Америка һөкүмти “алма” ширкитиниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә четилидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди

Мухбиримиз әзиз
2021.06.08

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк қилмиши түпәйлидин бу райондики көплигән тәминат зәнҗири һәмдә буниңға четишлиқ ғәрп ширкәтлири тегишлик тәдбирләрни алған иди. 8-Июн күни америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәислиридин җеф мерклей вә җеймис мәкгаврен бирләшмә баянат елан қилип, “алма” ширкитиниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнликини алаһидә тәкитлиди.

“алма” ширкитигә әвәтилгән бу баянатта улар ширкәтниң баш иҗраийә әмәлдари тим кокқа бу мәсилә тоғрисида ‍өз қарашлирини ипадилигән. Шундақла “алма” ширкитиниң “хитайдики тәминат зәнҗиримизниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән һечқандақ алақиси йоқ” дегән баянатиниң тоғра әмәсликини билдүргән. Баянатта бу һәқтә ениқ қилип: “қолимиздики испатлар ширкитиңларниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән четишлиқ икәнликини көрсәтмәктә. Шуниң үчүн силәрниң шинҗаң районидики хитай тәминатчилириңларни бикар қилишқа дәвәт қилимиз” дейилгән. Шундақла “алма” ширкитини америка таможна вә чегра мудапийә идариси билән зич һәмкарлишип, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларниң америка базириға киришиниң алдини елишқа чақирған.

Мәзкур комитетниң тор бетидә 8-июн елан қилинған баянатта ейтилишичә, авазға қоюлуш алдида турған “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” бу хилдики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ һәрқандақ мәһсулатниң америка базириға киришини мәний қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.