Сенатор боб менендиз америка кеңәш палатасида уйғурларниң вәзийитини тилға алди
2019.03.14
Америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида 13-март күни ши җинпиң һакимийити астидики хитайниң америка вә дуняға шәкилләндүрүватқан хәвпи вә шундақла америкиниң буниңға қарши сиясәтләрни йолға қоюши керәклики һәққидә ечилған бир гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурлар мәсилиси тилға елинди.
Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурларға тонушлуқ болған сенаторлардин боб менендаз сөзидә хитай һөкүмитиниң америкиниң дөләт бихәтәрликигә иқтисадий, сиясий вә дипломатийә вә мәдәнийәттин ибарәт 4 җәһәттин тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини ипадә қилди.
У ши җинпиң һакимийитиниң ташқи сиясити һәққидә тохталғанда униң һазир дөләт ичидә һакиммутләқ түзүмни йолға қоюп, мутләқ контроллуқни ишқа ашуруватқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә уйғурларни тилға елип “хитай һөкүмити уйғурларни рәһимсизләрчә бастурди. Бир милйондин ошуқ кишини қайта тәрбийә намида тутқун қилип, уларни мәҗбурий әмгәк вә мутләқ назарәтниң нишаниға айландурди” деди.
У юқирида тилға елинған барлиқ елиминтларниң американиң хитай билән үнүмлүк мунасивәт қурушиға қийинчилиқ пәйда қиливатқанлиқини билдүрди вә америка президенти трампниң хитайға тақабил туруш үчүн йәниму кәскин сиясәтләрни йолға қоюши керәкликини әскәртти.
Йиғинда йәнә кеңәш палата әзаси җеймис ришму сөз қилди. У йиғиндики кириш сөзини “хитай иқтисади тәрәққий қилған тәқдирдә уларниң сиясий түзүми либираллиққа қарап меңиши мумкин дегән арзу билән 20 йилдин бери хитайни қоллап кәлгән америка әмди бу көз қарашниң хаталиқини етирап қилидиған вақитниң кәлгәнликини тонуп йәтти” дәп башлиди.
У хитайниң американиң техникилирини оғрилаватқанлиқини, хитайға қошна дөләтләрни вә шундақла американиң шериклиригә тәһдит қиливатқанлиқини, өз һәрбий күчини күчәйтиш билән биргә дөләт ичидә “сақчи дөлити” шәкилләндүрүп, һакиммутләқ түзүмини һәтта башқа дөләтләргә експорт қиливатқанлиқини билдүрди. У хитайниң йәр шари тәртипигә еғир тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини әскәртип, америка буниңға қарши җиддий тәдбир елиши керәк, деди.









