Түркийәдики җамаәт әрбаби абдуқадир япчан шәртлик қоюп берилди

Икки йерим йилдин бери түркийә аманлиқ даирилири тәрипидин назарәт астида тутуп турулуватқан атақлиқ җамаәт әрбаби абдуқадир япчан 3‏-май күни түркийә әдлийә тармақлири тәрипидин шәртлик қоюп берилгән.

Икки йерим йилдин бери түркийә аманлиқ даирилири тәрипидин назарәт астида тутуп турулуватқан атақлиқ җамаәт әрбаби абдуқадир япчан 3‏-май күни түркийә әдлийә тармақлири тәрипидин шәртлик қоюп берилгән. Абдуқадир япчан буниңдин 2 йерим йил аввал хитай әлчиханисиниң “террорлуққа четишлиқ” дәп әрз қилиши билән нәзәрбәнд астиға елинған. У түркийәниң булғарийә чеграсидики әдирнә көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидә тутуп турулуватқан иди. Абдуқадир япқан бу 2 йерим йил җәрянида аз дегәндә 3 қетим сот мәһкимисигә чиқирилған. Биринчи қетимлиқ сотта у гунаһсиз, дәп елан қилинған болсиму, лекин даириләр уни қоюп беришни изчил арқиға сүрүп кәлгән. Түркийәдики “шәрқий түркистан” тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, униң 2 йерим йилдин бери изчил тутуп турулуши пәқәт сиясий қарар болуп, хитайниң бесими билән мунасивәтлик икән.

Түркийәдики “әйнәк тори” ниң хәвиридә ашкарилинишичә, истанбулдики бир сот мәһкимиси 3‏-май күни униң шәртлик қоюп берилишини қарар қилип, униң сотини 9‏-айға кечиктүргән. Сотниң қарарида, униң шуниңғичә истанбулниң сафакөй районидики мәһәллиси әтрапида һәрикәт қилса болидиған, әмма униң сиртиға чиқса болмайдиғанлиқи бәлгиләнгән. Абдуқадир япқан 3-май күни сот мәһкимисиниң алдида өткүзүлгән ахбарат йиғинида сөз қилип, хитайниң униңға артқан “җинайәтлири” ни рәт қилған. У “һәқиқәткә күч вә қоралниң ишлимәйдиғанлиқи. . . . . . . . . Һәққанийәтниң һамини ғәлибә қилидиғанлиқи” ни билдүргән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org