Афғанистан пайтәхти кабулда өзини қошуп партлитиш вәқәси йүз бәрди
2016.04.19
Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кабул сақчи идарисиниң башлиқи абдурахман раһим баянат берип, партлашниң кабулниң шәһәр мәркизидики афғанистан дөләт мудапиә министирлиқи вә бихәтәрлик күчлири турушлуқ орунға наһайити йеқин җайда йүз бәргәнлики, партлашта 28 адәм өлүп, 329 адәм яриланғанлиқи, өлгәнләрниң зор көп қисми пуқралар болуп, уларниң арисида бир қисим офитсерлар вә сақчилар бар икәнлики қатарлиқларниму билдүргән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу партлаш бомба қачиланған аптомобил билән һуҗум қилиш арқилиқ әмәлгә ашурулған болуп, партлаштин кейин кабулда сақчи күчлири билән талибан қораллиқ күчлири арисида етишиш йүз бәргән вә кабул сақчи тәрәп талибанларни шәһәр мәркизидин тазилиғанлиқи һәққидә баянат бәргән.
Хәвәрдә йәнә, талибан қораллиқ тәшкилатиниң бу қетимқи һуҗумға мәсул икәнликини билдүргәнлики, бир һәптә бурун, талибанларниң әтияз пәсиллик һуҗум башлайдиғанлиқини елан қилғанлиқи қатарлиқларму тилға елинған.









