Афғанистандики уйғур көчмәнлириниң әндишилири хәлқара мәтбуатлардин орун елишқа башлиди

Талибанлар һакимийитиниң афғанистанда қайтидин баш көтүришигә әгишип, афғанистандики уйғур мусапирлириниң вә көчмәнлириниң “қош әндишә” ичидә қеливатқанлиқи хәлқара мәтбуатлардин көпләп орун елишқа башлиди.

Талибанлар һакимийитиниң афғанистанда қайтидин баш көтүришигә әгишип, афғанистандики уйғур мусапирлириниң вә көчмәнлириниң “қош әндишә” ичидә қеливатқанлиқи хәлқара мәтбуатлардин көпләп орун елишқа башлиди.

CNN Агентлиқиниң 5-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, уларниң мухбирлар гурупписи афғанистанда панаһлиниватқан бир қисим уйғурлар билән сөһбәтләшкән. Бу җәрянда хитай билән талибан оттурисидики юқури пәллигә чиқиватқан һәмкарлиқ түпәйлидин афғанистандики бу уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпидин қандақ әндишидә қеливатқанлиқи техиму тәплиси мәлум болған. Хәвәрдә ейтилишичә, улар сөһбәтләшкән тухан аилиси буниңдин 45 йил илгири хитай һөкүмитиниң зулумлири түпәйлидин йәркән наһийәсидин қечип чиққанлар болуп, әмдиликтә талибанлар һөкүмитиниң хитай билән барғансери юқури пәллигә чиқиватқан “достлуқ” мунасивитидин әндишә қилмақта икән. У бу һәқтә сөз қилип: “илгири биз көп җапа-мушәққәтләрни баштин кәчүргән идуқ. Әмди техиму еғир күнләр бешимизға келиш алдида турмақта,” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити изчил “шәрқий түркистан ислам һәркити” тәшкилатиниң афғанистандики паалийәтлири һәққидә шикайәт қилип келиватқан болуп, америка һөкүмити бу тәшкилатни терорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқиривәткәндин кейин, уларниң бу һәқтики шикайәтлири техиму юқури пәллигә чиқишқа башлиған. Җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертс бу һәқтә сөз қилип: “бундақ бир тәшкилатниң мәвҗутлуқини көрситидиған испатлар болмиғанлиқтин америка һөкүмити мушу қарарни алған. Әмма хитай һөкүмити мушуни баһанә қилип өзлириниң терорлуқниң тәһдитлиригә учраватқанлиқини тәкитлимәктә. Шуниңдәк өзлириниң уйғурларни бастуруш һәркитини йоллуқ қилип көрситишкә урунуп кәлмәктә,” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, навада хитай һөкүмити “терорчи уйғурларни өткүзүп бериш” ни тәләп қилса “пүтүн күчи билән хитайға хошамәт қиливатқан” талибанлар һөкүмитиниң дәл мушу бигунаһ уйғурларни тутқун қилипла хитайға йоллап бериши еһтималға бәк йеқин икән. Чүнки бу уйғурларниң афғанистанға кәлгинигә йерим әсир болуп қалған болсиму, уларниң һечқайсисиниң қолида техичә паспорт йоқ икән. Шундақ болғанлиқи үчүн уларниң афғанистандин башқа йәргә кетәлиши мумкин әмәс икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org