Америка вә униң иттипақдашлири хитайниң босуғисида һәрбий маневир қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.10.09

 “һәптилик хәвәрләр” гезитиниң 9-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, америка деңиз армийәси вә башқа дөләтләрниң деңиз армийәлири 7-өктәбирдә филиппин деңиз армийәси башлиған һәрбий маневирға қатнашқан.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи маневирға “сама сама” дәп нам берилгән болуп, тагалог тилида “бирликтә” дегән мәнини билдүридикән. Бу маневирға америка вә филиппин деңиз армийәсидин башқа японийә, фирансийә, австралийә, канада вә әнглийә деңиз армийәлириму қатнашқан. Тоққуз күнлүк маневир вақит җәһәттә хитай деңиз армийәси җәнубий деңиздики земин давасини әвҗигә чиқириватқан мәзгилгә тоғра кәлгән. Америка деңиз армийәси 7-филотиниң қомандани тод симиката (Todd Cimicata) бу қетимқи маневирниң “дүшмәнни тосуш мәшқи үчүн орунлаштурулғанлиқини, буниң бирәр дөләткә қаритилмиғанлиқини” тәкитлигән. Әмма көзәткүчиләр буниңға хитайға қарши қетимлиқ синақ болғанлиқини қәйт қилған.

Бу қетимлиқ маневирға қатнашқан әскәрләрниң сани миңға йеқин болуп, һәрқайси дөләтләрниң уруш парахотлири вә уруш айропиланлири маһарәт көрсәткән. Маневир орни болған лузон (Luzon) шәһири болса “америка-филиппин мудапиә һәмкарлиқ әһдинамиси” бойичә америка деңиз армийәси филиппинда қуруп чиққан тоққуз һәрбий базиниң бәши җайлашқан орун һесаблиниду. Хәвәрдә ейтилишичә, бу җайдики америка армийәсиниң оттура мусапилик ракеталири хитайниң шәрқий қисмидики деңиз бойлириға бималал йетип баралайдикән. Шу сәвәбтинму хитай һөкүмити изчил филиппин даирилиридин бу һәрбий базини бикар қилишни көп қетим тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.