Америка армийәсиниң алаһидә һәрикәт қисми филиппинниң җәнубий деңиздики һәрикитини қоллиған
2024.11.22
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка армийәсиниң алаһидә һәрикәт қисми филиппинниң җәнубий деңиздики истихбарат, көзитиш вә разведка һәрикәтлирини қоллашқа башлиған. Америка әлчиханиси бу һәқтики баянатида мундақ дейилгән: “бу хизмәт әтрити америка-филиппин иттипақдашлиқини күчәйтип, өзара маслишишчанлиқ иқтидарини ашуруп, америка армийәсиниң филиппин қораллиқ қисимлириниң җәнубий деңиздики паалийитини қоллишиға ярдәм бериду”.
“аюңгин” дәп аталған бу алаһидә хизмәт әтрити, бу һәптиниң бешида америка дөләт мудапиә министири лойд остин филиппинни зиярәт қилғанда тунҗи қетим тилға елинған.
Ройтерс агентлиқиниң дейишичә, америка армийәсиниң алаһидә қисминиң филиппинни қоллиши, хитайни қаттиқ биарам қилған. Хитайниң манилада турушлуқ әлчиханиси ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәрмигән.
Йеқиндин буян хитай билән филиппинниң җәнубий деңиздики территорийә дәталашлири җиддийлишип қалған. Хитайниң деңиз қирғиқи муһапизәт қисимлири филиппинниң парахотлирини соқуп зәхимләндүрүш, су зәмбирики ишлитип филиппинлиқ деңизчиларни яриландуруш вәқәлирини арқа-арқидин садир қилған.
Хитай узундин буян җәнубий деңизниң мутләқ көп қисмини тәшкил қилидиған районниң өзигә тәвә икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә. Һалбуки, хитай өзигә тәвә дәп қарап филиппин билән талишиватқан деңиз райони хитай чоң қуруқлуқидин 1300 километир йирақлиқта икән. Бу районниң филиппинға болған арилиқи пәқәт 200 километир келидикән. Хитайниң җәнубий деңиздики земин даваси вә зорлуқ-зомбулуқлири әтраптики дөләтләрни күчлүк биарам қилишқа башлиған.
Америка дөләт мудапиә министири лойд остин бу һәптиниң бешида “шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақи” ға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнашқанда, бу дөләтләрниң мудапиә министирлири америка армийәсиниң җәнубий деңизниң хәлқараға очуқ деңизлиқ һалитини давамлиқ қоғдашни давамлаштурушини үмид қилишқан. Лойд остинму буниңға җавабән “америка бу райондики иттипақдашлирини қоллап, җәнубий деңизниң очуқлуқиға капаләтлик қилиш вәдисидә чиң туриду” дегән.