Америка хәлқи 4-июл мустәқиллиқ күнини тәбриклиди
2019.07.04
Бүгүн, йәни 4-июл күни американиң мустәқиллиқ байрими. Милйонлиған америкилиқлар бүгүнки байрам дәм елишида парат, дала сәйлиси вә башқа һәр түрлүк паалийәтләрни өткүзүп, дөләт мустәқиллиқиниң 243-йилини тәбрикләшмәктә.
Мәлум болушичә, һәр йили мустәқиллиқ күнидә өткүзүлидиған паратта бу йил тунҗи қетим кичик көләмлик һәрбий парат орун алидикән.
Америкадики паратларда адәттә дөләтниң һәрбий қуввитини намаян қилидиған қорал-ярағлар вә һәрбий һазирлиқлар авамға көрситилмәйдиған болуп, бу қетим америка президенти трампниң қарари билән бу әнәнигә өзгириш киргүзүлгән. Бу нөвәтлик паратта бир қанчә танка вә қораллиқ әслиһәләр вә шундақла бир қанчә күрәшчи айропиланлар параттин өткүзүлидикән.
Бундин башқа йәнә президент трамп бүгүн кәчқурун “америкаға еһтирам” темисида мәхсус нутуқ сөзләйдикән. Буму бу нөвәтлик байрамдики бир йеңилиқ болуп һесаблинидикән.
Америка қошма штатлири 1776-йили мустәқиллиқ җакарлиған, әң дәсләп әнглийә мустәмликисидики 13 шитат тунҗи қетим мустәқиллиқ җакарлап, америка қошма штатлириниң мустәқиллиқ тарихиға йол ачқан иди.









