Көзәткүчиләр хитайни абдуреһим һейтниң син көрүнүшиниң растлиқини испатлашқа чақирмақта
2019.02.14
Хитай даирилири уйғурларниң даңлиқ сәнәткари абдуреһим һейтниң һаятлиқини илгири сүрүп син көрүнүши тарқатқандин кейин бу хәлқарада уйғур елидики лагерлар мәсилисигә болған диққәтни йәниму күчәйткән иди.
Түркийәдики “йеңи шәпәқ” гезитиниң мәхсус истон язғучиси абдуллаһ мурадоғли бу һәқтә елан қилған мақалисидә абдуреһим һейтниң һелиһәм һаят болуши мумкинлики кишини сөйүндүрсиму, әмма бу син көрүнүшиниң кона болуш еһтимали барлиқиниму әскәрткән.
У язмисида “хитай даирилири әмди абдуреһим һейтни аилиси билән көрүштүрүши, мустәқил көзәткүчиләрдин тәшкилләнгән һәйәтниң уни зиярәт қилишиға рухсәт қилиш арқилиқ бу син көрүнүшиниң растлиқини испатлиши керәк” дегән.
Абдуллаһ мурадоғли мақалисидә йәнә қирим татарлириниң рәһбири мустафа җәмилоғлиниңму 1970-йилларда сабиқ совет иттипақи түрмисидә өлгәнлики һәққидә хәвәр тарқалғанлиқи, кейин хәвәр ялған болуп чиққанлиқи, гәрчә у һелиһәм сүргүндә яшаватқан болсиму, бирақ униң түрмидә көргән қийин-қистақлириниң өлүмдин бәттәрликини мисал қилип көрсәткән. У “абдуреһим һейтниң һаятта болуши шәрқий түркистан хәлқи учраватқан нөвәттики инсан қелипидин чиққан зулумларни йоққа чиқиралмайду” дәп әскәрткән.
Уйғурларниң өз ана юртида қул қилиниватқанлиқини, 70 йилдин буян ассимилатсийәгә қарши туруп кәлгән бу хәлқниң бүгүнки күнгә кәлгәндә “қайта тәрбийә” намидики лагерларға қамиливатқанлиқи баян қилинған мақалидә аптор йәнә дуняниң әмди хитай һөкүмитиниң лагерлар һәққидики сахта тәшвиқатлириға алданмайдиғанлиқини, әмәлийәтниң аллиқачан су йүзигә чиқип болғанлиқини әскәртип, “хитай һөкүмити әмди бу реаллиққа дәрһал йүзлиниши керәк” дегән.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күнидики баянатида хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қойған лагерлирини қаттиқ тәнқид қилғандин кейин икки дөләт арисидики мунасивәт бирдинла җиддийләшкән иди. Түркийәниң бу күчлүк тәнқидидин кейин икки дөләт мунасивитиниң қандақ раваҗлинидиғанлиқиму күчлүк диққәт қозғаватқан мәсилә болуп қалди.
Бу һәқтә “әрәб хәвәрлири” тор гезитидә майкил кугелмән тәрипидин елан қилинған мулаһизидә көрситилишичә, һәрқайси дөләтләр болупму ислам дөләтлири икки дөләт мунасивитиниң әмдики тәрәққиятиға қаттиқ диққәт қилмақтикән. Чүнки, хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” дин орун елип, мәбләғ қазанмақчи болған түркийә һөкүмити хитай билән яхши мунасивитини сақлашқа тиришқан болсиму әмма у сайлам һарписида өктичи гуруппилар вә хәлқниң уйғур мәсилисидики наразилиқ бесимлири алдида давамлиқ сүкүт қилип туралмиған вә ахири хитайни тәнқидлигән. Хитай бу һәрикити үчүн түркийәдин иқтисадий җәһәттин өч аламду. Бу һазирчә ениқ әмәс. Бирақ майки кугелмәннниң қаришичә, “түркийә һөкүмити ойниған бу қимарниң қандақ аяғлишидиғанлиқи башқа ислам әллириниңму уйғур мәсилисидә қандақ позитсийә елишини бәлгиләйдикән.”









