниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қанлиқ мустәмликичиликини, миллий зулумлирини паш қилидиған кәң көләмлик инқилаби тәшвиқат хизмитини елип бариду. У 1945-йили 10-айдин 1947-йил 4-айғичә болған мәзгил ичидә өзиниң әдәбий талантини толуқ җари қилдуруп “азадлиқ мәшили”, “тәнлирим япрақ” вә “яшлиқим” қатарлиқ йүксәк инқилабий роһға игә болған җәңгивар шеирларни язиду.

Туғун алмас 1953-йили 8-айда өзиниң тәлипигә бинаән кәсип алмаштуруп өлкилик әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисигә йөткилип тәһрирлик, тәрҗиманлиқ вә әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинишқа башлайду. Өз миллитиниң сиясий тәқдири үстидә ойлинишни һечқачан тохтатмиған турғун алмас, 50-йиллардин башлап тарих тәтқиқатиға киришиду. Униң 50-йилларниң алдинқи йеримида елан қилған әсәрлиригә инглиз, рус вә хәнзу тиллириға тәрҗимә қилинған “ләйлигүл” дастани билән 1955-йили мәмликәт бойичә биринчи дәриҗилик әдәбият мукапатиға еришкән.1957-Йили униң “тарим шамаллири” намлиқ шеирлар топлими хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. У 1956-йили 9-айдин 1957-йили 8-айғичә бейҗиңдики лушүн әдәбият институтида оқуди. 1957- Йили 11-айниң 7-күни москвада өткүзүлгән русийә өктәбир инқилаби ғәлибисиниң қириқ йиллиқини тәбрикләш мурасимиға мав зедуң башчилиқидики хитай вәкилләр өмики тәркибидә қатнишип, совет иттипақида үч ай зиярәттә болиду. У, бу үч айлиқ зиярити җәрянида йәнә “динипир бойида”, “бир тамчә қан” қатарлиқ өлмәс шеирларни язған. 1958-Йили, униң “пичақ” намлиқ дирамиси елан қилинип узун өтмәй шу йили хитай тилиға тәрҗимә қилинип бесилған. У 60-йилларниң алдинқи йеримида “сай булақлири”, “таң сәһәр”, “боран йиғлайду” қатарлиқ күчлүк сиясий лерикилиқ шеирларни язған. 60-Йилларниң алдинқи йеримида йезилип тамамланған “қәшқәр һәққидә қиссә” намлиқ тарихи романи мәдәнийәт зор инқилабида мусадирә қилинип,кейин йоқалған.

1970-Йили 8-айда турғун алмас қолға елинип түрмигә ташланғанвә 1977-йили 10-айда йәттә йиллиқ зиндан һаятини ахирлаштуруп, йоруқлуққа чиққан. У,1980-йилидин башлап тарихи иҗадийәткә алаһидә киришти. 1980-Йилдин 1990-йилғичә болған он йил ичидә“уйғурларниң ана макани тоғрисида”, “оғузнамә ипоси һәққидә” вә “әпсанә вә ривайәтләр һәққидә” қатарлиқ қириқ парчидин артуқ илмий мақалә елан қилип, уйғурларниң етник келип чиқиши, әдәбияти, мәдәнийити вә тарихи тоғрисида өзиниң әң йеңи қарашлирини оттуриға қоюп, бу саһәсидики бәзибир чигиш мәсилиләрни һәл қилған. Униң “таң сәһәр” намлиқ шеирлар топлими 1982-йили қәшқәр уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.У 1983-йили 1-айда бейҗиңда өткүзүлгән мәмликәтлик аз санлиқ милләтләр тарихи тәтқиқати илмий муһакимә йиғиниға қатнишип, өзиниң уйғурлар тарихи тәтқиқатиға болған бәзибир қарашлирини оттуриға қоюп, йиғиндики кәспдашлирини һәйран қалдурған.

Униң йирик һәҗимдики тарихи әсәрлири “қәдимки уйғур әдәбияти”, “һонларниң қисқичә тарихи” вә “уйғурлар” қатарлиқ китаблири арқа-арқидин нәшр қилинған. У арқидинла йәнә “түркләр” вә “уйғур идиқут ханлиқи” намлиқ икки парчә йирик тарихи әсирини нәшргә тапшурған.

Бу, һармас азадлиқ җәңчиси , 2001-йили 9-айниң 11-күни үрүмчидики уйғур миллий тибабәтханисида үрүмчи вақти әтигән саәт 7:45 дә 80 йешида биз билән мәңгүлүккә видалашти. Әслидә шуни күни мәрһумниң мейит намизи үрүмчидики бәйтулмәһмур мәсчитидә пишин намизи вақтида оқулмақчи болған болсиму, һөкүмәт даирилири турғун алмасниң мейит намизиға қатнишиш үчүн үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилири барлиқ алий мәктәп, оттура техником вә толуқ оттура мәктәпләрниң оқуғучилири дәрс ташлап мәрһумниң намизиға қатнишишни вә мәрһумниң җиназисини үрүмчи кочилирида көтүрүп айлиниш вә әң ахирида қәбристанлиққа узитиш, хәлққә өз хәлқини сөйгән әзимәтләрниң өлуминиң қәдир-қиммитиниң қанчилик болидиғанлиқини көрситиш мәқситидә алдин пилан қилған болсиму, әмма һөкүмәт даирилири турғун алмасниң мейит намизини кечиктүрүп, әсир намаз вақтиға өзгәрткән вә алий мәктәпләрниң дәрвазисини дәрһал тақап оқуғучиларни сиртқа чиқармаслиққа тәдбир қолланған болсиму, әмма мәрһумниң мийити йәнила мөлчәрлигүсиз дәриҗидә уйғурларниң топлишиши вә яшларниң җиназини қолларда учлап көтүрүп, пиядә тәкбир билән гулсай қәбристанлиқида дәпнә қилинған.

Биз турғун алмас әпәндиниң һаяти вә әдәбий иҗадийити һәққидә түркийә игә университетиниң профессори доктор алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.