Америка дөләт ишлар министири русийидә зиярәттә болмақчи

Мухбиримиз җүмә
2013.05.01

Америка дөләт ишлар министири җон кәррй келәр һәптә русийидә зиярәттә болидиғанлиқи, бу зияритидә икки тәрәп мунасивәтлири вә сүрийә тоқунуши қатарлиқ бир қатар мәсилиләрдә сөһбәт өткүзидиғанлиқини җакарлиди.

Җон кәррй бу һәқтә тохтилип мундақ деди: мән келәр һәптә росийәгә бармақчи. Мениңчә бу зиярәт бурунла қилиниши керәк иди.

Америка - росийә мунасивәтлири путин 3 - қарар росийә президентни болуп сайланғандин кейин, техиму йирикләшкән.

Униңдин башқа росийә өзиниң б д т хәвпсизлик кеңишидики рәт қилиш һоқуқидин пайдилинип әсәд һөкүмитигә қаттиқ тәдбири елишқа қарши туруп кәлгән иди.

Бу америкиниң наразилиқини қозғиған.

Җон кәррй өзиниң росийә зиярити һәққидә тохтилип, сөзлишидиған мәсиләрниң сүрийә, иран мәсилиридин тартип, кәлгүсидә чақирилидиған 8 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиға қәдәр темиларни өз ичидә алидиғанлиқини билдүрди.

Дөләт ишлар министириниң бу һәқтики уқтуруши президент обама сүрийә мәсилисидә путинға бесим ишлитишкә башлиған мәзгилгә тоғра кәлди.

Обама бу һәптә русийә президенти путинға телефон қилип сүрийидики химийилик қорал мәсилисидики мәйданини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.