Америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи вә демократчи әзалири уйғурлар мәсилисидә пәрқлиқ тактика қолланмақтикән
2024.09.26
Америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи вә демократчи палата әзалири диққитини хитайниң уйғурларни бастурушиға мәркәзләштүрүватқан болсиму, әмма байден һөкүмитини уйғурлар үчүн техиму көп ишларни қилишқа зорлашта пәрқлиқ тактика қолланмақта икән.
“ню-йорк вақти” гезитиниң 25-сентәбир бәргән хәвиридә билдүрүшичә, демократчилар партийәсидин болған авам палата әзаси ретчи торрес (Ritchie Torres), бу һәптә ақсарайниң дөләтлик истихбарат ишханиси директори аврил хейнис (Avril Haines) қа мәктуп йезип, һөкүмәтни хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси һәққидә доклат сунмиғанлиқини тәнқид қилған. Хәвәрдә, ретчи торресниң мәзкур мәктупта наһайити қаттиқ сөзләрни ишләткәнлики қәйт қилинмақта.
Америка дөләт мәҗлиси өткән йили мақуллиған қанунида, ақсарайниң дөләтлик истихбарат директори ишханисиниң дөләт мәҗлисигә хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилиш әһвали һәққидә йиллиқ доклат йоллиши тәләп қилинған. Доклат йоллаш вақти бу йил 6-айда тошқан болсиму, әмма бу доклат техи йолланмиған. “ню-йорк вақти” гезитиниң билдүрүшичә, ретчи торрес мәктупта мундақ дегән: “бу рәсмий һәрикәтләрдин кейин, истихбарат орунлири хитай компартийәсиниң уйғур мусулманлириға қаратқан бастуруш, ирқий қирғинчилиқ һәрикәтлириниң һазирқи әһвали тоғрилиқ җимип кәтти. Шу сәвәблик мән омумий җәһәттин федирал һөкүмәтниң, болупму истихбарат орунлириниң гас-гачидәк җимип кетишидин қаттиқ биарам болмақтимән.”
Хәвәрдә йәнә кишилик һоқуқ мәсилиси һәр икки партийә палата әзалириниң диққәт нуқтиси болсиму вә икки партийә палата әзалириниң бу мәсилидики пикири изчил бирдәк болуп кәлгән болсиму, әмма америка пирезидентлиқ сайлиминиң йеқинлишишиға әгишип уларниң пәрқлиқ тактика қоллиниватқанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, демократчилар җумһурийәтчиләрниң йеқинда мақуллиған хитайға мунасивәтлик қанунлириниң тәйвән, тибәт вә уйғурларға ярдими болмайдиғанлиқи, җумһурийәтчиләрниң һәрикити хитай билән болған дипломатийә қанилини тақайдиғанлиқини тәкитлисә; җумһурийәтчиләр хитайға “қуруқ сөз” ниң ақмайдиғанлиқини билдүрмәктә икән.