Америка дөләт мәҗлис әзалири америка һөкүмитидин хитайниң җасуслуқ һәрикәтлири һәққидә тәпсилий учур тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.02

Америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири америка һөкүмитидин хитай дипломатлири вә җасуслириниң америкада елип барған тәсир көрситиш вә җасуслуқ паалийәтлириниң көлими һәққидә өзлиригә толуқ мәлумат беришни тәләп қилған.

“хәвәр һәптилики” журнилиниң мәхсус хәвиридин қариғанда, алдинқи һәптә авам палата әзаси даррел әйса (R-CA) башчилиқидики 13 нәпәр мәҗлис әзаси американиң баш тәптиши меррик гарланд, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофир врай вә ташқи ишлар министири антоний билинкенға мәхсус мәктуп йоллиған. Улар мәктупида “америка һөкүмитиниң американиң асаслиқ рәқиби болған хитайниң системилиқ тәсир көрситиш һәрикитигә йетәрлик җаваб қайтурмайватқанлиқини, хитайниң америкадики тәсир көрситиш вә җасуслуқ паалийәтлиригә даир вәқәләрниң тохтимай тәкрарлиниватқанлиқини” билдүргән.

Җәнубий хитай сәһәр почтиси гезитиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, юқиридики мәҗлис әзалири хетидә буниңға нуқтилиқ һалда икки мисални көрсәткән. Униң бири, йеқинда ню-йорк иштатиниң иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) ниң җасуслуқ гумани билән әйиблиниш вәқәси икән. Линда сүн хитай әлчиханиси вә униң хадимлири билән йеқиндин һәмкарлишип, хитай һөкүмитиниң вакаләтчиси сүпитидә хизмәт қилиш билән әйибләнгәниди.

Йәнә бири болса, хитай дөләт рәиси ши җинпиң өткән йили асия-тинч окян иқтисад һәмкарлиқи APEC башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн американиң сан фирансиско шәһиригә кәлгәндә у йәрдики хитай қоллиғучилириниң америкадики демократийә паалийәтчилиригә һуҗум қилиши икән. Дөләт мәҗлис әзалири “хитай мәркизи бирликсәп бөлүминиң америкадики қоллириниң халиғанчә һәрикәт қиливатқанлиқини” әскәрткән.

Улар америка һөкүмитиниң юқирида исми аталған әмәлдарлириға йоллиған мәктупида америка һөкүмитиниң бу вәқәләргә даир қандақ тәдбирләрни қолланғанлиқи, бундақ вәқәләрниң қайтиланмаслиқиға қандақ капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә өзлиригә тәпсилий мәлумат беришни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.