Америка федератсийә һөкүмити даирилири америка һәрбий базисини сүрәткә тартқан 5 хитай оқуғучисини әйиблигән
2024.10.03
Америка федератсийә һөкүмәт даирилири илгири американиң мичиган иштатидики бир һәрбий базисини сүрәткә тартип, буни йошурушқа урунған бәш хитай оқуғучисини әйиблигән. “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң ашкарилишичә, америка федератсийә тәкшүрүш идариси 3-өктәбир күни мичиган университетиниң оқуғучиси болған бу бәш хитай пуқраси үстидин рәсмий әйибнамә сунған. Хәвәрдә, бу бәш хитай оқуғучиниң 2023-йили 8-айниң бир кечиси, мичиган иштатидики грейлиң һәрбий базиси әтрапида тутулуп қалғанлиқи, әйни вақитта базида һәрбий маневир елип бериливатқанлиқи қәйт қилинмақта. Әйни вақитта бу бәш хитай оқуғучи һечқандақ җавабкарлиққа тартилмиған болсиму, лекин һазир федератсийә тәкшүрүш идариси уларни тәкшүргүчиләргә ялғанчилиқ қилиш, телефонидики тартилған сүрәтләрни өчүрүветиш суйиқәсти пиланлаш билән әйиблигән.
“һәптилик хәвәрләр” ниң билдүрүшичә, детроит районлуқ федератсийә тәптиш ишханисиниң баянатчиси гина балая “әйибләнгүчиләрниң тутқунда әмәслики, әмма америка даирилири билән алақилашмиса, қолға елинидиғанлиқи вә сотлинидиғанлиқи” ни ейтқан. Хәвәрдә, бәш хитай оқуғучиниң 2023-йили яз айлириниң мәлум бир йерим кечиси, бир көл әтрапида ютаһ иштатлиқ муһапизәтчи қисимлириниң һәрбий хадимиға учрап, униңға өзлирини “биз мухбир” дәп тонуштурғанлиқи, әмма федератсийә тәкшүрүш идарисиниң уларниң грейлиң һәрбий базиси әтрапидин бир һәптилик ятақ киралап турғанлиқини байқиғанлиқи қәйт қилинмақта.
“һәптилик хәвәрләр” ниң ейтишичә, шуниңдин төт ай кейин, бу оқуғучилардин бири чеградин чиқишта, сорақчиларға әйни вақитта өзлириниң шимали мичиганға “юлтузларниң еқишини көрүшкә барғанлиқи” ни ейтқан. Әмма федератсийә тәкшүрүш идариси униң қаттиқ детал дискисидин шу кечиси тартилған икки һәрбий аптомобилниң сүритини тапқан. Хәвәрләрдә федератсийә тәкшүрүш идарисиниң қалған төт хитай оқуғучиниму сорақ қилғанлиқи, уларниңму шимали мичиганға “биз метиоритниң йеғиши” ни көрүшкә барған дәп турувалғанлиқи қәйт қилинмақта.