Американиң мәкензи ширкити хитайдики 500 дәк хизмәтчисини қисқартқан
2024.10.17
Американиң даңлиқ йәр шари истратегийә вә башқуруш мулазими ширкити болған мәкензи, өзиниң хитайдики бәш йүздәк хизмәтчисини қисқартқан. Бу, мәкензиниң хитайдики омуми хизмәтчисиниң 3 тин бир қисмини тәшкил қилидикән.
Мәкензи ширкити 2018-йили 12-айда, хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмлик бастуруши әң учиға чиққан бир пәйттә, қәшқәр әтрапида һәшәмәтлик сорун уюштуруп, ғәрб таратқулириниң диққитини қозғиған. Әйни вақитта, “ню-йорк вақти” гезити мәкензи сорун түзгән җайниң бир қанчә километир нерисида бир җаза лагери барлиқини ашкарилиған.
Америка кеңәш палатасиниң икки нопузлуқ әзаси бу йил 5-айда, мәкензиниң мәсуллириға язған мәктупидиму, мәкензиниң әйни вақитта хитай һөкүмити уйғур вә башқа мусулман милләтләргә ирқий қирғинчилиқ қиливатқан бир җайда олтуруш қилғанлиқини тәнқидлигән.
“вол ситерет жорнили” ниң 17-өктәбир ашкарилишичә, нөвәттә хитайда 1500 дәк хизмәтчиси болған мәкензи, өткән йил йил җәрянидиму нәччә йүз хизмәтчисини қисқартқан икән. Мәкензиниң хитайдики хизмәтчилирини қисқартиш қарари, хитайниң йеқинда иқтисадни қутқузуш пилани елан қилип, өсүмни чүшүрүш, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзни һәл қилишиға ярдәм бериш, истемалчиларға, болупму икки яки униңдин артуқ пәрзәнти бар истемалчиларға қошумчә ярдәм қилиш қатарлиқ тәдбирләрни елан қилған болсиму, бу қутқузуш пиланиниң хитай иқтисадидики һәқиқий мәсилини һәл қилиши гуманлиқ дәп қариливатқан бир пәйттә елан қилинған.
“вашингтон почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, хитайниң иқтисадни қутқузуш пилани махташқа еришкән болсиму, әмма хитай рәһбәрлири хитайниң көпләп мәбләғ селиш вә експортқа таянған иқтисадий өсүш шәклини, истемалға таянған иқтисади өсүш шәклигә өзгәртиштә һечқандақ қәдәм атмиған. Һалбуки, “вол ситерет жорнили” ниң хәвиридә, мәкензиниң хитайдики содисини униң йәр шари содисидин айриғанлиқи вә хитайда сода қилишниң бихәтәрлик хәвпини азайтқанлиқи билдүрүлгән.