Америка армийәси тинч окянда хитайға қарши “ракета теми” салмақчи
2023.11.23
“асия вақти” гезитиниң 21-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, америка деңиз армийәси тинч окян флотиниң қомандани генерал чарлиз флийн (Charles Flynn) йеқинда канададики нова скотия өлкисидә ечилған “халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири” дә сөз қилип, америка деңиз армийәсиниң тинч окян районида хитайға қарши йеңидин “ракета мудапиә теми” һасил қилмақчи болуватқанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, америка деңиз армийәси 2024-йилида бәрпа қилип чиқмақчи болған “ракета мудапиә теми” оттура мусапилик ракета (башқурулидиған бомба) ни асас қилидиған болуп, кейинки қәдәмдә узун мусапилик ракета системиси бәрпа қилишқа ул салидикән. Буниңдики асаслиқ мәқсәт хитайниң тәйвәнгә һәрбий мудахилә йүргүзүшигә тақабил туруш икән.
“мудапиә биринчи” (Defense One) журнилиниң бу һәқтики хәвиридә ениқ қилип, бу қетимқи “ракета мудапиә системиси” ға йәнә 500 километир узақлиқтики нишанни пачақлап ташлиялайдиған ракеталарниңму қошулидиғанлиқи тилға елинған. Әмма һазирқи вәзийәттә америка үчүн иттипақдашлардин саниливатқан австралийә, җәнуби корейә, японийә вә филиппин қатарлиқ дөләтләр хитай билән болидиған иқтисадий мунасивитини нәзәрдә тутуп, америка деңиз армийәсиниң бу мудапиә системисиға иштирак қилишта иккилинип турмақта икән. Хәвәрдә бу әһвал тоғрисида тохтилип “шималий корейә вә хитайдин келиватқан тәһдитниң барғансери ешип меңиватқанлиқи түпәйлидин японийә һазир бу системиға шерик болушқа қизиқмақта” дейилгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай армийәсиму буниңға қарши бәзи тәдбирләрни еливатқан болуп, өзиниң бир қисим ракета системисини деңиз бойи районлириға йөткәшкә башлиған. Шуниңдәк буниң америка башчилиқидики қарши күчләрниң болғуси һуҗумлириға қарши һәрбий тәйярлиқ икәнликини әскәрткән.