Хитайдики “аламәтсиз бимарлар” ниң йеңи юқум мәнбәси болуши алға сүрүлмәктә

Мухбиримиз әзиз
2020.03.31

Таҗсиман вируси дуняви вабаға айлинип шиддәт билән ямраватқанда вирус башланған хитайниң тәдриҗий һалда вирустин болған өлүм-йитим вә юқум әһвалида “яхшилиниш” қа йүзлиниши нурғунлиған гуманларни қозғимақта. Әмма һазир һәммидинму бәкрәк кишиләрниң диққитини қозғаватқини хитайниң таҗсиман вирусни контрол қилғанлиқиниң раст-ялғанлиқи әмәс, бәлки таҗсиман вирусниң дәсләпки аламәтлири болмиған хитайдики сабиқ бимарлар болмақта.

Ройтерс агентлиқиниң 30-марттики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити нөвәттә сабиқ таҗсиман вирус бимарлириға уқтуруш қилип, уларда гәрчә һечқандақ “дәсләпки аламәт” көрүлмигән болсиму уларниң 14 күн карантин қилиши лазимлиқини ейтқан. Шу җайдики сәһийә ишлириға мәсул бир әмәлдар болса “чоң қуруқлуқта алдимиздики бәш күн ичидә юқумниң бир йеңи пәллиси көрүлүш алдида турмақта,” дегән.

Хәвәрләрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити өзлириниң таҗсиман вирусни толуқ контрол қилғанлиқини җакарлиған. Әмма көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң дәсләпки мәзгилләрдики вирус әһвалини дунядин йошуруш вә кейинки вақитлардики өлүм-йитим вәқәлири һәққидә сөз қилғанларниң “авазини өчүрүш” қилмишлирини нәзәргә алған һалда хитай һөкүмитиниң техи дуняда һечким контрол қилалмайватқан вирусни “йәңгәнлики” гә гуман билән қаримақта икән.

Хитай һөкүмитиниң “таҗсиман вируси йоқалди” дегәндәк тәшвиқатлириға ишәнгән зор бир түркүмдики хитай муһаҗирлири хитайға қайтип кәлгәндин кейин уларниң ичидә зор сандики вирус юқумдарлириниң барлиқи мәлум болған иди. Әмдиликтә болса хитай һөкүмити бу вирусниң йеқин кәлгүсидә көрүлүш еһтимали болған иккинчи қетимлиқ долқунидин вайим йейишкә башлимақта икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити бу вирусниң иккинчи қетимлиқ долқуниға тақабил туруш үчүн йилда бир қетим елинидиған алий мәктәпкә кириш имтиһанини июл ейиға кечиктүргән. Дуня сәһийә тәшкилатиниң хадими тарик ясаревич хитай һөкүмитиниң шәһәрләрдики қамал вә чәклимә тәдбирлирини бәкла балдур бикар қиливетиш һадисисини тәнқидләп: “хитай үчүн әмди йеңидин оттуриға чиқидиған бу бимарларни қандақ бир яқлиқ қилиш бир чоң мәсилә болуп қалиду,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.