Американиң йеңи дөләт мудапиә һоқуқи қанунида хитай әмәлдарлириға җаза чәклимиси қоюш орун алған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.01.01

Американиң “2025-йиллиқ дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәси” (NDAA) 2024-йил 12-айниң 18-күни америка дөләт мәҗлиси тәрипидин мақулланған, 12-айниң 24-күни америка пирезиденти җов байдин имза қойған болуп, һиндистан мәтбуатлириниң баяниға қариғанда, бу қанунда америка һөкүмитигә уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини назарәт қилиш һәмдә кишилик һоқуқ җинайитигә четишлиқи болған хитай әмәлдарлирини җазалаш һоқуқи берилгән.

Һиндистандики “мәтбуат” (The Print), “сода өлчими” (Business Standard) таратқулириниң хәвәр беришичә, “2025-йиллиқ дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәси” дә, американиң 2025-йиллиқ дөләт мудапиә хамчотиға 895 милярд доллар аҗритилған, мәзкур қанун лайиһәсигә йәнә “уйғур кишилик һоқуқ қануни” ниң мунасивәтлик маддилири киргүзүлгән. Америка дөләт мәҗлиси әзалиридин марко робийо, җеф меркили қатарлиқлар сунған “уйғур кишилик һоқуқ қануни” ни 2020-йил доналд трамп имзалиғаниди.

Хәвәрдә дейилишичә, американиң “дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәси” һәр йили дегүдәк йеңилинидиған вә йеңидин тәстиқлинидиған қанун лайиһәси болуп, “2025-йиллиқ дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәси” ниң муддити гәрчә 2025-йилниң ахирида тошидиған болсиму, 2030-йилғичә уни давамлиқ күчкә игә қилғили болидикән. “уйғур кишилик һоқуқ қануни” ниң маддилирини өз ичигә алған бу “дөләт мудапиә һоқуқи қануни” да, америка һөкүмити “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән кишилик һоқуқ җинайитигә қатнашқан хитай әмәлдарлириға җаза чәклимиси қоюш ениқ бекитилгән.

Һиндистан мәтбуатлириниң қәйт қилишичә, йеңидин тәстиқланған америка “дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәси” дә хитай әмәлдарлирини җазалашқа мунасивәтлик маддиларниң орун елиши американиң уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилисини һәл қилиш ирадисиниң күчлүк икәнликини намаян қилидикән. Чәт әлдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу әһвалдин наһайити хурсән болғанлиқини билдүргән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.