Уйғур бокс маһири алим һошур хәлқара кәспий бокс мусабиқисидә һендонезийә маһирини йәңгән
2016.12.24
Йеқиндин буян нами чиқишқа башлиған уйғур бокс маһири алим һошурниң 17-декабир күни шаңхәйдә өткүзүлгән хәлқара кәспий бокс мусабиқисидә һиндонезийәлик бокс чимпийони гейслерни йеңип чимпийон болғанлиқи мәлум.
Хәлқ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, бу йил июлда үрүмчидә өткүзүлгән хәлқара бокс мусабиқисидә чимпийон болуп алтун кәмәр тақиған алим һошур бу нөвәт шаңхәйдә өткүзүлгән хәлқара бокс мусабиқисидә йәнә бир қетим утуп чиққан. Униң бу қетимлиқ мусабиқидә өзидин һәр җәһәттә үстүн орунда туридиған һиндонезийәлик бокс чимпийони гейслер билән тутушуп, ахирида уни йеңиши пүткүл мәйданни зил-зилигә кәлтүргән.
Игилинишичә, һиндонезийә маһири гейслерниң дәриҗиси дунядики төт чоң бокс тәшкилати турғузған рәт тәртиптә 165-орунда турса, уйғур бокс маһири алим һошур аран 520-орунда туридикән. Ундин башқа, һиндонезийә маһири гейслерниң бойи егиз, йеши алим һошурниңкидин 15 яш чоң, бокс тарихи техиму узун икән. Рәқибиниң бу қәдәр әвзәлликлиридин тәмтирәп қалмиған алим һошур мусабиқидә шиддәтлик һуҗум қозғап, техи 3-мәйдан ахирлашмай турупла гейслерни уруп йиқитқан.
Уйғур бокс маһири алим һошурниң бу қетимлиқ ғәлибиси хитай тәнтәрбийә саһәсидикиләрни һәйран қалдурған болса, хитайдики тор бәтлиридә “алим һошур җуңго бокс тәнтәрбийәсиниң кәлгүси истиқбали шинҗаңда” дегән қарашни йәниму күчкә игә қилди, дәп язған.