Бәш бурҗәклик бина пакистанға қаритилған һәрбий ярдимини тохтатти

Мухбиримиз әзиз
2016.08.06


“һиндистан вақти” вә “америка авази” қатарлиқларниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мудапиә министири аштон картер америка дөләт мәҗлисигә пакистанға қаритилған иқтисадий ярдәм һәққидә иҗазәтнамә беришни рәт қилған. Хәвәрләрдә ейтилишичә, мәзкур иҗазәтнамә болмиған әһвалда америка дөләт мәҗлиси пакистанға иқтисадий ярдәм фонди аҗритишқа илаҗсиз қалидикән.

“сода өлчими” торидики учурлардин мәлум болушичә, аштон картерниң мәзкур һәрикити америка һөкүмити пакистанни тәминлимәкчи болған 300 милйон долларлиқ “һәмкарлиқ ярдәм мәблиғи” ни тоңлитип қойғанға баравәр икән. Алақидар мәнбәләрдә ейтилишичә, мәзкур мәбләғ америкиниң афғанистандики һәрбий мәшғулатлири үчүн һәмкарлишиватқан пакистан армийәсигә ярдәм орнида берилмәкчи болған.

Бәш бурҗәклик бинаниң баянатчиси адәм стамп бу һәқтә тохтилип “300 милйон долларлиқ мәбләғ пакистан һөкүмитигә әвәтилмәйду. Чүнки өткән йили пакистан һөкүмити ‛һәққаний тори‚ ға қарши киши рази болғудәк һәрикәт қолланмиди” дегән.

Пакистанға өткән йили бир милярд долларлиқ иқтисадий ярдәм вәдә қилинған болуп, һазирғичә буниңдин 700 милйон долларлиқ ярдәм җайиға йәткән.

Мәлум болушичә, 2002 - йилидин буян пакистан һөкүмити америкидин җәмий 14 милярд долларлиқ “һәмкарлиқ ярдәм пули” алған болуп, бу қетимқи вәқә мәзкур ярдәм пулиниң тунҗи қетим тохтитип қоюлуши икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, “һәққаний тори” америкиниң афғанистандики мәнпәитигә еғиз зиян салған террорлуқ тәшкилати икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.