Америка һөкүмити йәнә икки нәпәр хитай әмәлдари вә үч хитай ширкитигә җаза елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.12.08

8-Декабир америка һөкүмити уйғур елида давам қиливатқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ икки нәпәр хитай әмәлдари билән үч хитай ширкитигә җаза елан қилди.

Бүгүн җүмә күнидики җаза тәдбирини америка ташқи ишлар министирлиқи, америка малийә министирлиқи вә америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи бирликтә елан қилған болуп, қарарда хитайниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан “еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” гә четишлиқ гав чи вә ху лйәнхе қатарлиқ икки нәпәр хитай әмәлдариға җаза тәдбири елан қилғандин башқа, мәҗбурий әмгәккә бағланған йәнә үч хитай ширкитиниң америкаға мал експорт қилишиға чәклимә қоюлди.

Мәзкур җаза тәдбирлири америка дөләт мәҗлиси 2020-йили мақуллиған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң 6-мадда биринчи тармақ бәлгилимисигә асасән йолға қоюлған.

Мәлум болушичә, гав җи илгири или қазақ аптоном областлиқ җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи, или қазақ аптоном областиниң муавин башлиқи қатарлиқ вәзипиләрдә болған. У 2018-йили 6-айдин башлап, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң уйғур районида иҗра қилған юқири бесимлиқ бастуруш сияситигә йеқиндин һәмкарлашқан. У шу йилларда или қазақ аптоном областлиқ җамаәт хәвпсизлики идарисиниң биринчи қол мәсули болуш сүпити билән или областида уйғур вә қазақларни асас қилған йүз миңлиған инсанларниң тутқун қилиниши вә лагерларға қамилишиға буйруқ бәргән; миңлиған тутқунларниң қийин-қистаққа елиниши, сотсиз кесилиши вә аилә әзалириниң ханивәйран болушиға сәвәбчи болған.

 Ху лйәнхе 2012-йилдин башлап хитай компартийәси мәркизи комитети шинҗаң хизмити ишханисиниң муавин башлиқи болуп вәзипә өтигән. Бу ишхана 2000-йили тәсис қилинған болуп, хитай компартийәсиниң уйғур сияситини түзүш вә йолға қоюш ишлириға биваситә йетәкчилик қилған. Ху лйәнхе хитай компартийәсиниң аталмиш “шинҗаң сиясити” ни бәлгиләштики ядролуқ шәхс болуп, у хитайниң уйғур районида елип бериватқан инсанийәткә қарши җинайи қилмишлирида баш тартип болмайдиған мәсулийәткә игә шәхстур.

Америка һөкүмити бу нөвәт елан қилған җаза тәдбирлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “кишилик һоқуқ хитабнамиси” мақуллиғанлиқиниң 75 йиллиқи һарписиға тоғра кәлди. “кишилик һоқуқ хитабнамиси” дә һәр бир инсанниң яшаш һоқуқи, әркинлик вә шәхсий бихәтәрлик һоқуқлириниң тартивалғини болмайдиған негизлик һоқуқлар икәнлики көрситилгән.

Америка һөкүмити илгири хитайниң уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә биваситә мәсулийити болған 30 дин артуқ хитай әмәлдариға вә нәччә он хитай ширкитигә җаза елан қилған иди.

Бу нөвәт икки нәпәр хитай әмәлдарлириға берилгән җаза қарари, америка пирезиденти байдин билән хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң сан-фирансискода учришип бир нәччә һәптидин кейинла елан қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.