Хитай һөкүмити лагерларни ақлаш үчүн йәнә бир нөвәтлик тәшвиқат һәрикити қозғиғанлиқи мәлум

Мухбиримиз ирадә
2019.08.01

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қурған лагерлирини хәлқарада ақлаш үчүн йәнә бир қетимлиқ омумйүзлүк һәрикәт қозғиғанлиқи мәлум болмақта.

1-Авғуст күни хитайниң “шинхуа тори” вә “хәлқ тори” қатарлиқ барлиқ һөкүмәт мәтбуатлирида уйғурчә, хитайчә вә инглизчә бирла вақитта “пакит арқилиқ шинҗаңдики тәрбийәләш мәркәзлириниң намини әслигә кәлтүрүш лазим” мавзулуқ бир парчә баш мақалә елан қилинди. Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қурған лагерлири “қанун бойичә очуқ-ашкара қурулған тәрбийәләш мәркәзлири” дәп тонуштурулуш билән биргә бу мәркәзләрдә “илгири яман ишни йәткүчә қилған кишиләрниң қанун өгинип, тил өгинип, кәсип өгинип, җәмийәткә ярамлиқ адәм болуватқанлиқи” йәнә бир қетим тәшвиқ қилинған.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики йәнә бир парчә хәвиригә қариғанда, йеқинда хитай һөкүмити йәнә 7 дөләттин кәлгән тәтқиқатчиларни уйғур елидики аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” ни зиярәт қилдурған. Хәвәрдә “йеңи зеландийә - хитай достлуқ җәмийити” ниң башлиқи давид бромвич исимлик кишиниң бу орунларни көргәндин кейин “җамаәт бихәтәрликини қоғдаш үчүн уйғур елидә йолға қоюлуватқандәк тәдбирләрниң елиниши зөрүр. Мән йеңи зеландийәгә қайтип барғинимда чоқум бу сәпиримдә көргәнлиримни, йәни улар билишкә тегишлик һәқиқий шинҗаңни чүшәндүримән” дегәнлики баян қилинған.

Уйғурларниң вәзийити үстидә паал издиниватқан германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз юқириқи хәвәргә қарита тивиттерда қайтурған инкасида юқириқидәк аталмиш “хитай достлуқ җәмийәтлири” ниң нөвәттә уйғур елидики зулумни ақлаш үчүн һәрикәткә кәлтүрүлүватқанлиқини билдүрди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң директори софи ричардсон тивиттердики инкасида юқириқи “йеңи зелландийә-хитай достлуқ гурупписи” ниң башлиқи давид бромвичқа охшаш “мәҗбурий сиясий идийә тәрбийәсини яхшикән дәп ойлайдиғанларни өзлири берип шу орунларда бир қанчә йил тәрбийәлинип беқиш” қа дәвәт қилди.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур елидә қурулған лагерларниң хәлқарада кәң ашкарилинип кетиши хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қиливатқан болуп, хитай даирилири буни өзгәртиш үчүн түрлүк тәшвиқат оюнлирини ишқа селишқа мәҗбур болмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.