Алҗерийәдики америка әлчиханисиму уйғур мәсилисини тәкитлиди
2020.12.31
Йеқиндин буян җиддилишиватқан америка-хитай мунасивитидики бир муһим тема американиң бейҗиңдики баш әлчиханисини чөридигән һалда давам қиливатқан болуп, 30-декабир күни бу һал алҗерийәдики америка әлчиханисидиму өз әксини тапти.
Буниңдин бир һәптә бурун алҗерийәдики америка әлчиханисиниң тор бетидә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә чүшәнчә берилгән. Шуниңдәк америка қошма шитатлиридики икки уйғур рестураниниң уйғур таамлирини вастә қилған һалда нөвәттә хитай компартийәсиниң уйғурларға қандақ зиянкәшлик қиливатқанлиқини кәң америка җамаитигә тонуштуриватқанлиқи хәвәр қилинған иди.
28-Декабир күни хитайниң алҗерийәдики баш әлчиханиси буниңға наразилиқ билдүрүп: “бу қопаллиқ билән бизниң ичкий ишлиримизға арилашқанлиқ,” дегән. Шуниңдәк америка туприқидики мусулманларниң һазир кәң көләмлик кәмситишкә учраватқанлиқини, хитайдики уйғурларниң болса “диний етиқад әркинликидин толуқ бәһримән болған һалда бәхтияр турмуш кәчүриватқанлиқи” ни тәкитлигән.
Хитай һөкүмитиниң ислам дунясини уйғурлар мәсилисидә сүкүт қилишқа қиставатқанлиқини алаһидә әскәрткән бир қисим уйғур анализчилар бу һәқтә тохтилип: “рошәнки, хитай һөкүмити давамлиқ ислам дунясини алдашниң койида болмақта. Өз пәрзәнтлиригә исламий исим қойған уйғурларни лагерларға қамаватқан хитай һөкүмитиниң диний әркинлик һәққидә билҗирлиши учиға чиққан сахтипәзлик,” дейишмәктә.