Америка билән русийә сүрийидә уруш тохтитиш келишими һасил қилди

Мухбиримиз үмидвар
2016.09.11


Америка дөләт ишлири министири җон кәрри билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавров шәнбә күни җәнвәдә өткүзгән сүрийә мәсилисигә аит йеңи сөһбити нәтиҗисидә әсәд күчлири билән өктичи күчләр арисида уруш тохтитиш бойичә келишим һасил қилған.

Мәзкур келишим 12 - сентәбир күнидин етибарән күчкә игә болидикән.

Америка авазиниң йезишичә сүрийә дөләт агентлиқи шәнбә күн сурийә һөкүмитиниң русийә вә америка арисида имзаланған уруш тохтиши келишим шәртлирини қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

Б б с агентлиқиниң йезишичә, түркийә вә явропа иттипақи мәзкур уруш тохтитиш келишимини қарши алидиғанлиқини билдүргән.

Бу қетим русийә тәрәп сүрийә һөкүмитиниң алаһидә районлардики өктичи күчләргә қаратқан һәрбий һәрикитини тохтитиши һәққидә вәдә бәргән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уруш тохтитиш келишими һасил қилинғандин кейинму, шәнбә күни сүрийә һөкүмәт һава армийисиниң идлип шәһиридики бир базарға қаратқан һәм алеппо өлкисигә қаратқан һава бомбардиманида кәм дегәндә 82 адәм өлгәнлики өктичиләр тәрипидин билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.