Афғанистандики 7.1 Бал қаттиқ йәр тәврәш хотәнгиму тәсир көрсәткән
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң 11-апрелдики хәвиригә қариғанда, түнүгүн афғанистанда йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәш уйғур елиниң хотән райониғиму тәсир көрсәткән икән.
Хитай дөләтлик йәр тәврәш истансисиниң рәсмий өлчәп бекитишичә, афғанистандики йәр тәврәш 10-апрел саәт 18 дин 28 минут өткәндә йүз бәргән. Йәрниң тәврәш дәриҗиси 7.1 Бал, тәврәш мәнбәсиниң чоңқурлуқи 200 километир әтрапида болған.
Хәвәрдә дейилишичә, афғанистанда қаттиқ йәр тәвригән мәзгилдә хотән шәһиридиму тәврәш сезими көрүлгән. Әмма һазирчә техи өлүм-йетим вә мал-мүлүкниң зиянға учриғанлиқи тоғрисида мәлумат йоқ.
Игилинишичә, йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин, хотән вилайитидики от өчүрүш тармақ әтрәтлириниң җиддий һаләткә өткәнлики мәлум.